Буш қәсәм берип вәзипә тапшуривалди
2005.01.20

1- Айниң 20-күни америка қошма шитатлириниң пайтәхти вашингтон шәһиридә җорҗиW бушниң иккинчи қетим америкиниң приздентилиқ вәзиписини тапшурувелиш қәсәмят мурасими өткүзүлди.
ҖорҗиW бушниң вәзипә тапшурвелиш қәсәмят мурасиминиң күн тәртипи наһайилиқ әтраплиқ орунлаштурулған болуп, приздент буш вә униң аяли лавра ханимниң аммиви паалийити диний мурасимға қатнишиш билән башланди. Диний мурасим ахирлашқандин кейин, буш вә аяли дөләт мәҗлиси бинасиниң алдидики қәсәм бериш мурасими мәйданиға келип, сәһнидин орун алди.
Мәзкур мурасим наһайити дағдуғулуқ өткүзилгән болуп, җорҗиW буш қәсәм бериш нутқи сөзләштин илгири мунасивәтлик дөләт рәһбәрлири сөз қилип, америкиниң йеқиндин буянқи сиясәтлири вә һәр саһә бойичә қолға кәлтүргән мувәппәқәйәтлири һәққидә тохталди.
Вашингтон вақти саәт 12 дә җорҗиW буш сол қолини "инҗил"ниң үстигә қоюп туруп, рәсми қәсәмяд қилди, қәсәмни америка қошма шитатлири алий сотиниң башлиқи виллиам рәнквист қобул қилди. Тәхминән бәш минутқа созулған қисқа өткүзилгән бу қәсәм беришкә униң аяли вә қизлириму иштирак қилған болуп, һөрмәт топлири вә гүлдүрас алқиш садалар ичидә җорҗиW бушниң америка қошма шитатлириниң 43-нөвәтлик приздентилиқ вәзиписини йәнә төт йиллиқ мөһләт билән рәсми тапшуривалғанлиқи җакарланди.
Бушниң нутқи әркинлик мәсилилиригә қаритилған

Арқидин, приздент буш рәсмий вәзипә тапшуривелиш нуқти сөзлиди. Приздент бушниң нутқи асаслиқи әркинлик мәсилилиригә қаритилған болуп, у өз сөзидә демократийини қоллап, мустәбит түзүмни ахирлаштурушниң америкиниң сиясити болуп қалидиғанлиқини, тәкитләп мундақ дәйду:
"Дунядики течлиққа болған әң яхши тиләк пүтүн дуня йүзидә әркинликини кеңәйтиштин ибарәт, америкиниң сиясити һәр қайси мәмликәтләр вә мәдәнийәтләрдики демократик һәрикәтләр вә институтларниң тәрәққиятини қоллаш арқилиқ ахирқи һесабта дуня йүзидә мустәбитликни йоқитиштин ибарәт".
Приздент буш он нәччә минутқа созулған қисқа амма наһайити мәзмунлуқ мәзкур қәсәмяд нутқида йәнә америкиниң өз сиясий түзүмини башқа дөләтләргә мәҗбурлап таңмайдиғанлиқини әмма, башқа дөләтләрниң өзлиригә мувапиқ ипадиләш усулини тепишиға ярдәм беридиғанлиқини тәкитләп мундақ деди:
" Бурундинла контрол қилиш адәтлиригә игә болуп кәлгән һөкүмәтләрниң рәһбәрлири шуни билиши лазимки, өз адәмлиригә хизмәт қилиш үчүн биз уларға ишәнч қилишни өгүтишимиз керәк, илғарлиқ вә адаләт йолида қәддиңларни көтириңлар, америка силәр билән биргә"
Бушниң сөзи америкиниң ичкий сияситигиму қаритилған
У америкиниң дөләт ичи сиясий вәзийити һәққидә тохтилип, өзиниң америка хәлқиниң еһтияҗлирини қамдашни шуниңдәк уларға келиватқан тәһдидләрни йоқитишни арзу қилидиғанлиқини билдүрди. Шуниңдәк америка хәлқини 11-сентәбир вәқәсидин кейинкигә охшашла иттипақлишишқа дәвәт қилди.

ҖорҗиW буш үмидварлиқ билән толған нутқида йәнә әркинликниң бир тарихий йөлүнүш икәнлики, җүмлидин америкиниң әркинлик тарихидики әң зор мувәппәқәйәтләрни қолға кәлтүрәләйдиғанлиқини тәкитлиди.
Приздент буш йәнә өзиниң иккинчи қетимлиқ вәзипә өтәш җәрянида америка җәмийитидә иҗтимаий параванлиқ қатарлиқларни өз ичигә алған хәлққә пайдилиқ бир қатар ислаһатларни елип баридиғанлиқини билдүрди.
Приздентниң вәзипә тапшуривелиш нутқи муһим әһмийәткә игә
Америка приздентиниң қәсәм берип вәзипә тапшуривелиш мурасими өткүзүш һәмдә қәсәмяд нутқи сөзләш америкиниң 1-нөвәтлик приздентидин етибарән әнәнигә айланған адәт болуп, приздентниң нутқи адәттә мурасимни әң юқири пәллигә көтириду. Бу нутуқларда америкиниң ички вә ташқи сиясий йөлүнүши әкис әттүрилгән болуп, амәрика тарихидики мәшһур приздентлардин вашингтон, линклон, рузвелт , кеннидй вә башқиларниң нутуқлири әйни дәврниң дуня вә америка вәзийити билән бивастә мунасивәтлик болған иди.
Хәвәрләргә қариғанда бушниң бу қетимқи вәзипә тапшуривелиш мурасим паалийити үчүн 40 милйон америка доллири чиқим қилинған болуп, наһайити һәйвәтлик вә дағдуғулуқ өткүзүлгән .Бу қетимқи мурасимда йәнә бихәтәрликни қоғдаш ишлириғиму юқири дәриҗидә көңүл бөлүнгән болуп, көплигән сақчи вә һәрбий қисимлар һәмдә бихәтәрликни қоғдаш хадимлири ишқа селинип, мурасим паалийити мәзгилидә түрлүк җинайи һәрикәтләр вә террорлуқ һуҗумлиридин мудапиә көрүш чарилири әтраплиқ көрүлгән.
Бәзи мөлчәрлинишләргә қариғанда пайтәхт вашингтон шәһиригә келип, мурасимни көргүчиләрниң сани 500 миң әтрапида болған . (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка призденти җорҗи буш канадани зиярәт қилди
- Җорҗ буш кондилиза райсни ташқи ишлар министирлиқи вәзиписигә тәйинлиди
- Хәлқараниң бушниң қайта президентликкә сайлинишиға болған инкаси
- Туркийидикиләрниң америка сайлимидин кейинки инкаслири
- Буш йәнә бир қарар президентлиққа сайланди
- Хитай америка президент сайлиминиң һарписида буш һөкүмитини тәнқид қилди
- Хитай тәрәп зади кимниң америкиниң президенти болишини халайду?