"Хитайниң ғәрбий чегрисиниң қоғдиғучилири"
2005.11.21

Әнглийә б б с радио-телевизийә ширкитиниң мухбири квентин саммервил өткән пәйшәнбә күни елан қилған "хитайниң ғәрбий чегрисиниң қоғдиғучилири" намлиқ мақалисини өзиниң бир нәччә "биңтуән" хадимлири билән елип барған сөһбитидин башлиған болуп, у бәй фамилилик бир биңтуән хадиминиң "бизниң бу йәрдики биринчи чоң вәзипимиз, бу земинни сақлаш вә чегра қоғдаш. Терилғу йәрләрни ечиш вә иқтисадий амиллар иккинчи орунда туриду" дегән сөзини нәқил кәлтүргән. У йәнә, хитайниң уйғур елидики бу ишләпчиқириш қурулуш армийисидә һазир 2 йерим милйон қораллиқ әскәрниң туруватқанлиқини ейтип, " улар шинҗаңни зади немидин қоғдимақчи?" дегән суални қойған. Бәй фамилилик бу киши мухбирниң бу суалиға, "биз хитай коммунист партийисигә тәһдит болған һәр қандақлики нәрсигә қарши туримиз. Мәйли бу тәһдит қәйәрдин кәлсун. Биз мәркәзниң йолйоруқиға асасән өз бурчимизни ада қилимиз" дәп җаваб бәргән.
Германийидики дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә өз көз қаришини оттуриға қоюп, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә "биңтуән" турғузушниң, бу районға болған бастурмичилиқини қанунлаштуруш икәнликини билдүрди.
Б б с мухбири саммервил мақалисидә йәнә, хитайларниң уйғур елидә әң яхши хизмәтләрдә ишләйдиғанлиқини һәмдә у йәрниң әң мунбәт тупрақлириға еришидиғанлиқини йезип, һәтта "биңтуән" кевәзликлиридиму башқа өлкиләрдин кәлгән хитай аққунлар ишләп, уйғурларниң хизмәт тепишиму тәскә чүшкәнликини язған. Мақалидә көрситилишичә, "биңтуән" дики бир қисим хитайлар коммунистпәрәс хадимлар болуп, улар пүтүн күчи билән мәркәзниң йолйоруқи бойичә иш көридиған болса, йәнә бәзилири бу шараитқиму рази болмай йәнила хитайниң башқа өлкилиригә кетишни халайдикән.
Мәзкур мақалида йәнә, хитай кишилик һоқуқ тәшкилатиниң тәтқиқатчиси николас бекулинниң қарашлириму оттуриға қоюлған. Николас бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмитиниң тарихий көз қаришиға охшимайдиған һәр қандақ пикирләрни қойған кишиләр яки уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң төһписини мәдһийлигүчиләрниңму хитай һөкүмити тәрипидин дәрһалла "бөлгүнчи" дәп әйиблинидиғанлиқини билдүргән. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, һазир өзлириниң "биңтуән" вә хитай аққунларниң уйғур елигә көчүш мәсилилиригә аит программиға тәйярлиқ көрүватқанлиқини һәмдә бу мәсилигә хәлқараниңму диққитини тартиватқанлиқини билдүрди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң ғәрбни ечиш сиясити уйғур ели һәм хәлқигә нимиләрни елип кәлди ? (1)
- Хитайниң ғәрбни ечиш сиясити уйғур ели һәм хәлқигә нимиләрни елип кәлди ? (2)
- Хитайниң ғәрбни ечиш сиясити уйғур ели һәм хәлқигә нимиләрни елип кәлди ? (3)
- Кадир алмаштуруштин ким мәнпәәтлиниватиду? (2)
- Ләнҗу – қәшқәр төмүр йоли қәшқәр хәлқигә немә елип кәлди?