Уйғурларму явропа парламентида һоқуқини қолға кәлтүрәләмду?
2007.10.16
"явроасия күн тәртипи" намлиқ тор бетидә 10-айниң 5- күни "болғарийә түклири явропа парламентида һәққини издимәктә" мавзулуқ хәвәр елан қилинди. Хәвәрдә түркийидә паалийәт елип бериватқан болғарийә түрклири һәмкарлиқ җәмийити мәсуллиридин насиф мутлу вә шукру алтай қатарлиқ кишиләрниң қатнишиши билән явропа парламенти булғарийини көзитиш комитетида йиғин чақирилғанлиқиға орун берилгән.
Бу йиғинда болғарийә түрклири явропа парламентидин 1984 - 1989 йиллири арисидики болғарийә коммунист һөкүмитиниң түркләргә қилған зулуми үчүн сабиқ коммунист партийә рәһбәрлирини хәлқара сотқа тартишини тәләп қилғанлиқиға орун берилгән. Хәвәрдә буларниң тәлипи бойичә, болғарийидә коммунист һөкүмити һөкүм сүрүватқан мәзгилдә болупму, 1984 йилидин 1989-йилиғичә болған арилиқта түркләргә елип барған бесим сиясити тәкшүрүлүп, доклат тәйярланғандин кейин явропа парламентида музакирә қилип бу һәқтә қарар чиқирилидиғанлиқи йезилған.
Болғарийә түрклири һәмкарлиқ җәмийити башлиқи әшрәп қаһраман әпәнди сабиқ болғарийә коммунист һөкүмитиниң түркләргә елип барған бесим сиясити һәққидә тохтилип мундақ деди:
"1984-1989 Йиллири арисида болғарийидә у вақитта һөкүмәт бешида болған тодор җивкофниң зулумидин қечип 350 миң түрк түркийигә көчүп келишкә мәҗбур болди. Буни болғарийә һөкүмити мәҗбури қоғлап чиқарди десәкму болиду. 1984-Йилида болғарийә һөкүмити дуняда көрүлүп бақмиған бир бесим сиясити елип барди. Болғарийидә яшаватқан 2 милйон түркниң исимлирини өзгәртип, болғарчә исим қоюшқа мәҗбур қилди, биз түркләр болғарийиниң бу сияситигә қарши чиқтуқ. Булардин башқа миллий маарипимизни мәний қилди, тоғриси ассимилятсийә сияситини күчәйтти. Бу сиясәткә қарши чиққан кишиләрни коммунист һөкүмитиниң ойдурма сот мәһкимилиридә сотлап лагирларға солап тән җазаси бәрди. 1991-Йилидики болғарийә һөкүмити бу сиясәтниң хата икәнликини рәсмий қобул қилди. Әмма биз миңларчә киши узун йил бу лагирларда тән җазасиға учридуқ, йүз миңларчә киши көчүшкә мәҗбур қалдуқ. Биз болғарийидә бу зулумға учриған түркләр намидин яврупа парламентиға әрз қилдуқ, бизгә бу зулумни рава көргән коммунист партийә һөкүмити рәһбәрлириниң сотқа тартилишини тәләп қиливатимиз."
"Йеқиндин бери болғарлар 2006 - йили 1 - айниң 25 - күни страсбургдики явропа парламентида түркләргә қилған зулуминиң бир инсанлиқ әйиби икәнликини рәсми қобул қилди. Коммунист түзүми вақтида бизгә қилған пүтүн бесим вә ассимилятсийә сияситини бир миллий қирғинчилиқ дәп қобул қилди. Һазир буларни тәкшүрүш үчүн бир комитет қурулди, 2008 - йилиниң ахириғичә бу һәқтә тәкшүрүш елип берилип доклат һазирланмақчи."
Бәзи мутәхәссисләр сабиқ болғарийә коммунист һөкүмитиниң түркләргә елип барған сияситиниң бүгүнки хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан сиясити билән охшап кетидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Ундақта уйғурларму кәлгүсидә яврупа парламентиға охшаш йәрләргә әрз қилип өз һәққини издийәләмду?
Бу һәқтә әнқәрә һаҗәттәпә университети оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди өз қарашлирини оттуриға қойди. ( Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқ намрат җайда коммунист партийә күчлүк
- Дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли билән сөһбәт (2)
- Дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли билән сөһбәт (1)
- Түркийидики йеңи һөкүмәтниң түркий милләтләргә қаратқан сияситигә бир нәзәр
- Абдуллаһ гүл түркийиниң 11 - президенти болуп сайланди
- Уйғур вәкиллири түрк дуняси яшлар қурултийиға қатнашти