Норвегийидики уйғурлар мәрһум бурһан зунунниң қәбрисини йоқлиди


2006.12.26
burhan-zunun-150.jpg

Бундин бир йил бурун йәни, 2005-йили 12-айниң 29-куни мәрһум вәтәндишимиз бурһан зунун данийәдә туюқсиз аләмдин өтти. Әйни чағда бу паҗиәлик өлум вәқәси чәтәлләрдә яшаватқан уйғур җамаити арисида күчлүк зилзилә пәйда қилип, һәммә адәм мәрһумниң өлүми үчүн чуңқур матәмдар болған иди. Кишини техиму ечиндуридиғини мәрһумниң мейитини киндик қени төкүлгән ана вәтәнгә елип кетиш, яки һеч болмиса уйғур җамаити көпрәк орунлашқан германийә яки норвегийигә елип берип дәпнә қилишқиму мумкин болмай, илаҗисиз мәрһумниң мейити данийәниң удинсә шәһиридики мусулманлар қәбристанлиқиға дәпнә қилинди.

Мана аридин топ –тоғра бир йил өтти. Мәрһумниң ата-аниси һелиғичә пәрзәнтиниң қәбрисини йоқлаш имканиға еришәлмиди. Бурһан дәпнә қилинған удинсә шәһридә уйғур җамаити йоқ. Бу әһвални нәзәрдә тутуп норвегийидики уйғур җамаитигә вакалитән мәрһумниң йеқин өткән достлири вә норвегийә уйғур комитетиниң рәһпәрлиридин болуп тот киши 24-, 25 –декабир күнлири данийәгә берип, мәрһумниң қәбрисини йоқлиди вә мәрһумниң роһиға атап дуа тилавәт қилди.

Дуа тилавәт ахирлашқандин кейин, бүгүнки қәбрә йоқлашқа кәлгән, бурһанниң һаят вақтидики йеқин өткән достлири мәрһумниң есил әхлақи-пәзилити, гүзәл адимийлик хисләтлирини чуңқур сеғиниш билән яд әтти.

Бурһан зунунниң өлүми адәттики өлүм әмәс бәлки бир паҗиә иди. Чүнки у вәтәндики бесим вә тәқипләрдин қутулуш үчүн демократийә вә кишлик һоқуқниң бөшики саналған явропа дөләтлиригә келип, бихәтәр бир һаятлиқ макани издигән вә ахирда бу йолда әң ахирқи тиришчанлиқни көрситиватқан бир пәйттә бу паҗиәгә дучар болған иди. Шуңа бу паҗиә ялғуз мәрһум бурһан зунундин ибарәт бир шәхсниң паҗиәси әмәс бәлки пүтүн уйғурниң паҗиәси, шуниңдәк уйғурлар бешидин кәчүрүватқан күлпәтлик тәқдирниң бир парчиси иди.

Мәрһум бурһан зунун ялғуз иман – етиқатлиқ, есил әхлақи –пәзиләтлик бир инсан болупла қалмай йәнә билимлик вә чуңқур пикирлик йигит иди. У бизгә явропаға кәлгәндин кейинки мусапирчилиқ һаятта баштин кәчүргәнлири, кәлгүси һәққидики арзу-истәклири, һаятлиқ, адимийлик вә вәтән –милләт һәққидки пикир –чушәнчиләрни ипадиләп , күндилик хатирә, мақалә вә шеир шәкилдә язған бир бөләк язмилирини қалдуруп кәтти. Биз бүгүн мәрһумниң норвегийидики вақтида йезип қалдурған "муһаҗирәттики һеслирим" намлиқ язмисини диққәт әтибариңларға сунмақчимиз.

