Бәнәзир бутто дадиси зулфиқар әли буттониң йениға дәпнә қилинди
2007.12.28
Түнүгүн сүйқәсткә учрап қаза қилған пакистанниң сабиқ баш министири бәнәзир бутто бүгүн өз юрти гарһи худа беһиштики дадиси зулфиқар әли буттониң йениға дәпнә қилинди. Бутто ханимниң мейити селинған тавут үстигә униң партийиси - хәлқ партийисиниң байриқи йепилған иди.
Бәнәзир ханимниң мейит намизини узитишқа нәччә миң һазидар қатнашти
Бутто ханим пакистанда 2008- йили 8- январ елип берилидиған парламент сайлими үчүн равалпинди өлкисидә паалийәт елип бериватқанда сүйқәсткә учриған болуп, пакистан президенти униң өлүми үчүн үч күн дөләт матими тутушни билдүргән вә буттониң өлүми үчүн ғәзәпкә кәлгән аммини өзини тутувелишқа вә сәбрә қилишқа чақирған болсиму, әмма бутто ханиниң қоллиғучилири бутто ханимға мушәррәп қәст қилди дәп тонуғачқа пакистанда һәрхил шәкилдики қан төкүлүш җүмә күнигичә давам әтти. Нәтиҗидә аммиви қатнаш тохтитилди вә базарлар тақалди.
Бәнәзир ханимниң мейит намизини узитишқа униң йолдиши, үч балиси йетип кәлгән болуп, уларға нәччә миң һазидар җор болған болғачқа қаримаққа пүтүн пакистан матәмгә чөмгәндәк қилатти.
Бәнәзир буттониң қәсткә учришиға қарита дуняниң һәрқайси җайлирида әйибләшләр мәйданға кәлди
Дуняниң һәрқайси җайлирида, вашингтондин деһлиғичә, лондондин кабулғичә бәнәзир буттониң қәсткә учришиға қарита әйибләшләр тәрәп-тәрәптин төкүлүшкә башлиди.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңиши биләт ташлап, мәзкур қатиллиқни қаттиқ әйиблиди һәмдә башқа дөләтләрни қатиллиққа сәвәбчи кишиләрни адаләт соти алдиға елип келиштә ортақ һәмкарлишишқа чақирди.
Бәнәзир буттониң өз хәлқни демократийигә ериштүрүш үчүн төлигән бәдилигә юқири баһа бәргән әнглийә баш вәзири гордон бравн: "бутто демократийини қолға кәлтүрүш үчүн һәммә немисини доға тикти. Мана у һазир ашу демократийидин қорқудиған тоху йүрәкләр тәрипидин өлтүрүлди" деди.
Һиндистан баш министири манмахан синг: "бу земин демократийә үчүн тәр төккүчи вә өз дөлитигә тинчлиқ елип кәлгүчидин айрилди"
Һиндистан баш министири манмахан синг, буттониң орнини һәр қандақ бир пакистанлиқниң басалмайдиғанлиқини билдүрди вә: "бу земин демократийә үчүн тәр төккүчи вә өз дөлитигә тинчлиқ елип кәлгүчидин айрилди" деди.
Бирләшмә агентлиқида бәнәзир буттониң һаятиға беғишлап йезилған " буттониң әнсиз һаятиниң трагедийилик хатимиси" намлиқ мақалидә у, вәтәнпәрвәр вә җәсур аял дәп оттуриға қоюлди. Мақалидә йәнә, ғәрб дунясиға нисбәтән бәнәзир бутто пакистанниң образи, аяллар һоқуқиниң йолбашчиси вә заманимизда бир мусулман дөләтни йетәкләш ғайисидин ваз кәчмигән тунҗи аял дәп тәрипләнди.
Мушу һәптә сәйшәнбә күни бәнәзир бутто билән исламабадта көрүшкән афғанистан президенти һамид карзай, бутто ханиниң өлүмидин өзиниң қаттиқ ич ағриқи тартқанлиқини билдүрүп: "бу җәсур сиңлимиз мушу район үчүн өзини ата қилди" деди.
Бутто ханим: " әгәр өлүп кәтсәм мушәррәп мәсул"
С н н ниң ашкарилишичә, тунҗи қетимлиқ һуҗумда һаят қалған бутто ханим с н н дики узун йиллиқ дости марк сәигәлгә язған хетидә, мушәррәпниң уни қоғдашқа йетәрлик бихәтәрлик тәдбирлирини алмиғанлиқини әгәр өлүп кәтсә мушәррәпниң мәсул икәнликини оттуриға қойған.
Б б с да көрситишичә, бутто ханимниң мейитини узатқучиларниң көпинчиси бутто ханимни мушәррәп өлтүрди дәп қарайдикән. Мәлум болушичә, бүгүн пүтүн пакистан миқясида нурғун җайларда намайишлар болуп өткән. Синдһ өлкисидә бир йолучилар пойизиға от қоюветилгән вә карачида елип берилған намайиш җәрянида сақчилар намайишчиларға оқ чиқирип бир нәччә адәмни өлтүргән.
