Русийиниң хаборовский районида вәзийәт җиддийләшмәктә
2005.12.01
Хитайниң шәрқий шималидики бир химийилик завут партлап кетип, зор миқдардики зәһәрлик маддиларниң соң хуаҗаң дәрясиға еқип кирип кетиши нәтисиҗидә йеқинда харбин шәһиридә бир мәзгил күндилик ичимлик су тохтитилған шуниңдәк соң хуаҗаң дәрясиниң булғиниши түпәйлидин җәмийәттә түрлүк инкаслар пәйда болған иди.
Соң хуаҗаң дәряси русийә билән хитай арисидики амур дәрясиға қоюлғанлиқи үчүн бу вәқәдин хәвәр тапқан русийә һөкүмити вә пуқралиридиму җиддийлик йүз берип, зәһәрлик маддиларниң амур дәрясиға қоюлуши билән мәзкур дәря вадисидики хаборовский қатарлиқ чоң кичик русийә шәһәр аһалилириниң бу маддилардин зәһәрлинип, түрлүк кесәлликләргә гириптар болуп қелишидин әнсирәш әһвали келип чиқти. Бу мәсилә русийә билән хитайниң мунасивәтлиригә бағлинишлиқ һалқилиқ нуқтиларниң биригә айланди
Русийиликләрниң җиддийлишиши вә инкаслири күчәймәктә
Русийиниң хабаровский шәһәрлик һөкүмәтниң рәсмий интернәт сәһиписиниң учуридин қариғанда, хабаровский шәһәрлик һөкүмәт тәркибидә қурулған җиддий һаләт комиссийәси 1-декабир күни йиғин ечип, йүз бериши мумкин болған вәзийәт астида 2 -3 сотка аһалиларниң ичимлик сүйи тохтитилса, аһалиларниң су билән тәминлиниш мәсилисини қандақ һәл қилиш һәққидә музакирә өткүзгән.
Улар, мәктәпләр, дохтурханилар вә балилар йәслиси қатарлиқ түрлүк аммиви орунларниң запас су сақлишини бәлгилигән шуниңдәк йәнә запас су мәсилисини һәл қилидиған мунасивәтлик чариларни бекиткән. Йәрлик һөкүмәттин башқа шу җайда турушлуқ русийә армийисиму ичимлик суларни чәккиләш һәм тазилаш үчүн мәбләғ аҗратқан.
Хәвәрләргә қариғанда һазир җиддийләшкән пуқралар өзлириму актиплиқ билән запас су тәйярлиқини елип бармақта.
Б б с агентлиқиниң мухбири олег савинниң хабаровскийдин бәргән учуридин қариғанда, пуқраларда бир хил аҗайип қорқунуч вә җиддийлик пәйда болған болуп, улар хитайдин келиватқан бу зәһәрлик мадда һәққидики әмәлий учурни һөкүмәтниң йошуруватқанлиқи тоғрисидиму ғулғула қилишмақта.
Б б с агентлиқиниң русийидики "тинч окян юлтузи "гезитидин нәқил кәлтүрүшичә, хитайдин еқип келиватқан зәһәрлик маддилар бәлки 9-11-декабир күнлири амур дәрясиға қоюлиши мумкин икән. Әмма башқа русийә мәнбәлири мәзкур маддиларниң һазир амур дәрясиға қоюлушқа башлиғанлиқини көрсәткән.
Русийиликләрни қорқутқан сәвәб-булғунушниң түрлүк кесәлликләрни пәйда қилишидур
Русийә мутәхәссислири хитайниң соң хуҗаң дәрясиға қуюлуп, русийә тәвәсигә еқип келиватқан "бензол" дәп аталған зәһәрлик маддиниң адәмләрдә рак кесәлликлирини пәйда қилиш еһтималлиқи барлиқи, мәзкур маддиларниң узун вақитқичә сақлинидиғанлиқи, һәтта белиқларниңму зәһәрлинип, кесәл микроплирини елип йүрүши мумкинлики, шуниң үчүн тәхминән үч йилғичә амур дәрясиниң белиқини йейишкә болмайдиғанлиқлирини оттуриға қоюшқан. Русийә тәрәп һазир бу саһәдики тәкшүрүш вә тәтқиқатларни күчәйткән.
Мәзкур булғунуш русийиликләрниң хитайға болған наразилиқини күчәйткән
Америка авази радиосиниң учуридин мәлум болушичә, хабаровксий қатарлиқ җайлардики пуқраларда шу җайдики хитай көчмәнлиригә нарази болуш кәйпияти күчийип кәткән болуп, һәтта мәзкур булғунушниң хитайлар билән руслар арисида миллий тоқунуш кәлтүрүп чиқириш еһтималлиқи барлиқи пәрәз қилинмақта. Чүнки, хабаровский йәрлик һөкүмити икки интернәт торини тақивәткән болуп, буниңдики сәвәб, мәзкур тор бәтләрдә хитайни тиллайдиған, һәтта хитай көчмәнлирини қоғлап чиқиришни тема қилған муназириләр күнсайин көпийишкә башлиған.
