Хитай вә уйғур елидики муһит вә ичимлик су еғир дәриҗидә булғанмақта


2006.03.20

Америка бирләшмә агентлиқиниң йеқинда бәргән хәвиридин мәлум болушичә, хитай дөләт муһитни қоғдаш баш идарисиниң башлиқи пән чу йеқинда америка гезити мухбириниң зияритини қобул қилғанда шуни ашкарилидики, хитайда һазир паскина су истимал қиливатқан деһқан аилисиниң сани 340 милйондин ашқан болуп, бултур 11 ‏- айғичә болған арилиқта, хитайда җәми 70 қетимдин артуқ дәря ‏- еқин булғиниш вәқәси йүз бәргән.

Хитай дөләт муһитни қоғдаш баш идариси башлиқи пән чуниң мәлум қилишичә, хитайда һазир муһит мәсилиси һәқиқәтән бир кризисқа айланған, болупму су мәнбәси кризиси техиму балдур йетип кәлгән. Пән чуниң билдүрүшичә, әгәр хитай тәрәққияти кәлгүси 15 йил ичидә йәнила мушу қелипта давамлашса, хитайдики муһитниң булғиниш дәриҗиси һазирқи һалитини 4 һәссә қатлайдикән.

Муһитниң булғиниши һазирқидәк давамлашса кәлгүсидә инсан яшаш мумкин әмәс

Хитайдики муһит мәсилисигә әзәлдин көңүл бөлүп келиватқан америкида турушлуқ хитай зиялийси җин йи әпәнди хитай дөләт муһитни қоғдаш идариси башлиқи пән чуниң муһит һәққидә қилған сөзигә баһа берип "хитайдики муһитниң булғиниш һалити һәқиқәтән пән чу әпәнди дегәндәк, һәтта униң дегинидинму еғир болмақта. Чүнки мушундақ давамлишивәрсә, кәлгүсидә хитайдики муһитта инсанниң яшиялиши мумкин әмәс" дәп көрсәтти.

Америка верҗиня иштатидики хәлқара хитай муһит фонди җәмийитиниң башлиқи хе пиң хитайдики суниң булғиниш мәсилиси һәққидә тохтилип, мундақ деди:

"Бундин илгириму хитайдики йәр асти суниң еғир дәриҗидә булғиниватқанлиқи һәққидә мәхсус мәлуматлар берилгән. Мәсилән муһитни асраш идарисиниң мәлум қилғинидәк, һазир хитайда йәр асти суниң 90% и пүтүнләй булғинип болған. Һәммимизгә аянки йәр асти су бир ‏- икки күн ичидә булғинип кәтмәйду. Униң бүгүнки дәриҗидә булғинип кетишигә узун муддәт вақит кетиду. Демәк биз буни иқтисадниң муһитқа болған бивастә тәсири дәп қарисақ болиду "

Уйғур елидики әһвалму наһайити еғир

Хитайдики муһит вә суниң булғиниш әһвали уйғур елидиму охшашла әкс әтмәктә. Мәсилән уйғур елидики муһит мәсилиси һәққидә тәтқиқат елип бериватқан уйғур зиялийси садиқ әпәнди үрүмчидики мичүән дәрясини мисалға елип, уйғур елидики дәряларниң көп сандикисиниң булғинип кетиватқанлиқини һәмдә бундақ болуши әтраптики тоқумичилиқ фабрикилиридин чиққан бояқ сулириниң бивастә дәряларға төкүливатқанлиқи қатарлиқ сәвәбләрдин икәнликини мәлум қилди.

Зияритимизни қобул қилған муһит мутәхәссиси садиқ әпәнди сөзидә йәнә һазир уйғур елидики йезиларда ичимлик суниң интайин еғир дәриҗидә болғанғанлиқини һәтта бу суниң деһқанчилиққа ишлитишкиму болмайдиған дәриҗигә йетиватқанлиқини көрсәтти.

Хитай шинхуа агентлиқиниң хитайдики муһит вә суниң булғиниш әһвали һәққидә бәргән мәлуматида ашкарилишичә, 1969 ‏- йилидин башлап та йеқинға қәдәр, гуаңдуң өлкисиниң сав гүән дегән йеридики саңба исимлик бир кәнттә, әтраптики муһитниң булғиниши билән, ичимлик су интайин еғир дәриҗидә булғанған болуп,уни истимал қилған мәзкур кәнттики деһқанларниң аз дегәндә 10 % и рак кесилигә гириптар болуп, һаятидин айрилған. Бу кәнттә техи бу йил 2 ‏- айда йеңи су амбири қурулған болуп, деһқанларниң пакиз су ичиш еһтимали әмдила әмәлгә ашқан. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.