Түркийидики шәрқий түркистан тәшкилатлири данийә әлчиханисиға хәт язди
2006.01.03
Данийидики тутуп туруш мәркизидә "өзини есип олтурувалди" дәп елан қилинған уйғур яш бурһан зунунниң өлүми мунасивити билән түркийидики шәрқи түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийити данийиниң түркийидики әлчиханисиға, түркийә парламенти, ашқи ишлар министирлиқиға вә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға хәт йезип, данийидики тутуп туруш мәркизидә "өзини есип олтурувалди" дәп елан қилинған уйғур яш бурһан зунунниң өлүм сәвәблирини ениқлап чиқишни тәләп қилди.
Бу һәқтики мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримниң түркийидики шәрқи түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сийит томтүрк әпәндини зиярәт қилиш асасида тәйярлиған программисидин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Данийә түрмисидә өлгән уйғур яшниң өлүш сәвәблири гуман қозғимақта
- Данийидә бир уйғур яш қамақханида қаза қилди
- Түрк дуняси зәпәр қурултийида шәрқий түркистан көргәзмиси ечилди
- Уйғурлар әнқәрәдики йәрмәнкигә қатнашти
- Түркийә миллий демократ хәлқниң партийиси вәкиллири, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитини зиярәт қилди