Қирғизистан сақчилири тәшкилатчи турсун исламниң оғлини тутуп кәтти
2007.07.30

Қирғизистан даирилири 30- июл күни қирғизистандики америка қисимлирини қоллап, бешкәктики америка әлчиханиси алдида намайиш тәшкиллигән, бешкәк демократийә вә кишилик һоқуқ тәшкилатиниң рәиси вә әркин асия радиосиниң қирғизистандики ихтияри мухбири турсун исламниң намайишқа қатнишишиниң алдини елиш үчүн, өйиниң дәрвазисини сирттин тақаш арқилиқ уни вә аилисидикиләрни нәзәрбәнт қилған.
Алдимиздики авғуст ейида бешкәктә өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлириниң йеғини һарписида қирғизистандики уйғур тәшкилати тәрипидин бундақ бир намайиш уюштурулғанлиқи қирғизистан бихәтәрлик даирилирини алақзадә қиливәткән.
Улар, йәрлик һөкүмәт даирилири тәрипидин рухсәт берилгән бу намайишниң алдини елиш үчүн барлиқ тәдбирләрни қолланған. Биз вәқәниң йүз бериш җәрянини игиләш үчүн турсун ислам билән телефон арқилиқ сөһбәт өткүздуқ.
Турсун ислам әпәнди, қирғизистан даирилириниң бүгүн әтигән униң өйидин чиқишиниң алдини елиш үчүн дәрвазисини сирттин тақап нәзәрбәнт қилип қойғанлиқи вә вәзийәтниң тәрәққияти тоғрисида мухбиримизға учур бәрди.
юқиридики улиништин, мухбиримиз өмәр қанатниң бу һәқтики тәпсили хәвирини аңлайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийиниң таҗикистандики базисида реактип айропиланлирини көпәйтиштики истратегийилик мәқсити немә?
- Куча хәлқиниң наразилиқидин дуня хәвәрдар болди
- " Иттипақ" җәмийити өз паалийәтлирини техиму күчәйтмәкчи
- Хитай һөкүмити қирғизистандики җасуслуқ һәрикитигә қатнашқанлиқини инкар қилди
- Қирғизистандики уйғур зиялийлар билән бир қисим қирғиз зиялиларниң сөһбити
- Қирғизистандики өктичиләр өз паалийәтлирини давамлаштурмақта
- Шиветсийидә ху җинтавға қарши намайиш елип берилди
- Бушниң рабийә ханим билән көрүшкәнлик тәнтәниси бишкәктә
- Ху җинтавниң шветсийә зиярити намайишқа дуч кәлди
- Голландийидә өткүзүлгән уйғур паалийәтлириниң роһи бишкәктә
- Қарамай шәһиридә пинсийигә чиққан ишчилар намайиш қилди
- Гуаңши бобәйдики деһқанларниң һөкүмәткә қарши наразилиқи мәтбуатларда мулаһизә қилинмақта