Тәйвән һөкүмити хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ға күчлүк қаршилиқ билдүрди


2005.03.08
chui--bolunush-taiwan-200.jpg

Дуня әһлиниң диққитини тартиватқан хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ниң дәсләпки лайиһиси сәйшәнбә күни хитай хәлқ қурултийиниң тәкшүрүшигә қоюлди. Хәлқ қурултийи даимий комитетиниң муавин мудири ваң җавго йиғинда мәзкур қанун лайиһиниң мәзмунини қисқичә чүшәндүрүштин сирт, "тинч бирликкә кәлтүрүш" вә "бир дөләттә икки хил түзүм болуш" сияситиниң, хитай һөкүмитиниң тәйвән мәсилисини һәл қилиштики асасий пиринсипи икәнликини билдүрди. Әмма у йәнә, хитайниң тәйвән мустәқиллиқ күчлиригә тинчлиқсиз усул билән тақабил туруштинму ваз кәчмәйдиғанлиқини әскәртти. У мундақ деди:

"Биз әзәлдин қорал күчи ишләтмәймиз дәп вәдә берип бақмиған. Һәр қандақ бир игилик һоқуқиға игә дөләт бөлгүнчилик һәрикәтләргә йол қоймайду. Тинчлиқсиз усул билән дөләт бөлгүнчиликигә тақабил туруш болса, бизниң дөләтниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнликини қоғдаш вә тинч йолда дөләтниң бирликини қолға кәлтүрүш тиришчанлиқлиримиз әмәлгә ашмиғанда андин қоллинидиған әң ахирқи таллаш йолимиз".

Қорал күчи ишлитиштики 3 хил шәрт

Биз әзәлдин қорал күчи ишләтмәймиз дәп вәдә берип бақмиған. Һәр қандақ бир игилик һоқуқиға игә дөләт бөлгүнчилик һәрикәтләргә йол қоймайду.

Ваң җавго йәнә, "дөләтни парчилашқа қарши қанун" лайиһисиниң мәзмунлирини чүшәндүрүп келип, хитайниң төвәндикидәк 3 хил шәрт астида қорал күчи ишлитидиғанлиқини билдүрди. Биринчиси, тәйвән мустәқиллиқ күчлири һәр қандақ нам вә усул билән тәйвәнни хитайдин айрип чиқиш әмәлийитини пәйда қилғанда. Иккинчиси, тәйвәнниң хитайдин айрилип чиқишини кәлтүрүп чиқиридиған чоң вәқә йүз бәргәндә. Үчинчиси болса, тинч йол билән бирликкә кәлтүрүш шәрти пүтүнләй мәғлуп болғанда.

Тәйвән бу қанунға күчлүк қаршилиқ билдүрди

Тәйвән чоң қуруқлуқ ишлири комитети сәйшәнбә күни буниңға дәрһал инкас қайтуруп, хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қанун" лайиһисиниң мәзмунлириға күчлүк қаршилиқ билдүридиғанлиқини көрсәтти. Муавин комитет рәиси чю тәйсән, хитай коммунист һөкүмитиниң бу қанунни турғузуш арқилиқ "җуңхуа минго" ниң игилик һоқуқини инкар қилишни мәқсәт қилғанлиқини һәмдә икки қирғақниң нөвәттики вәзийитини бир тәрәплимә һалда өзгәртмәкчи болғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

Protest_boy0308-150.jpg

"Бу, һазирла районниң вәзийитидә җиддийлик пәйда қилип болди. Шундақла бу, хәлқара җәмийәт вә биз тәрәпниң, хитай һөкүмитиниң мәзкүр қанунни турғузуши тоғрисидики әндишилиримизниң тоғра икәнликини испатлиди".

Тәйвән хәлқи буни һәргизму қобул қилмайду

Тәйвән хәлқи һәргизму хитайниң "бир дөләттә икки хил түзүм болуш" пиринсипини қобул қилмайду.

Тәйвән чоң қуруқлуқ ишлири комитетиниң муавин рәиси чю тәйсән баянатида йәнә, ваң җавгониң "тинч бирликкә кәлтүрүш вә бир дөләттә икки хил түзүм болуш усули билән тәйвән мәсилисини бир тәрәп қилиш" қаришиға қарши чиқип, тәйвәнниң һәргизму буни қобул қилмайдиғанлиқини, чүнки тәйвән йәни җуңхуа мингониң һазир игилик һоқуқиға игә бир мустәқил дөләт икәнликини билдүрди. У мундақ деди:

"Тәйвән хәлқи һәргизму хитайниң ‘бир дөләттә икки хил түзүм болуш пиринсипини қобул қилмайду. Тәйвәнниң кәлгүси чоқум 23 милйон тәйвән хәлқиниң разилиқиға еришиши керәк. Шуңа хитай коммунистлири бу һәқиқәтни чоқум қобул қилиши лазимдур".

Чю тәйсән йәнә, тәйвәндә һазир хитайниң мәзкүр "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ға қарита тәйвән һөкүмитиниң "йүтүвелишқа қарши қанун" турғузушни тәләп қиливатқан авазларниңму барғансери күчийиватқанлиқини, шундақла буниңдин, хитай оттуриға елип чиқиватқан қанунниң тәйвән хәлқиниң ирадиси вә әркин таллишиға еғир зиян йәткүзидиғанлиқини илгири сүрди.

Америка хитайни қайта ойлишишқа чақирди

Биз тинч йолдин башқа һәр қандақ усул билән тәйвәнниң кәлгүсини бәлгиләшкә урунидиған һәрикәтләргә қарши туримиз.

"Дөләтни парчилашқа қарши қанун" лайиһисиниң хитай хәлқ қурултийида оттуриға қоюлғанлиқиға қарита америка ақ сарай сәйшәнбә күни инкас қайтуруп, буниң икки қирғақ мунасивитини яхшилашқа пайдисиз икәнликини билдүрди. Ақ сарай баянатчиси скот маклилан бейҗиң һөкүмитиниң бу қарарни мақуллашни қайта ойлишишини тәләп қилди. У мундақ деди:

"Биз тинч йолдин башқа һәр қандақ усул билән тәйвәнниң кәлгүсини бәлгиләшкә урунидиған һәрикәтләргә қарши туримиз. Бизниң мәйданимиз һәммигә ениқ, биз "бир җуңго" пиринсипини тәкитләймиз вә тәйвәнниң мустәққилиқиниму қоллимаймиз. Әмма биз тәйвәнниң нөвәттики вәзийитини өзгәртидиған бир тәрәплимә елип берилған һәр қандақ һәрикәткә қарши туримиз"

Америка тәйвән вәзийитигә йеқиндин көңүл бөлмәктә

Скот маклилан йәнә, икки қирғақниң диалогни күчәйтиш арқилиқ арисидики ихтилапларни тинч йол билән һәл қилишқа тиришиши керәкликини әскәртти. Америка һөкүмити хитайниң тәйвәнниң бихәтәрликигә тәһдит болуп қелишини йеқиндин көзитип келиватқан болуп, һәтта мушу сәвәбтин явропа бирликиниң хитайға қаратқан 15 йиллиқ қорал сетиш чәклимисини бикар қилишиға күчлүк қарши чиқти. Шундақла йеқинда америка президенти җорҗ в буш билән америка дөләт мәҗлиси бу пикирдә ортақ бирлишип, мәзкур чәклимини бикар қилип хитайға қорал сетип беришкә арилашқан явропа дөләтлиригә җаза қоллинидиғанлиқини җакарлиған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.