Уйғур вә тибәтләр президент бушни хитайға бесим ишлитишкә чақирди


2005.11.07

Америка президент җорҗи буш келәр һәптә җәнубий корийидә чақирилидиған асия - тинч окян иқтисади һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғинидин кейин хитайни зиярәт қилиду.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси коң чүән, президент бушниң зиярити 19 - ноябирдин 21 - ноябирғичә давамлишидиғанлиқини билдүргән. Һәр иккила тәрәп һазирғичә президент бушниң зиярәт күнтәртипи вә сөһбәт темиси тоғрисида илгирлигән һалда мәлумат бәрмиди.

Америка дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси стапан хардлейниң әскәртишичә, ақ сарай президент бушниң зиярити тоғрисида пәйшәнбә күни ахбарат елан қилидикән. У, дүшәнбә күни радиомизға һазирчә зиярәт тоғрисида мәлумат билән тәминләшни рәт қилди.

Рабийә қадир: президент буш ху җинтавға уйғурлар мәсилиси оттуриға қоюши керәк

Кишилик һоқуқ мәсилиси америка президентлири хитайни зиярәт қилғанда даим тәкитлинидиған әнәниви тема. Президент буш хитай зияритини башлаш һарписида хәлқара тәшкилатлар, уйғурлар вә тибәтләрниң әркинлик һәққидики чақириқиға дуч кәлмәктә. Уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир, дүшәнбә күни президент бушниң хитай рәһбәрлири билән сөһбәткә олтурғанда, уйғурларниң сөзләш әркинлики вә тәбий байлиқиға өзлирини игә қилишни оттуриға қоюшни тәләп қилди.

Рабийә қадир ханимниң әскәртишичә, у президент бушниң зиярити мунасивити билән америка ташқи ишлар министирлиқиға уйғурларниң кишилик һоқуқиға даир тәләпләрни сунидикән. У, уйғурларниң вәзийити һәққидә тохтилип, уйғур аптоном районини " шәкли өзгәргән түрмә" деди.

Лоди гяри: дала ламаниң мәқсиди хитайни парчилаш әмәс

Тибәтләр болса президент бушниң хитай рәһбәрлири билән учрашқанда тибәт мәсилисини оттуриға қоюшни тәләп қилмақта.

Дүшәнбә күни америка пайтәхти вашингтонға йетип кәлгән тибәт роһани даһиси далай лама, бу йәрдики 10 күнлүк зиярити җәрянида президент буш вә америка дөләт мәҗлисидики затлар билән учрушиду.

Далай ламаниң вәкили лоди гяри, тибәт роһани даһисиниң вашингтондики зиярити һәққидә тохтилип, " мән шуни ейталаймәнки , далай лама бу йәргә хитайни парчилаш яки уни тәнқидләш үчүн кәлмәйду. Униң бу йәргә келишидики мәқсиди, хитай билән алақә қилиш, хитайниң муқимлиқини қоғдашқа ярдәм бәргүчи киши болушни үмид қилиш," дәйду.

Лоди гяриниң тәкитлишичә, далай лама зиярәт җәрянида президент буш, америка ташқи ишлар министири вә дөләт мәҗлисиниң әзалириға бу үмидини йәткүзидикән. У, "далай лама бу пурсәттин пайдилинип , президент бушқа хитай рәһбәрлири билән учрашқанда өзиниң тибәт мәсилисини һәл қилиш сәмимийити вә вәдисини йәткүзүп қоюшни йәнә бир қетим һавалә қилиду " деди.

Хитай әлчиханиси: далай ламаға тутқан сияситимиз өзгәрмиди

Гәрчә далай лама мустәқиллиқтин ваз кәчкәнликини җакарлиған болсиму, әмма хитай һөкүмити далай ламаға тутқан сияситидә өзгириш болмиғанлиқини тәкитлимәктә.

Хитайниң вашингтонда турушлуқ әлчиханисиниң баянатчиси чу мавмиң, " 14 - далай лама ноқул диний затла әмәс, у бир сияси сәргәрдан," дәйду. У, бу сөзләрни америка авази радиосиға тәкитлигән.

Чу мавмиң, "җоңго һөкүмити далай ламаниң һәр қандақ дөләттә бөлгүнчилик қилиш һәрикити билән шуғуллиниш, дөләтниң бирликигә бузғунчилиқ қилиш йолида сияси һәрикәт елип беришиға қарши туриду. Җоңго һөкүмити һәр қандақ дөләтниң һәрқандақ намларда болуштин қәтий нәзәр, далай ламани зиярәткә тәклип қилишиға яки униң билән учрушишиға қарши туриду," дәйду.

Әнәниви ихтилапларда бөсүш характирлик илгирләш болуши натайин

Көзәткүчиләр, президент бушниң зиярити җәрянида хитай - америка оттурисидики тәйвән мәсилиси, кишилик һоқуқ вә диний әркинлик қатарлиқ әнәнивий ихтилапларда бөсүш характерлик илгириләш болуши натайин, дәп қаримақта. Униң үстигә бушниң зиярити хитай - америка мунасвити сода - иқтисади, пул - муамилә вә һәрбий ишларда җиддий синақларға дуч келиватқан мәзгилгә тоғра кәлмәктә. Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфилд йеқинда хитайни зиярәт қилғанда, бейҗиң даирилиридин хитай һәрбий ишлар тәрәққиятиниң ашкарилиқ дәриҗисини юқири көтиришни тәләп қилған. Гәрчә икки тәрәп дүшәнбә күни тоқулма буюмлар експорт мәсилиси бойичә келишим һасил қилиш басқучиға келип қалғанлиқини җакарлиған болсиму, әмма хәлқ пулиниң қиммити вә әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш қатарлиқ мәсилиләрдики ихтилаби йәнила мәвҗут. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.