Мәрһум бурһан зунун данийидә дәпнә қилинди


2006.01.16
burhan-zunun.jpg
Мәрһум бурһан зунун . UAA

Йеқинда данийиниң падиборг шәһиридики тутуп туруш мәркизидә бурһан зунун исимлик бир уйғур яшниң қаза қилғанлиқини хәвәр қилған идуқ. Игилишимизчә борһан зунун 2001‏- йили қазақситан арқилиқ германийигә келип сиясий панаһлиқ тәләп қилған болуп, сиясий панаһлиқ тәлипи германийә даирилири тәрипидин рәт қилинғандин кейин, норвигийигә берип сиясий панаһлиқ тәләп қилған. Лекин норвигийә даирилири униң тәлипини рәт қилип германийигә қайтуривәткән. Борһан зунун германийидин данийә арқилиқ қайта норвигийигә бериш үчүн йолға чиққанда данийә сақчилири тәрипидин тутулған. Данийә сақчилири уни хитайға қайтуридиғанлиқини ейтқан.

Борһан зунунниң өлүми чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларни чоңқур қайғуға чөмдүрди. Йеқинда австралийидә яшаватқан борһан зунунниң қейинакиси һөсәйин әпәнди вә мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи мәсуллири борһан зунунниң өлүминиң сәвәбини ениқлаш вә мәрһумниң җәситини тапшурувелиш үчүн данийигә барған.

Бу мунасивәт билән мухбиримиз әқидә дуня уйғур қурултйиниң баш катиби долқун әйса әпәндини зиярәт қилип, борһан зунунниң паҗиәлик ақибитиниң сәвәблири һәққидә сөһбәт өткүзди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.