Берма һәрбий һөкүмити өз хәлқини бастурса, немә үчүн дуня хитайни әйибләйду?
2007.09.28

Берма вәзийити һазир техиму мурәккәпләшти. Әркин асия радиосиниң игилишичә, берма һәрбий һөкүмити бермида қуруқ қол, ялаң аяқ намайиш қилған хәлқни қанлиқ бастурушниң дәриҗисини өрләткәндин кейин, 27 - сентәбир күни б д т бихәтәрлик кеңишидә берма мәсилиси һәққидә җиддий йиғин чақирилған иди. Русийә учур вастилириниң ашкарилап қоюшичә, б д т йиғинида коммунист хитай һөкүмити рәт қилиш һоқуқини ишләткәнлики үчүн, берма мәсилисини һәл қилиш үчүн һечқандақ қарар елинмиған. Әмма хәлқара җәмийәтләр һазир өз алдиға тәдбир қолланмақта.
Бермида қанлиқ бастурушниң дәриҗиси юқири өрләватиду
Франсийә агентлиқиниң 28 - сентәбир күни рангундин хәвәр қилишичә, берма һәрбий һөкүмити йеқинқи үч күн ичидә раһиплар намайишини қораллиқ бастуруп аз дегәндә 13 адәмни етип өлтүрди. 200 Дин артуқ адәмни тутқун қилди. Көп адәмни зәхмиләндүрди.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, бермида, хәлқниң намайишта йүз бәргән вәқәләрни интернет арқилиқ йезип яки синға елип йоллап турғанлиқи, пүтүн дуняға берма хәлқниң дәрдини чүшәндүрүштә наһайити муһим рол ойниған иди. Берма һәрбий һөкүмити һазир хәлқниң дуня билән болған интернет учур алақисини үзүп ташлиди. Шундақла йәнә бермидики бәш чоң будда ибадәтханисини муһасиригә еливалди. Бундақ әһвал астида, әмди оқуғучилар 'тоз' нусхилиқ әркин берма байриқини көтүрүп, 'бермиға азадлиқ' дәп шуар товлап кочиға чиқти.
японийә һөкүмити бермида етип өлтүрүлгән японийә мухбири делосини тәкшүриду
японийидә чиқидиған 'кйото хәвәрлири' дә баян қилинишичә, японийилик журналист, видио мухбири кенҗи нагай рангун шәһиридә йүз бәргән әркинлик намайишини синға еливатқанда, берма һәрбий һөкүмити тәрипидин етип өлтүрүлгән. японийиниң йеңи баш министири ясуо фукуда бу делони тәкшүрүш үчүн мәхсус өмәк әвәтидиғанлиқини җакарлиған.
Б б с ниң баян қилишичә, коммунист хитай һөкүмити 1950 - йили берма билән депломатийә орнатқандин буян, берма һөкүмитигә көп миқдарда өсүмсиз қәрз берип турғандин башқа, бермида йәнә наһайити көп асаси қурулуш елип барди.
Йәр шарини қоғдашни өзиниң бурчи қилған бир чоң хәлқаралиқ тәшкилатниң доклатида баян қилинишичә, өткән 10 йил ичидә хитайниң 26 ширкити бермида 62 чоң қурулуш елип барған. Техиму тәпсилий қилип ейтқанда, коммунист хитай һөкүмити оттура шәрқтин импорт қилған нефит вә тәбиий газни молокка тақим араллири арқилиқ әмәс, бәлки берминиң һинди окян қирғақлиридин бивастә хитайға әкилиш үчүн, йүннән өлкисидин берминиң һинди окян қирғақлириға тутишидиған 2380 километирлиқ бир нефит вә тәбий газ турубиси ясап чиққан. Бу җәрянда бермиға еқип барған хитай нопуси бир нәччә һәссә көпийип кәткән. Б п нефит ширкитиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, берминиң өзидиму хитай пайдилиналайдиған тәбиий газ записи пүтүн дунядики тәбиий газ записиниң %3 ни тәшкил қилиду.