Муһаҗирәттики һеслирим

Бурһан зунун (1977. 06. 09-2006. 12. 29)

burhan-zunun-qebretash-200.jpg
Мәрһум бурһан зунунниң қәбрә теши

"Тот йилдин бәри вәтәнсизлик һеслириға һәмра болмақтимән. Әркинлик боғулған дияримдин әркин саналған ташқи дуняға чикип, нурғун билишләргә игә болдум. Тоһгра кәлгинимиз бир рәңга-рәң дуня, һәр хил милләтләрни , һәр хил кишиләрни, һәр хил миҗәзләрни көрдуқ, вә көмәктимиз. Һаят қайғусиниң канунийәтлириниму чүшәнгәндәк болдуқ. Әмма ғайәт зор мәюсликләр ичидә оз-өзимизгә тәсәлли берип яшап кәлмәктимиз. Демәк һаятниң һәқиқи мәнидики рәһимсиз тәрәплири, билишимизниң артишиға әгишип артип бармақта, мусапирчилиқ бизни әң дәһшәтлик синақлири билән синимақта, вәтәнниң қәдри барғансири билинмәктә. Бәлким бу яқа-юртларда бизчилик ғәм-ғуссә тартқан башқа бир милләт болмиса керек. Биздәк һәсрәтләргә көмүлгән иккинчи бир юрәк игилири болмиса керәк! һечкимгә йүрикимиздикини ашкарилашни халимисақму, йүрүш турушлиримиз, хурсиниш ичидики соз җүмлилиримиз, дуняниң йитим миллити болуп келиватқанлиқимизни көрситип турмақта, һәқиқи вәтәнсизликниң азабини, сиртқи дуняда техиму ениқ һес қиливатимиз".

Ундақта нимә үчүн муқәддәс ана вәтинимизни ташлап бу қәдәр риязәтләрни чекишни таллап алдуқ?! һаяти капалитимиз үчүн шундақ қилдуқ, кәлгүсимизниң қайғуси бизни бу йәрләргә елип келиватиду. Дуняни көрдуқ, дунядики милләтләрниң муйәссәр болған әң шәрәплик һәқлириниң биздә болмиғанлиқидин көңлимиз бәкму йерим болмақта. Биз туриватқан җайлардикики әркин дөләт пәрзәнтлириниң һаят мәнзириси, бизниң қәлбимиздики һәсрәтни техиму улғайтмақта. Мустәқил дөлити болмиған милләт пәрзәнтлириниң, бәхт өлчәмлиридин қанчилик узақ яшайдиғанлиқини, дуч келиватқан һәр ишимизда һес қилип йетиватимиз. Әмма биз дәрдимизгә сәмимийәтлик қилмайватимиз, йүрикимизниң һәқиқи нидалириға қулақ салмайватимиз, бәлким бу азаблиқ туйғулиримизни унтуп кетиш үчүн тиршиватимиз. Әмма бу мумкинму? бу азабларниң сәвәби, бизниң милли тәқдиримиз әмәсму? йүрикимизгә мәңгүлүк изини салған милли кимликимизни, мәһкумлуқ қисмитимизни қәлбимиздин шунчә асан өчүривитәлишимиз мумкинму?

Һәр биримизниң ичидә гүзәл истәклиримиз, буюк арзу арманлиримиз бар. Бизни бу һаятқа бағлап турғиниму дәл мушу арзу-арманлиримиз. Ақивәттә биз йәнила әркинлик издәп йүргән кишиләрбиз. Әгәрдә биз әркинликниң мәнисини бүгүнму ениқ һес қилалмиған болсақ, у һалда бизгә қандақтур бир нәрсә йетишмигән болиду. Билишимиз керәкки еришишкә тегишлик һәқ-һоқуқлиримиз пәқәт вә пәқәтла миллитимизниң бир пүтүн һорлики вә саадитидин келиду! буниң үчүн сәмимийитимизгә бир аз кулак салайли! милли истиқбалимиз үчүн қайғурайли, қорқунчақлиқимиз вә роһи ғалбийәтчилигимиз устидин ғалип келәйли!"

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.