Президент буш шәрқий асия зияритини ахирлаштурди


2005.11.21
bush-mongolia.jpg
21-Ноябир күни, америка президенти буш моңғулийә президенти намбар енхи баяр билән чиңгизханниң һәйкили алдида. AFP

Америка президенти җорҗи буш дүшәнбә күни хитайдики зияритини ахирлаштурғандин кейин, 8 күнлүк шәрқий асия сәпириниң ахирқи бекити моңғулийини қисқа муддәтлик зиярәт қилип, моңғулийә парламентида уланбатурниң ирақ урушида америка билән һәмкарлашқанлиқини махтиди.

Моңғулийә, америкиниң ирақ һәрикитини қоллиған вә ираққа қошун әвәткән дөләтләрниң бири. Буш, америкиниң муавин президенти һенрий валлес 1944 - йили моңғулийини зиярәт қилип 61 йилдин кейин мәзкур дөләтни зиярәт қилған тунҗи америка рәһбири.

Моғулийә билән достлуқ

Буш шу күни моңғулийә президенти намбар енхи баяр билән сөһбәт өткүзгәндин кейин моңғулийә миллий парламентида сөз қилип, буниңдин 15 йил илгири коммунизмдин ваз кечип , ғәрб истилидики әркинлик вә демократик сайлам йолиға маңған моңғулийини махтиди.

Буш, "моңғулийә билән америка қошма шататлири демократийә давасида охшаш мәвқәдики қериндашлар" дәйду. У йәнә " силәр асияниң қәлбидә әркин җәмийәт қуруп, район вә дуняда мувәппәқийәтниң өлгисини яраттиңлар" дәп көрсәтти. Шуниң билән биргә у, радикал ислам идеологийисини тәнқид қилди. Бушниң әскәртишичә, радикал ислами идеологийә коммунизм идеологийисигә охшашла мәғлубийәткә учрайдикән. У, " чүнки улар еришмәкчи болған һоқуқ универсал әркинлик чүшәнчисигә мас кәлмәйду " дәйду.

Хитай билән хәлқ пули қиммити һәққидә келишәлмиди

Президент буш моңғулийигә келиш алдида шәрқий асия сәпириниң әң муһим бекити хитайни зиярәт қилған вә хитай дөләт рәиси ху җинтав, баш министир вен җябавларни хитайда диний, сиясий вә иҗтимаий әркинликни кеңәйтишкә үндигән иди.

Ху җинтав, америка деһқанчилиқ мәһсулатлири вә америка маллириға базирини техиму кәң ечиветиш тоғрисидики вәдә бәргән болсиму, әмма икки тәрәп хәлқ пулиниң қиммити мәсилисидә келишәлмигән.

Буш, " биз хитай билән давамлиқ һәмкарлишип, хитайниң бу йил 7 - айда хәлқ пулини әркин қоюветиш вә базарлаштуруш тоғрисида бәргән вәдисини әмәлгә ашуруши үчүн ярдәм беримиз " дәп көрсәтти. Әмма ху җинтав, америкиниң бу йил хитай билән болған содида 200 милярд долларға йеқинлашқан сода қизил рәқимини қандақ азайтидиғанлиқиға даир тәпсилий әһвалларни тилға алмиған.

Буш билән ху җинтав учрашқан шу күни хитай даирилири 2006 - йилдин 2008 - йилғичә америкидин 70 данә боен бәлгилик йолучилар айрупилани сетивалидиғанлиқини җакарлиди.

Буш хитайни әркинлик йолида давамлиқ тарихий бурулуш ясашқа чақирди

Президент буш мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитай әқлий мүлүк һоқуқини қоғдашни күчәйтиши керәк, дәйду. Бушниң әскәртишичә, у ху җинтав билән сиясий вә диний әркинлик мәсилилирини музакирә қилған. Буш "хитайда иҗтимаий, сиясий вә диний тәрәққиятни илгири сүрүш интайин муһим шундақла биз хитайни әркинлик йолида давамлиқ тарихий бурулуш ясашқа чақиримиз" деди.

Буш ханими лавра буш билән биллә , бейҗиңдики вагаң черкавиға йәкшәнбилик ибадәт үчүн барғанд " силәрму билгәндәк бу җәмийәт техи йеқинғичә кишиләрниң ашкара ибадәт қилишиға йол қоймайтти. Мениңчә хитай һөкүмити ибадәт қилиш үчүн топланған христян мухлислирини қорқутмаслиқи керәк. Сағлам җәмийәт һәр хил диний етиқадларни қарши алиду. Бу җәмийәт кишиләргә ибадәт арқилиқ ичкий дунясини ипадиләш пурсити бериши керәк " дәйду.

Буш хитай рәһбәрлирини тибәт роһани даһиси далай лама билән тибәтниң келәчики тоғрисида сөһбәт өткүзүшкә чақирди. Буш мундақ дәйду: " мениңчә хитай һөкүмити далай ламани тәклип қилса ақиланә һәрикәт қилған болиду. Шундақ қилғандила далай лама ақ сарайда маңа қилған сөзлирини бивастә хитай рәһбәрлиригә ейталиши мумкин. Далай лама тибәт мустәқиллиқини тәләп қилиш хиялида әмәс "

Ху җинтав, хитай - америка мунасвитиниң сағлам вә муқим тәрәққияти дәвирниң тәлипи, икки дөләт хәлқиниң арзуси, дәп тәкитлигән. Буш, шималий корийә мәсилисини тилға алғанда, бейҗиңниң 6 дөләт сөһбитигә саһипханлиқ қилғанлиқиға рәһмәт ейтип, " америка билән хитай ядро қораллардин хали тинч корийә йерим арилини үмид қилиду " деди.

Диний еркинлик

Америка президенти буш вагаң черкавиға берип йәкшәнбилик ибадәткә қатнашқанда, черкавниң зиярәтчиләр дәптиригә " тәңри хитай христянлирини панаһида сақлисун " дәп язған.

Президент буш хитайда елип баридиған зияритини башлаш алдида бейҗиң һөкүмитиниң сиясий өктичиләрни бастуруш һәрикити америка даирилирини биарам қилди. Америка ташқи ишлар министири кондилиза райисниң тәкитлишичә, америка һөкүмити бу мәсилигә " техиму қаттиқ аваз билән" диққәт қилишни күчәйтидикән. У, америкиниң бу йил 9 - айда хитай даирилиригә тапшурған тизимликтики кишилик һоқуқ дилолириға қайтурған җавабидин үмидсизләнгәнликини билдүрди. Райис, " биз оттуриға қойған мәсилиләрдә илгириләш болғанлиқини көрмидуқ " дәйду. Президент буш шәрқий асиядики сәпириниң ахирқи бекити моңғулийини 4 саәтларчә зиярәт қилғандин кейин, шу күни дөлитигә қайтти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.