Хитайдики мусулманлар авазини көтәрмәктә


2006.11.21
xoten-balilar-200.jpg
13 – Өктәбир күни бирқанчә уйғур балилири хотәндә> AFP

Йеқинда уйғур елини зиярәт қилип у йәрдики вәзийәтни өз көзи билән көрүп, хитай һөкүмәт рәһбәрлири вә уйғурлар билән көрүшүп әһвал игилигән бостон глуб гезитиниң илгири бейҗиңда турған мухбири җаһангир почаниң мәзкур гезиттә уйғурлар һәққидә елан қилған иккинчи мақалиси болуп һесаблиниду.

Җаһангир поча 11‏-айниң 5‏- күни бостон глуп гезитидә елан қилған мақалисидә, бейҗиң һөкүмитиниң уйғур елидин хитайниң ичкири өлкилиригә созулған турубилар арқилиқ уйғур елиниң нефит вә тәбий газ байлиқини хитайға йөткиши, уйғурларниң мустәқиллиқ һесиятини техиму күчәйткәнликини билдүргән иди.

Хитайниң бесими уйғурларниң наразилиқини күчәйтмәктә

У, 11‏-айниң 19‏-күни елан қилған мақалисидә болса, асасән хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан қаттиқ қол сиясити вә уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши күнсери күчийиватқан наразилиқи үстидә тохталған.

Җаһангир поча мақалисидә мундақ дәйду:

"Уйғур елиниң оттура асиядики истратегийилик орниниң күнсери көчийиватқанлиқини һәмдә уйғур елидә мәвҗут мол нефит вә тәбий газ записиниң әһмийитини обдан билгән хитай һөкүмити, уйғурлар үстидики контроллуқини давамлиқ күчәйтмәктә. Хитай һөкүмитиниң бу бесимиға қарши уйғулар арисида наразилиқ һәрикитиму күчәймәктә. Уйғурлар арисида хитай һөкүмитигә дадиллиқ билән наразилиқ билдүридиған вә хитай һөкүмитидин уйғурларға әркинлик бершини тәләп қилидиғанлар бағансери көпәймәктә. Хитай һөкүмитигә қарши туридиғанларниң көпийшидә, һәм вәтән ичидә, һәмдә вәтән сиртида җасарәтлик уйғур паалийәтчилириниң оттуриға чиқиши муһим рол ойнимақта".

Хитай һөкүмити уйғур яшлирини өз миллий мәдәнийитидин вә ислам динидин айриш үчүн, уларниң мәсчитгә киришини, диний тәлим-тәрбийә елишини чәклигән. Хотәндики бир мәктәп мудириниң ейтишичә, хитай һөкүмити рамизан ийида оқуғучиларниң роза тутушиниң алдини елиш үчүн алаһидә тәдбирләр елип, уларға күндүзи тамақ йигүзүш үчүн алаһидә тиришчанлиқ көрсәтмәктә.

Мақалисдә, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидики бесиминиң очуқ- ашкара икәнликини тәкитлигән җаһангир поча мундақ дәйду:

"Уйғур аптоном райониниң хитай компартийә сикеритари ваң лечуән, ашкара һалда, уйғурлар хитайчә өгиниши һәмдә хитай мәдәнийитини қобул қилиши керәк, дәп баянатлар бәрмәктә. Хитай һөкүмити уйғур яшлирини өз миллий мәдәнийитидин вә ислам динидин айриш үчүн, уларниң мәсчитгә киришини, диний тәлим-тәрбийә елишини чәклигән. Хотәндики бир мәктәп мудириниң ейтишичә, хитай һөкүмити рамизан ийида оқуғучиларниң роза тутушиниң алдини елиш үчүн алаһидә тәдбирләр елип, уларға күндүзи тамақ йигүзүш үчүн алаһидә тиришчанлиқ көрсәтмәктә".

Хитайниң ассимилятсийә сиясити уйғурларни исламға йеқинлаштурмақта

Мақалисидә,хитай һөкүмитиниң бесими түпәйлидин уйғурларниң чәтәлликләр билән сөзлишишитин қорқидиғанлиқини тәкитлигән җаһангир поча, өткән ай хитай һөкүмитиниң тәклипи билән уйғур елини зиярәт қилған чәтәллик мухбирлар билән бир нәччә минут сөзләшкән абдул исимлик бир уйғурниң, хитай һөкүмитигә қарши наразилиқини ипадиләп, " уйғурлар өз вәтинидә иқтисадий вә сиясий җәһәттин пүтүнләй чәткә қеқиливатиду " дегәнликини билдүргән. Җаһангирниң ейтишичә, абдулниң сөзлири, уйғур елиниң шәһәр-йезилириниң тар кочилирида вә кона бина өйлиридә кишиләр бир - бириниң қулиқиға пичирлаватқан шикайәтләрниң очуқ ипадиси һесаблиниду.

Мақалисидә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни өз миллий вә диний әнәнилиридин айриш үчүн елип бериватқан сиястиниң уйғурларни ислам диниға техиму көп йеқинлаштурғанлиқини билдүргән җаһангир поча, уйғур елидә исламий усулда кийингән аялларниң саниниң күнсери көпийиватқанлиқини вә җүмә күнлири уйғур елидики мәсчитләрниң ибадәт қилғучилар билән толуп ташидиғанлиқини тәкитлигән.

Җаһангир почаниң америкида чиқидиған даңлиқ бостон глуб гезитидә елан қилған бу мақалисидә билдүрүшичә, рабийә қадир қатарлиқ йеңи нәсил уйғур рәһбәрлириниң елип бериватқан паалийәтлири бир тәрәптин вәтән ичидики уйғур паалийәтчиләрни җасарәтләндүргән болса, йәнә бир тәрәптин чәтәлләрдә уйғур мәслисиниң тонулушиға һәмдә уйғур мустәқиллиқ һәрикитиниң нурғун дөләтләрниң қоллишиға еришишигә сәвәб болған. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.