5 - Июл вәқәси һәққидә бир шаһитниң баянлири (3)
Мухбиримиз әкрәм
2009.09.22
2009.09.22

Youtube.com Дин елинди.
Бу ханимниң дейишичә, бир күни, 40 яшлардики бир уйғур тутқун дөңкөврүккә елип келингәндә, униң әтраптики уйғур җамаитигә қарап "қериндашлар, мениң һеч гунаһим йоқ, лекин булар мени бәрибир өлтүриветиду, түрмидә нурғун қериндашлиримизни бикардинла уруп, қийнап өлтүрүвәтти. Бизгә дуа қилип қоюңлар!" дегинини өз көзи билән көргән вә аңлиғанлиқини тилға алди. Униң ейтишичә, бундақ сазайи қилиниватқан уйғурлар арисида нарисидә балиларму бар икән.
Вәтәндин бир һәптә илгири қайтип кәлгән бу ханим, хитай пуқралириниң һазирму уйғурларни өлтүрүшни давам қиливатқанлиқини ейитти.
5 - Июл вәқәсиниң бу шаһити, вәқә йүз бәргән күни хитай сақчи вә әскәрлириниң оқ тегип өлмәй қалған яридарларниң каллисини тоқмақлар билән езип өлтүрүвәткәнликини аңлиған.
Бу ханим, бәзи һөкүмәт хадимлиридин турмидики яридарларниң бәдәнлириниң сесип кәткәнликини, һечқандақ давалаш тәдбири қолланмиғанлиқини вә хитайниң тутқунларни ач, сусиз қоюп қийнаватқанлиқини аңлиған.
Бу уйғур ханим йәнә, вәқәдин кейин кочида йүргән уйғурларниң һәммисиниңла тәкшүрүш обийектигә айлинип қалғанлиқини, сәлла наразилиқ кәйпиятида болғанларни хитай сақчи - әскәрлириниң вәһшиләрчә уруп - йиқитип, түрмигә елип кетидиғанлиқини ейтип бәрди.
Хитайниң тутқун қилиш һәрикәтлириниң йәнила давам қиливатқанлиқини әскәрткән бу ханим, бәзи уйғур һөкүмәт хадимлиридин "10 миңдин артуқ адәмниң из - дерики йоқ" дегән хәвәргә еришкән.
Униң ейтишичә, хитайлар вәқә йүз бәргәндин кейинла , шәһәр ичи телефунлирини қаттиқ назарәт қилған болуп, йәнә нурғун уйғурларни 5 - июл вәқәси тоғрилиқ телефунда қилишқан гәплири түпәйли қолға алған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.