Бу хилдики намайиш мултан вә пунҗаб өлкилиридиму елип берилған болуп, бәзи мутәхәссисләр пакистанда йәнә һәрбий һаләт йүргүзүш зөрүр дәп қаришиватқан болсиму, әмма ню-йорк вақит гезитидә көрситилишичә, пакистанда турушлуқ сайлам тәшкилләш орнидики тәһлилчи иҗаз гилани әгәр мушәррәп намайишларни бесиқтуруш үчүн йәнә һәрбий һаләт йүргүзсә техиму қаттиқ қаршилиққа учриши мумкинликини оттуриға қоюшмақта.
Әл қаидә тәшкилати бутто ханимни өзлириниң өлтүргәнликини җакарлиди
Асия вақит гезитигә асасланғанда, һазирчә әл қаидә тәшкилати командири мустафа аба алязид бутто ханимни өзлириниң өлтүргәнликини тән алған болсиму, әмма америка бихәтәрлик органлири вә федератсийә тәкшүрүш идариси әл қаидиниң бу баянати устидин тәкшүрүш елип баридиғанлиқини билдүргән.
Бәнәзир буттониң һаятиға бир нәзәр
Бутто ханим 1953 - йили туғулған болуп, 1988 - йили 35 йешида пакистанниң баш министирлиқ вәзиписини тапшуруп алған, әмма вәзипигә олтуруп бир йерим йилдин көпрәк вақит өткәндин кийин пара елиш җинайити билән әйиблинип әйни вақиттики пакистан президенти ғулам исақхан тәрипидин вәзиписидин елип ташланған.
У 1993- йили пакистанға иккинчи қетим баш министир болуп сайланған болсиму, лекин 1996- йили охшаш гунаһ артилип вәзиписидин қалдурулған вә 1998- йилидин башлап дубәй шәһиридә сүргүндә яшаватқан иди. У бу йил 18- өктәбир вәтини пакистанға қайтип келип парламент сайлимиға қатнишиш үчүн паалийәт елип бериватқан болуп икки айға йәтмигән вақит ичидә пакистанниң нурғун җайлирида нутуқ сөзләп хәлқниң һимайисигә еришкән иди.
Бәнәзир бутто ханим пакистанға қайтқандин буян икки қетим һуҗумға учриған болуп, алдинқи қетимлиқ һуҗумда сақ қалған болсиму, әмма кейинки қетимлиқ һуҗумда һаятидин айрилған.
Мәлум болушичә, бутто ханим өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда зәхмигә учримай һаят қалған болсиму, әмма мәзкур қатил өзини қошуп партлитиштин илгири бутто ханимға атқан оқ униң бойниға вә көкрикигә тәккән.
Наваз шериф әпәнди сайламни байқут қилди
2008- Йили 8- авғуст пакистанда парламент сайлими елип берилиду, мәзкур сайламға қатнишиш үчүн паалийәт елип бериватқан намратларниң бирси болған бутто ханим қәсткә учриған вә йәнә бир намзат һәмдә сабиқ баш министир наваз шериф әпәнди бу сайламни байқут қилғанлиқини җакарлиған болсиму, әмма пакистан һөкүмити сайламниң өз вақтида елип берилидиғанлиқини илгири сүрмәктә. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сабиқ пакистан баш министири бәнәзир бутто сүйқәсткә учриди
- Хитайниң демократийилишиш мумкинчилики вә уйғур мәсилиси (1)
- Қирғизистандики өктичи партийә - гуруһлар сайламда адаләтсизлик көрүлгәнликини илгири сүрди
- Президент пәрвез мушәррәп һәрбий һаләтни бикар қилидиғанлиқини җакарлиди
- Саркозий кишилик һоқуқи вә хәлқ пули мәсилисидә ху җинтавға нәсиһәт бәрди
- Мушәррәпкә қарши ички һәм ташқи бесимлар күчәймәктә
- Хитай рәһбәрлири дәватқан 'демократийә' һәққидики мулаһизиләр давамлашмақта
- Хитай рәһбәрлири 'демократийә' дегән аталғуниң мәнисини өзгәртмәктә
- Хитайниң чиқиш йоли бирла: демократийә
- Қирғизистанда, һазирқи президент қурманбек бақийевни қоллайдиған ақҗул партийиси қурулди
- Рабийә қадир ханим, 10 - нөвәтлик хәлқара кишилик һоқуқ һөҗҗәтлик филим фестивали баһалаш комитетиниң әзалиқиға сайланди
- Хитай демократлири әмди чәтәлләрдә туруп немә иш қилалайду?
- Коммунист хитай рәһбәрлири демократийә һәққидә хәлққә әвладму-әвлад ялған вәдә берип кәлмәктә
- Түркийидә елип берилған сайламда адаләт вә тәрәққият партийиси зәпәр қучти
- Ғәрб дөләтлири нимишқа хитай билән қачқунларни өткүзүп бериш келишими имзалашни халимайду?