Бермидики будда раһиплири намайишта әркинлик марши ейтти


2007.09.25

marching_parliament-200px.jpg
Йүзлигән бермилиқ раһиплар хәлиқ аммисиниң қоллиши билән намайишта. AFP Photo

Бермида буниңдин бирнәччә һәптә бурун дөләт пуқралириниң йеқилғу баһаси өрлитилгәнликигә қарши өткүзгән намайиши берма һәрбий һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулған иди. Шуниңдин кейин миңлиған раһип, раһибәләр хәлқни қоллап намайиш қилди. Раһиплар намайиши пүтүн хәлқниң алқишиға еришти. Берма һәрбий һөкүмити уларни бастурушқа тәйярланди. Хәлқ қолни ‏- қолға тутушуп раһипларни сақчилардин муһапизәт қилди.

Бүгүн рангун шәһиридә кочиларға чиқип берминиң 'күрәшчан тоз' дәп атилидиған әркинлик -демократийә байриқини көтүрүп, берма һәрбий һөкүмитигә қарши намайишқа қатнишиватқан адәм сани 50 миңдин ашти. Қатнаш тосулуш һадисилири йүз бәрди. Берма һәрбий һөкүмити әвәткән қораллиқ қисимлар хәлққә қорал тәңләп пурсәт күтүп турмақта. Бермида йүз бәргән раһиплар намайишиға һазир пүтүн дуня җиддий көңүл бөлмәктә.

Раһипларниң намайишини аңсән суҗи ханим қоллиди

Ройтрс агентлиқиниң 25 ‏- сентәбир күни рангун шәһиридин хәвәр қилишичә, бүгүн берминиң рангун шәһиридә демократийә марши товлап намайишқа чиққан раһип вә раһибәләрниң сани 10 миңға йәткән. Буниңдин башқа таңгок қатарлиқ бирнәччә шәһәрдиму 40 миңға йеқин раһип -раһибә бирла вақитта кочиға чиқип намайиш қилған. Бу бермида 1988 ‏- йилдин буян йүз бәргән генерал җунтаниң һәрбий һөкүмитигә қарши әң чоң намайиш болуп һесаблиниду. Җунта һөкүмити 1998 ‏- йили демократик намайишни бастуруп 3000 адәмни қирған иди.

Хәвәрдә баян қилинишичә, берма һәрбий һөкүмити намайишни бастуруш үчүн әвәткән һәрбий қисимлар һазир пурсәт күтмәктә. Пуқрачә кийингән һәрбий җасуслири намайиш қошуни ичигә кирип вәқә чиқиришқа урунмақта.

Һазирқи бу намайиш ‏-‏- бермида һәрбий һөкүмәтни ахирлаштуруш үчүн хәлқниң бирдинбир үмид юлтузи болуп қалди һәмдә 18 йиллиқ демократик паалийити җәрянида берма һәрбий һөкүмити тәрипидин 11 йил нәзәрбәнткә елинған, нобил тинчлиқ мукапатиға еришкән аңсән суҗи ханимниң қоллишиға еришти.

Хәлқараниң берма вәзийитигә болған инкаси

Б д т тор бетидә баян қилинишичә, б д т ниң баш катиби бан кимун 24 ‏- сентәбир күни баянат елан қилип, бермида тинч шәкил билән өткүзүлүватқан раһиплар намайишни қоллайдиғанлиқини билдүргән вә намайишни бастурушқа тәйярланған берма һәрбий һөкүмитини өзини тутувелишқа чақирған.

Бирләшмә агентлиқиниң бросселдин хәвәр қилишичә, бүгүн яврупа бирлики берма һәрбий һөкүмитиниң демократик намайишни бастурушқа тәйярланғанлиқини қаттиқ әйиблигән вә берма һөкүмитини мәсилини сөһбәт арқилиқ һәл қилишқа чақирған.

Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, америка президенти җорҗ буш бүгүн б д т ниң чоң йиғинида сөзлигән нутқида, б д т ни әркинлик һәққидә дуняға бәргән вәдисигә әмәл қилип, бермидики дини әркинликни қоғдашқа вә берма һәрбий һөкүмитигә җаза қоллинишқа чақирған.

Б б с ниң баян қилишичә, хитай ташқи ишлар мнистирлиқиниң баянатчиси җяңйү 9 ‏- айниң 25 ‏- күни, дөлитимиз бермида вәзийәтниң тезликтә муқим қилинишини вә иқтисадниң тәрәққи қилдурулушини үмид қилиду, әмма җуңго башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилашмайду, дегән.

Бермида 40 йилдин буян һәрбий қисимлар һоқуқ тутуп кәлмәктә

Хәвәр архиплириға қариғанда, берма милади 1044 ‏- йили мустәқил дөләт болуп шәкилләнгән. 1937 ‏- Йили әнглийигә қарашлиқ һиндистандин қайтидин мустәқил болуп чиққан. Һазирқи берминиң йәр көлими 679 миң квадрат километир. Деңиз чегриси 3200 километир. Нопуси 52 милйон. Бу әлдә берма, келун қатарлиқ тили әң йеқин милләтләр омуми нопусниң %65 ни тәшкил қилиду.

Һазир бермида 135 милләт бар дәп ейтиливатиду. 1994 ‏- Йилидики статистикида 570 миң хитай муһаҗирлири бар дейилгән иди. Һазир хитай муһаҗирлириниң нопуси 2 милйон 500 миңдин ашқан. Буларниң көпинчиси йүннән арқилиқ сахта кимлик билән бермиға еқип киргән. Һазирқи берма һәрбий һөкүмити 1962 ‏- йилидин башлап һоқуқ тутуп кәлмәктә.

Хитайниң нефит ширкәтлири уйғур аптоном районида қолланған усулни бермидиму қолланған

Бирләшмә агентлиқиниң мухбири мартин валкерниң баян қилишичә, бермида өткән айда йеқилғу баһасиниң өрлишигә қарши намайиш йүз бәргән иди. Буддизм дөлити болған бу дөләттә раһип вә раһибәләрму иқтисадий турмуштики риаллиққа көз юммай, хәлқниң демократик һәрикитини қоллиған.

Коммунист хитай һөкүмити бермидики ситтев қатарлиқ шәһәргә мәбләғ селип нефит қезиватқили хели көп йиллар болуп қалди. Әмма хитайниң нефит ширкәтлири бермидин ишчи-хизмәтчи қобул қилмиған. Хитайлар бермидин қезивалған нефитни өзлири ясиған төмүр йол билән бивастә хитайға тошуп кәтмәктә. Һазир нефит чиқиватқан бермида йеқилғу баһаси өрләп кәткәчкә, йәрлик хәлқ буниңға нарази болған. Бу наразилиқни будда раһиплириму қоллап чиққан. Гәрчә һазир берма һөкүмити вә хитай муһаҗирлири 'хәлқ раһипларға сәдиқә бәрмәйдиған болуп қалғанлиқи үчүн раһиплар намайиш қиливатиду' дәватсиму, әмәлийәттә берма раһиплири намайиш қилғанда әркинлик-демократийә маршини оқуп маңмақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.