Бурһан зунунниң өлүми чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларни қайғуға чөмдүрди


2006.01.11
burhan.jpg
Мәрһум бурһан зунун уйғур нахша - музикилириға һерисмән бир йигит иди.

явропа дөләтлиридә сиясий панаһлиқ тәләплири рәт қилиниватқан уйғурлар, нөвәттә нурғун қийинчилиқларға дуч кәлмәктә. Бурһан зунун мана мушундақ қийинчилиқлар түпәйли яш һаятидин айрилди.

Германийидә сиясий панаһлиқ тәлипи рәт қилинғанлиқтин, норвегийигә берип қайта сиясий панаһлиқ тәләп қилишқа мәҗбур болған уйғур яш бурһан зунунниң сиясий панаһлиқ тәлипи норвигийә тәрипидинму рәт қилинған. Чарисиз қалған бурһан, германийә билән норвигийә арисида уяқтин - буяққа қечип йүрүшкә мәҗбур болған. Бу җәрянда у данийә сақчилири тәрипидин қолға елинған вә түрмидә қаза қилған. Бирақ сақчиларниң "өзини өлтүрүвалди " дегән һөкүми нөвәттә, чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң гуманини қозғиди. Уйғурлар бир тәрәптин, данийә һөкүмитидин мәзкур сирлиқ өлүмниң теги - тәктини ечип беришини тәләп қилса йәнә бир тәрәптин униң роһиға дуа қилип, хәтмә-қуран оқуп, нәзир ‏- чирақ өткүзмәктә.

Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса вә бу тәшкилатниң фонди рәиси абликим идрис һәмдә австралийә уйғур комитетиниң рәиси шуниңдәк мәрһум бурһан зунунниң қейин акиси һүсән әпәндиләр бир қанчә күндин бери данийидә һөкүмәт орунлири билән йүз туранә көрүшүп, бу өлүм вәқәсиниң қандақ келип чиққанлиқи һәққидә сүрүштүрүш елип бармақта.

Америка уйғур бирләшмиси, данийә һөкүмитигә хәт йезип, бурһан зунунниң өлүм сәвәблири тоғрисида ениқ җавап беришни тәләп қилди.

Бу арида йәни 11 ‏- январ күни шветсийә уйғур мәдәнийәт мәркизи, стокһолм шәһиридә 200 гә йеқин уйғурни бир ариға җәм қилип, мәрһумниң роһиға атап нәзир ‏- чирақ өткүзди.

Игилишимизчә, данийидә бу паҗиәлик өлүмниң сәвәблирини ениқлаш үчүн һәрикәт елип барған дуня уйғур қурултийиниң долқун әйса қатарлиқ вәкиллири данийидики мунасивәтлик орунлар билән көрүшүп, ениқ бир җавап елип үчүн пүтүн тиришчанлиқини көрсәтмәктә икән.

Бурһан зунунни, йеқиндин тонуйдиған, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси нурй түркәл әпәнди бу вәқә һәққидә тохтилип, бурһан зунуннниң өлүмидин көңлиниң наһайити йерим болғанлиқини билдүрди вә бурһан зунинниң уйғурларға хас әдәп әхлақ вә пәзиләтлик йигит икәнликини, әсләп өтти.

Шветсийә уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси фарух әпәнди, шивитсийидики уйғурларниң, бурһан зунун үчүн нәзир өткүзгәндин башқа йәнә, йеқин арида шивитсийидә турушлуқ данийиниң баш әлчиханиси алдида намайиш елип баридиғанлиқини билдүрди.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз әқидәниң мәхсус программисидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.