"Шинҗаң нахшилири" зоқ әмәс "оқ" пәйда қилди (2)


2007.05.16

Йеқиндин буян уйғур елиниң тәңритағ тор бети, шинҗаң радио ‏- телевизийә тори қатарлиқ , шинхуа тори дегәндәк уйғур ели һәм хитайдики оттуздин артуқ тор бәтләрдә "шинҗаң нахшилири" намида мәхсус көзнәкләр ечилған болуп , бу көзнәкләргә уйғур елидики бир қисим нахшичиларниң орунлишидики , уйғур аһаңида ишләнгән хитайчә текист селинған "шинҗаң нахшилири" қоюлған.

Тор бәттә чүшәндүрүшичә, мәзкур нахшилар асасән уйғур елиниң йеңи қияпитини сиртқа тәшвиқ қилиш, саяһәтчиләрни уйғур елигә келишкә қизиқтурушни мәқсәт қилип , уйғур аптоном районлуқ партком ташқи тәшвиқат ишханисиниң тәшкиллиши билән ишләнгән , мәхсус тәшвиқат нахшилири икән.

Хитай һөкүмити ваң лобиңниң уйғур музика саһәсигә салған бузғунчилиқлирини давамлаштурмақта

Илгири уйғур елидики хитай һәрби сәнәт өмикиниң композитори ваңлобиң , уйғур елидики уйғур вә башқа йәрлик милләтләрниң хәлқ музикилириға хитайчә тесктларни киргүзүп ишләп өзиниң иҗадийити сүпитидә елан қилип һәтта чәтәл шеркәтлиригә сетип нәп алғанлиқи сәвәблик , хәлқ арисида нахша оғриси атилип қаттиқ нәпрәт қозғиған .

Әмма, хитай даирлири һазирға қәдәр ваңлобиңни уйғур елиниң сәнәт саһәсигә төһпә қошқан сәнәткар санап кәлгәндин сирт униң башқа милләтләрниң нахша музикисини оғрилаш, бузуш әнәнисиниму давамлаштуруп кәлмәктә. Буниң мисаллирини хитайдики һәр қайси тор бәтлиригә кирип шинҗаң mv ( музика көрүнмә частотиси)нахшилирини бесипла биләләймиз.

Нахшилар пәқәт хитайчә оқулғандила қарши елинамду?

Һазир хитайдики оттуз нәччә тор бәткә қоюлған бу шинҗаң нахшилири гәрчә уйғур елидики уйғур қазақ , моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң музикилири асасида ишләнгән нахшилар болсиму ,нахшини орунлиғучи артислар мәйли қандақла милләт болушидин қәтий нәзәр бирдәк хитай тилида орунлиған.

Гәрчә бу нахшичиларниң юқири орунлаш сәнити ,маһарити, өзгичә алаһидиликкә игә көрүнүшләр заманиви техникилар билән кириштүрүлгән, йеңичә аң, йеңичә услублар яритилғанлиқи хитай вә башқа уйғур елидики милләтләрни һәм уларниң сәнитини чүшәнмәйдиған кишиләр үчүн зоқ беғишлиялиған болсиму , әмма өз сәнитини һәммидин әла билидиған сәнәт үчүн өлүп сәнәт үчүн туғулидиған бу сәнәтхумар хәлқ үчүн , өз музика нахшилириниң халиғанчә шәкилләрдә өзгәртилип шинҗаң нахшилири намида бузғунчилиққа учритилиши уйғурларда бу шинҗаңmv шәклидики нахшилар зоқ әмәс бәлки оқ пәйда қилмақта.

Алдинқи аңлитишимизда биз чәـәлләрдики уйғур сәнәткарларниң бу һәқтики пикирлирини алған идуқ. " Шинҗаң нахшилири уйғурларниң тил вә мәдәнийәт җәһәттә хитайниң асимилатсийәсигә учраватқанлиқиниң испати" дәп оттуриға қойған шветсийидики қәйсәр әпәнди, юқурдики қарашларға қошулидиғанлиқини билдүрүп, өз көз қарашлирини оттуриға қойди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.