Русийә мәтбуатлириниң йезишичә, бу җайлардики русийиликләрдә хитай тәһдиди көз қариши әзәлдинла мәвҗут болуп, хитайниң сода җәһәттин үстүнлүкни игиләп, һәммә яқни хитай содигәрлириниң вә уларниң сақта маллириниң қаплап кетиши һәмдә уларниң қанунсизлиқ қилмишлири аллиқачан русийиликләрниң ғәзипини қозғиған иди. Бу қетимқи су булғунуш вәқәсидин кейин, русийә пуқралиридики хитайға болған өчмәнлик идийилириниң техиму улғуюшқа қарап йүзлиниши оттуриға қоюлмақта.
Америк авази радиосиниң мухбириниң русийидики мустәқиллиқ гезитидин нәқил кәлтүрүшичә, хабаровский шәһиридә һазир түрлүк ғулғулилар тәрәққи қилишқа башлиған болуп, һәтта хәлқ ичидә хитайниң мәхпий химийилик қораллириниң вә яки хитай армийисиниң зәһәрлик ракета үчүн ишлитидиған хам әшясиниң соңхуаҗаң дәрясиға қуюлуп кәткәнлики һәққидики мәлуматларму тарқалған. Шуниң билән биргә йәнә русийиликләрдә хитайниң бу қилмишида "қәстәнлик вә дүшмәнлик йошурунған" дәйдиған қиясларму мәйданға чиққан.
Өзлириниң зәһәрлинип қелишидин қорққан бир қисим хабаровский пуқралири русийиниң башқа җайлириға көчүшкә башлиғанлиқи һәққидиму учурлар тарқалмақта.
Хабаровксий қәйәрдә?
Хаборовский русийиниң йирақ шәһиридики әң чоң шәһәрләрниң бири һәмдә хабаровский өлкисиниң (чегра райониниң ) мәркизи. Бу шәһәр уссурий дәряси билән амур дәрясиниң бирлишидиған йеригә җайлашқан. Униң нопуси 600 миңдин артуқ болуп, у русийиниң йирақ шәрқи билән шималий, шәрқий сибирийә районини туташтуридиған айропилан қатнишиниң түгүни шуниңдәк йирақ шәрқниң муһим сиясий, иқтисадий мәркизи болуш билән русийә үчүн истратегийилик әһмийәткә игә. Русийә учурлириға қариған тәхминән бир йерим милйондин артуқ русийә пуқраси амур дәрясиниң мәзкур зәһәрләнгән сүйи билән тәминлинидикән. Хабаровский шәһири 1858-йили қурулған болуп, 19-әсирниң ахирида рәсми шәһәр қилип бекитилгән. Мәзкур шәһәр икки дөләт чегрисиға җайлишиш билән хитай-русийә һәрбий-сиясий вә башқа мунасивәтлиридиму алдинқи сәплик ролға игә.
Русийидики мустәқиллиқ гезити бу вәқә мунасивити билән мақалә елан қилған болуп, униңда һазир хитайда парихорлуқ һәм чирикликниң әвҗи елишиниң муһитниң булғунушини кәлтүрүп чиқириватқанлиқи, буниң пәқәт русийиликләр үчүнла әмәс бәлки алди билән хитайларниң өзлири үчүнму еғир тәһдид елип келиватқанлиқи көрситилгән. Мәзкур мақалидә йәнә хитайниң өзиниң истратегийилик шерики һесаблинидиған русийидин мундақ еғир апәтниң даириси вә әмәлийитини йошурғанлиқи тәнқид қилинған.
Хәвәрләргә қариғанда хитай һөкүмити русийидин мәзкур булғиниш вәқәси сәвәби билән әпу сориған , йәнә башқа учурларға қариғанда, хитай бу вәқәдин келип чиқиши мумкин болған ақивәтләр үчүн русийигә төләм төләшкә рази икәнликиниму билдүргән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Соңхваҗяң дәрясидики булғиниш русийигә тәсир көрсәтмәктә
- Хейлоңҗяңдики кан вәқәсидә өлгәнләрниң сани 148 кә йәтти
- Хитайниң харбин шәһири дәря сүйиниң булғиниш тәһдити астида қалди
- Хитайдики муһит булғиниш мәсилиси хитай иқтисадиға зор тәһдит елип кәлмәктә
- Хитайда һәр йили 400 миң киши һава булғинишидин өлүп кетиду