Хитай һөкүмити рәңдар инқилабларниң бермида башлинишидин әндишә қилмақта
Бермида 40 йилдин буян һәрбий һөкүмәтниң мәвҗутлуқи, униң хәлқни бастуруш күчи күндин -күнгә ешиватқанлиқи, дөләт пуқралириниң турмуши начарлишиватқанлиқи, 1980 - йиллардин башлап бермида йүз бәргән демократик һәрикәтләрниң һәрбий һөкүмәт тәрипидин кәйни -кәйнидин қаттиқ бастурулуватқанлиқи, вәһши һөкүмәткә қарши қоралсиз инқилап қилип нобил тинчлиқ мукапатиға иришкән аңсам сучи ханимниңму 10 нәччә йилдин буян берма һәрбий һөкүмити тәрипидин қаттиқ нәзәрбәнткә елиниватқанлиқи қатарлиқ җинайи қилмишларға бермида хатимә берилмигәнлики, дуняда аллиқачан шәкилләнгән ортақ чүшәнчә буйичә ейтқанда, коммунист хитай һөкүмити билән мунасивәтлик.
Шуңлашқа, хитай һөкүмити, һәтта бермида йүз бериватқан һәққанийәтсизликкә чидимиған будда раһиплириму кочиға чиқип намайиш қилғандин кейин, вәқәниң чоңийип кетип, қошнисиниң һойлисиға туташқан бу 'от' та өзиму көйүп кетип, олимпик мусабиқисини бейҗиңда өткүзүш қарари өзгирип кетишиниң алдини елиш үчүн , берма вәқәси һәққидә 'башқа дөләтниң ички ишиға арилашмаймиз' , 'һәр икки тәрәп сәври қилиш' дәп тәкитләш арқилиқ, әмәлийәттә берма һәрбий һөкүмитиниң хәлқни бастуруш һәрикитигә сүкүт қилған иди. Әмди буниңға дуня арилишишқа башлиған иди, хитай һөкүмити өзиниң б д т дики рәт қилиш һоқуқидин йәнә бир қетим пайдиланди.
Хоңкоң учур вастилириниң тәһлил қилишичә, хитай һөкүмити оттура асияда техичә ахирлашмиған рәңдар инқилабларниң һазир бермида башлинишидин әндишә қилмақта.
Америкиниң бермиға қаратқан йеңи тәдбири
Бирләшмә агентлиқиниң 28 - сентәбир күни баян қилишичә, америка малийә министирлиқи бүгүн берма һөкүмитиниң 14 нәпәр юқири дәриҗилик әмәлдариниң вә бу әмәлдарлар билән мунасивити бар һәр қандақ кишиниң америкидики мүлкини тоңлитишни қарар қилди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ рәһбәрлири б д т йиғиниға қатнашти вә җәнвәдә намайиш елип барди
- Бермидики будда раһиплири намайишта әркинлик марши ейтти
- Үрүмчидики сақчи - әдилийә мәктипидә тоқунуш йүз бәрди
- 'Шинҗаң' сақчи-әдлийә мәктипидә йүз бәргән тоқунушниң түп сәвәби
- Қирғизистан президенти қолдин кәткән һоқуқлирини қайтурувалди
- Хитайниң уйғур елигә қаратқан истратегийилик сиясити һәққидә
- Австралийидә көп тәшкилат бирликтә өткүзгән намайишларда уйғур мәсилиси асасий орунға қоюлди
- RFA Ниң зияритини қобул қилған кучар һакими өзини тәкшүргән
- Қәһриман ғоҗамбәрди қирғизистанда йүз бәргән намайиш һәққидә тохталди
- Қирғизистан сақчилири тәшкилатчи турсун исламниң оғлини тутуп кәтти
- Пакистандики хитай ишчилири немә үчүн һуҗумға учрайду ?
- Куча хәлқиниң наразилиқидин дуня хәвәрдар болди
- Қирғизистандики өктичиләр өз паалийәтлирини давамлаштурмақта