Хитай иқтисадидики йошурун мәхпийәтлик


2006.06.22

Йеқинда америкиниң һәптилик сода ‏- санаәт журнилида елан қилинған "хитай иқтисадидики йошурун мәхпийәтлик " дегән темидики мақалидә, юқири сүрәттә тәрәққи қиливатқан хитай иқтисадиниң арқисида йошурун мәвҗут болуп туруватқан муһит мәсилиси пүтүнләй ашкариланған. Мақалидә көрситилишичә, һазир хитайдики булғиниш апитигә һәр йили сәрп қилиниватқан пулниң өзи 200 милярд америка доллири болуп, бу пул хитай дөләт ишләпчиқириш омумий қиммитиниң 10% игә тәң икән. Хитайдики бу хил булғиниш дәриҗиси 2020 ‏- йилиға барғанда, һазирқидин төт һәссә еғирлайдикән.

Иқтисад тәрәққи қилди, екологийә вәйран болди

Һәптилик сода -санаәт журнилида елан қилинған бу мақалидә илгири сүрүлүшичә, хитай һазир иқтисадий җәһәттә зор тәрәққи қилди. Лекин, шуниң билән бир вақитта, у йәнә екологийә җәһәттә пүтүнләй вәйран болған бир дөләткә айланди. Йәни дуня бойичә ис - түтәк әң көп болидиған, кислаталиқ ямғур әң җиқ яғидиған, дәря- еқинлар әң көп булғанған, орманлиқлар әң еғир дәриҗидә вәйран болған дөләткә айланған. Һазир хитайда һәр йили муһит мәсилиси түпәйлидин һаятидин айриливатқанларниң сани 300 миңдин ашқан.

"Хитай иқтисадидики йошурун мәхпийәтлик" дегән темидики бу мақалидә, тәрәққий қиливатқан хитай билән әйни чағдики японийә селиштурулған болуп, "хитайниң һазирқи һалити әйни вақиттики японийидинму еғир. Хитай өзиниң санаитини тәрәққй қилдурушта, көпләп нефит импорт қилиш вә көмүр көйдүрүшкә таянған. Көмүр болса карбон төт оксиди вә химийиви гуңгуртлүк маддилардин тәркип тапқан булғинишни кәлтүрүп чиқириду" дәп көрситилгән.

Әгәр бейҗиң һөкүмити бу мәсилигә йәнила сус қарайдикән, ундақта хитайдики муһит мәсилиси коммунист хитайниң хәлқарадики образини йоқ қилиш билән бир вақитта, бундин кейинки 10 йил ичидики партлаш характерлик сиясий мәсилигә айлиниду.

Сиясий мәсилигә айлиниши мумкин

Мәзкур мақалидә йәнә, хитай иқтисадиниң омумий миқдари америкиниңки билән селиштурулғанда, пәқәт 5 тин бир қисмиға тәң келидиғанлиқи, лекин хитай карбон 4 оксидини тарқитишта, дуня бойичә иккинчи орунда туруватқан дөләт икәнлики алаһидә тәкитләнгән болуп, "2002 ‏- йилидин илгирики 10 йил ичидә, хитай карбон 4 оксиди чиқиришта америкидин қалса иккинчи орунда туридиған дөләт болуп кәлмәктә. Хитайдики карбон 4 оксидиниң тарқилиши бу 10 йил ичидә 33% күчәйгән. Һазир болса, хитайдики бу хил зәһәр тәркиблик паскина һава шәрқи асиядин өтүп, америкиниң ғәрбий деңиз қирғиқиға йетип кәлди" дәп көрситилгән һәмдә " әгәр бейҗиң һөкүмити бу мәсилигә йәнила сус қарайдикән, ундақта хитайдики муһит мәсилиси коммунист хитайниң хәлқарадики образини йоқ қилиш билән бир вақитта, бундин кейинки 10 йил ичидики партлаш характерлик сиясий мәсилигә айлиниду " дәп әскәртилгән.

Хитай муһитни қоғдаш баш идарисиниң башлиқи пән чю бултур бейҗиңда ечилған бир қетимлиқ муһитни қоғдаш йиғинида, хитайдики муһит мәсилисиниң һәқиқәтән наһайити еғир икәнликигә иқрар болуп "әгәр җиддий чарә -тәдбирләрни қолланмисақ, 2020 - йилиға барғанда, муһитниң булғиниш һалити һазирқидин 4 һәссә күчийиду" дәп көрсәткән.

Хитайда енергийиниң зая қилиниши еғир

Хитай дөләт муһитни қоғдаш идарисиниң пәризидә, һазир хитайда, әң еғир дәриҗидә булғанған районларда яшаватқан аһалиләр аз дегәндә омумий нопусниң 20% ни игиләйдикән. Буниңдин башқа һазир хитайдики 70 тин артуқ дәря -еқинлар қорқунчлуқ дәриҗидә булғинип кәткән.

"Хитай иқтисадидики йошурун мәхпийәтлик " дегән темидики бу мақалидә " бейҗиң һөкүмити муһитни яхшилаш үчүн алди билән тазилаш техникисини өзгәртип, електир күчиниң үнүмини яхшилашқа тиришиши керәк иди. Лекин һазир бейҗиң һөкүмити өзиниң енергийигә болған нәпсини йиғалмиғидәк һаләткә йәтти, енергийә мәнбәсиниң үнүмдарлиқи төвән болғанлиқтин, хитайда ишләпчиқириливатқан бир долларлиқ мәһсулат үчүн сәрп қилинидиған енергийә орта һесабта башқа дөләтләрниңкидин 3 һәссә ешип кәткән шундақла америкиниңкидин 5 һәссә, германийиниңкидин 8 һәссә, японийәниңкидин 12 һәссә ешип кәткән" дәп көрситилгән.

"Хитай иқтисадидики йошурун мәхпийәтлик " дегән темидики бу мақалиниң ахири мундақ аяғлашқан: хитай һөкүмитиниң ички қисмидики бир қисим кишиләрдә ' алди билән дөләтни бейитип андин муһит мәсилисини ойлашсиму болиду ' дегән идийә хилила еғир. Бу хил көз қараш адәмни шундақ гуманда қойидуки, бейҗиңда ечилидиған олимпик йиғинидин кейин, хитай һөкүмити бәлким муһитни яхшилаш мәсилисигә техиму көңүл бөлмәслики мумкин. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.