Буш йәнә бир қарар президентлиққа сайланди
2004.11.03
Буш сайламда ғәлибә қилди
Сәйшәнбә күни өткүзүлгән америка сайлимида президент җорҗи буш, рәқиби демократлар президент намзати җон кәррийни мәғлуп қилип, сайламниң ахирқи ғәлибисини қолға кәлтүрди. Җорҗи буш омуми биләтниң ٪ 51 гә еришип, ٪ 49 гә еришкән җон кәррийни мәғлуп қилди. Җон кәррий чаршәнбә күни чүштин бурун президент буш билән телефонда көрүшүп, сайламда мәғлуп болғанлиқини қобул қилған.
Җон кәррий мәғлубийитини етрап қилди
Җон кәррий шу күни америкиниң шәрқий деңиз қирғиқи вақти билән саәт 2:00 ләрдә массачусетс штатиниң мәркизи бостонда демократларға сөз қилип, сайламда мәғлуп болғанлиқини етирап қилди.
Президент бушниң сайламда ғәлибә қилғанлиқини тәбриклигән җон кәррий, җумһурийәтчиләр билән демократларни һәмкарлиққа чақирип, ирақта ғәлибә қилишниң әһмийитини текитлиди. У " америка сайлиминиң яхши тәрипи бар дейилсә, сайламдин кейин уттуруп қойидиған бир тәрәпниң йоқлиқидур. Әтигән ойғанғанда һәммимиз охшашла бир америкилиқ болимиз" дәп көрсәтти.
Өзиниң һазирму массачусетс штатидин америка кеңәш палата әзаси икәнликини тәкитлигән демократлар намзати, "күришимиз бу йәрдә тохтап қалмайду, бәлки давам қилиду" дәп сөзлиди. Қоллиғучилириниң сайлам җәрянидики тиришчанлиқиға рәһмәт ейтқан җон кәррий, сайлам җәрянида америка хәлқини техиму йеқиндин тонуш пурситигә еришкәнликини әскәртип " сайлам йәнә болиду, ғалибийәт вақти келиду, силәрниң ғәйритиңлар вә сайлам билитиңлар дуняни өзгәртидиған вақит келиду, биз буниң үчүн тиришимиз" диди. У ахирида " тәңри америкини панаһида сақлисун" дәп хитап қилди.
Буш америкилиқларни иттипақлиққа чақирди
Җон кәррийдин кейин шу күни чүштин кейин саәт 3:00 ләр билән бу қетимқи сайламниң ғалиби америка президенти җорҗи буш америка хәлқиғә сөз қилди. Президент буш, димократлар президент намзати җон кәррийни сайлам җәрянида җушқун паалийәт елип бериш билән махтап, " америка җакарлиди, мән хәлқимниң мәндин күткән үмиди вә ишәнчисидин чоңқур тәсирләндим" дәп көрсәтти. Бу ишәнч билән өзлиригә америка хәлқи үчүн хизмәт қилиш мәҗбурийити артилғанлиқини илгирисүргән җорҗи буш, бу йолда әң зор тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини тәкитләп, " биз бир дөләт, бизни ортақ асаси қанун вә ортақ тәқдир бағлап туриду. Бизниң бирлик вә һәмкарлиқимиз астида америкиниң улуғлиқиниң чеки йоқ" дәп әскәртти.
Җорҗи буш " бу дөләтниң техиму күчлик вә яхши болуши үчүн мән силәрниң қоллишиңларға муһтаҗ" дәп көрсәтти. Президент буш бу қетимқи сайламниң тарихий характерлик сайлам икәнликини әскәртип, кәлгүси 4 йил ичидә америка иқтисадини күчәйтиш, саламәтлик суғуртисини ислаһ қилиш, маарипни яхшилаш җәһәтләрдә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди. Ирақ вә афғанистан вәзийитиниң яхшилиниши үчүн күч сәрп қилидиғанлиқини тәкитлиди.
Уйғурларниң намзатлар һәққидики қариши пәрқлиниду
Бу қетимқи сайлам мәмликәт ичи вә сиртидики уйғурларни өз ичигә алған ташқи дуняниң әңдиққитини қозғиған сайлам болди. Америка уйғур җәмийитиниң баш катипи алим сейтоф, сайламда җорҗи бушниң ғәлибә қилғанлиқи уйғурларниң мәнпәәтигә мувапиқ дәп көрсәтти.
Бирақ бәзи уйғурларниң америка президент намзатлири мәсилисидики мәйдани башқичә болуп, вәтәндики уйғурларни қилған телефон зияритимиздә улар өз көзқарашлирини ипадилиди.
Америка сайлими һәққидики мақалилар
- Туркийидикиләрниң америка сайлимидин кейинки инкаслири
- Америка һөкүмити хитайниң сабиқ баш министири чән чичәнниң сөзигә изаһат беришни тәләп қилди
- Хитай америка президент сайлиминиң һарписида буш һөкүмитини тәнқид қилди
- Җон кәррей бейҗиң һөкүмитини хоңкоң демократийисигә тосқунлуқ қилиш билән әйиблиди
- Иҗтимаий суғурта мәсилиси америка прездент риқабитидики мәркизи темиға айланди
- Америка прездент намзатлири ахирқи муназирисини елип барди
- Америка призидент намзатлири ташқи сиясәт үстидә муназирә елип барди
- Буш вә кәррийниң хитайға қаратқан сияситидики охшашлиқлар вә пәрқләр