Сақчилар гуаңҗуниң явтәй базиридики уйғур тиҗарәтчиләрни уруп тарқитивәтти


2006.05.12

8‏- Май чүштин кейин саәт 6 әтрапида хитай сақчилири гуаңҗуниң явтәй базирида тирикчилик қиливатқан уйғурларға қоршап һуҗум қилип, у йәрдә җан беқиватқан 300 дин ошуқ уйғурни базардин қоғлап чиқарған һәмдә уларни уруп аз дегәндә бәш нәпәр уйғурни еғир яриландурған.

Таяқ йегән уйғурларниң давалиниши рәт қилинған

Вәқәни өз көзи билән көргән бир уйғурниң мәлум қилишичә, вәқә йүз бәргән күни 100 әтрапида хитай сақчиси гуаңҗуниң явтәй базириға қоллирида калтәкләрни көтүргән һалда туюқсиз бастуруп келип, явтәй базиридики йолниң икки тәрипидә ушшақ тиҗарәт қиливатқан уйғурларни тарқитивитишкә урунған. Сақчилар уларниң җабдуқлирини чиқип, уйғур тиҗарәтчилирини қаттиқ урушқа башлиған. Нурғунлиған уйғур қечип кетип сақчиларниң тайқидин қутулған.

Нәтиҗидә онлиған уйғур яриланған болуп, әһвали бир қәдәр еғир болған аздегәндә бәш уйғур дохтурханида даваланған. Игиләшләргә қариғанда, бир қисим дохтурханилар яриланған уйғурларни давалашни рәт қилған.

Хитай сақчилириниң 8‏- май күнидики һуҗумида еғир яриланған сақчиларниң таяқлириниң зәрбисидә баш көзи йерилип кәткән 60 яшлиқ әхәтни сақчилар өзи дохтурханиға елип берип, бешини таңғандин кейин дохтурханидин чиқиривәткән.

Игилишимизчә, сақчиларниң 8‏- май күнидики һуҗумида қол, путлири сунған ғулҗилиқ абдуразақ техи һошиға келәлмигән һәмдә хитай сақчилириниң тайиқиниң зәрбисидә қовурғилири сунған қәшқәр маралбеши наһийиси ават йезилиқ әли аблиз, һазирғичә гуаңҗу йишөюән дохтурханисида орнидин қопалмай ятмақта. Йәнә 8‏- май күнидики хитай сақчилириниң туюқсиз һуҗумида еғир яриланған йәкәнлик сабиқ садиқ дохтурханида даваланмақта.

Уйғурларға қайта һуҗум

10‏- Май күни чүштин кейин саәт 4 әтрапида йәнә 100 гә йеқин хитай сақчиси бу базарға келип, қайтидин тирикчилик қилишқа башлиған уйғурларни қоғлиған.

Игилишимизчә, икки күндин бери, гуаңҗуниң явтәй базири вә базар әтрапида пуқрачә кейингән сақчилар базарға кәлгән уйғурларни уруп қоғлап, уйғурларниң базарға келишигә рохсәт қилмайватқан икән.

12‏- Май күни хитай сақчилири явтәй базириға кәлгән уйғурларниң бери болған 23 яштики әхмәтҗанни қаттиқ уруп, маңалмас һалға чүшүрүп қойған. Гәрчә хитай сақчилириниң һуҗуми җәрянида яриланған уйғурларниң сани хели көп болсиму, әмма уларниң көпинчиси пули болмиғанлиқи үчүн яки еһтият қилип давалинишқа дохтурханиға баралмиған.

Вәқә шаһитлириниң билдүрүшичә, хитай сақчилириниң 8‏- май күнидин бери гуаңҗуниң явтәй базиридики уйғурларни тарқитиш үчүн елип бериватқан һәрикитидә яриланған уйғурлар, дохтурханиға берип давалиниш үчүн пул тапалмиғанлиқтин, гуаңҗуниң һәр қайси булуң‏- пушқақлирида, сәрсан болуп йүрмәктә. Уларниң бәзилириниң қовурғилири сунған, бәзилириниң қол- путлири сунған, бәзилириниң башлири йерилған болуп, улар қайси йәргә беришини, немә қилишини биләлмәй йүрмәктә. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.