Мәрһум бурхан зунунниң өлүми мунасивити билән норвигийә уйғурлири намайиш қилди
2006.01.09

Мәрһум бурхан зунун әпәндиниң данийә түрмисидә қаза қилғанлиқи хәвири, йеқинқи күнләрдин буян чәтәлләрдики уйғурларниң күчлүк диққәт – етибарини тартип кәлди. Дуня уйғур қурултийиниң паал һәрикәт қилиши билән, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати вә хәлқара инсан һәқлири тәшкилати қатарлиқ бир қатар хәлқаралиқ тәшкилатлар данийә һөкүмитигә қаттиқ бесим ишлитип, мәрһумниң өлүм сирини ашкарилашни қәти тәләп қилған вә данийә сақчилирини қаттиқ әйиблиди.
Мәрһум бурхан зунунниң өлүми мунасивити билән һәрқайси әлләрдики уйғур җамаитиниң өзи турушлуқ әлләрдики данийә әлчиханилири алдида намайиш қилиш пилани, мәрһумниң өлүм сәвәбиниң ашкарилинишини күтүп турмақта.
Бүгүн норвигийидики 50 дин артуқ уйғурлар топлишип, пайтәхт ослодики данийә вә норвигийә әлчиханилир алдида тинчлиқ намайиши елип барған. Бу намайишни норвигийә уйғур җәмийити тәшкиллигән.