Җорҗ бушниң дөләт нутқи вә униңға қарита пәйда болған инкаслар
2008.01.29
Америка президенти җорҗ буш 1 - айниң 28 - күни кәч саәт 9 да, америкиниң дөләт мәҗлиси бинасида дөләт нутқи елан қилди. Бу җорҗ бушниң 2009 - йили 1 - айда президентлиқ муддити тошуштин бурун елан қилған ахирқи қетимлиқ дөләт нутқи болуп һесаблиниду. Җорҗ буш бу қетим дөләт нутқи елан қилғанда, бу йил президентлиққа намзат көрситиш билән алдираш болуп кәткән палата әзалириму дөләт мәҗлиси залиға келип униң нутқини алқишлиди.
'Вашингтон пост' гезитидә баян қилинишичә, 2007 - йили америкида җорҗ бушни қоллаш нисбити %30 ға чүшүп қалған бир йил болған иди.
'Ираққа әскәр көпәйтиш пиланиниң үнүми көрүлди'
Президент җорҗ буш бу қетим елан қилған дөләт нутқида ираққа әскәр көпәйтиш пиланиниң үнүми көрүлгәнликини, әл-қаидичиләр ирақтин қачқанлиқини, йеқинда америкиниң 20 нәччә миң әскири ирақтин қайтип келидиғанлиқини, бу йил оттура шәрқтә исраилийә билән пәләстин оттурисида тинчлиқ келишими имзалиништин үмид барлиқини баян қилди.
'Америка иқтисадиниң қайтидин юқири өрлишидин үмид бар'
Җорҗ буш дөләт нутқида йәнә, һазир америкида иқтисадий тәрәққиятниң сүрити төвәнләшкә башлиғанлиқини, әмма америка иқтисадиниң қайтидин юқири өрлишидин үмид барлиқини, буниң үчүн 150 милярд долларлиқ баҗ қайтуруш пиланини оттуриға қойғанлиқини баян қилди. Җорҗ буш иқтисадни қозғитиш пиланини иҗра қилиш үчүн һазир һәммәйлән бирликкә келиш лазимлиқини, һәтта 2010 - йилиғичә баҗ қайтуруш пиланини мәңгүлүк баҗ қайтуруш пиланиға айландурушни тәләп қилди.
'Пүтүн йәр шариниң иссип кетиш мәсилисидә хитай тегишлик мәсулийәтни үстигә елиши керәк'
Җорҗ буш бу қетимқи дөләт нутқида, келәрки бир йиллиқ хизмәтләр һәққидә тохталғанда 'кийото келишими' дә тәрәққи қилған санаәт дөләтләрниң зәһәрлик газ қоювитишини чәкләп, хитай вә һиндистандәк тәрәққи қиливатқан дөләтләргә ундақ қаттиқ чәк қоюлмиғанлиқи адил болмиған дәп көрсәтти. Шундақла, у хитайдин пүтүн йәр шариниң иссип кетиш мәсилисидә тегишлик мәсулийәтни үстигә елишни тәләп қилди.
'Дөләт ичидә қизил рәқәм көпәйди, ирақта зор бәдәл төлидуқ'
Америка авазиниң баян қилишичә, америкидики өктичи партийә - демократлардин кәнсас шитатиниң башлиқи кәсирин җорҗ бушниң дөләт нутқиға инкас қайтуруп 'алдинқи бәш йилда биз наһайити зор бәдәл төлидуқ, көп әскиримиз ирақта һаятидин айрилди, ташқи сиясәт җәһәттә иттипақдашлиримиздин айрилип қалдуқ' деди. Демократлардин сайланған кеңәш палата әзаси роберт җорҗ бушниң иқтисадий тәрәққиятни қозғитиш үчүн оттуриға қойған баҗ қайтурушни мәңгүләштүрүш пиланиға қарита инкас қайтуруп ' дөләт ичидә малийидә қизил рәқәм тез көпийиватқанда ирақта йүз милйонлиған пул исрап қилинди' деди.
'Җорҗ буш таза әқиллиқ иштин бирни қилди'
Җумһурийәтчиләрдин сайланған җорҗийә шитатиниң башлиқи җек кеңстон 'президент җорҗ буш таза әқиллиқ иштин бирни қилди, бу пилан буниңдин кейинки 11 ай ичидә йолға қоюлиду, у бир йеңичә пилан' деди.
'Бушниң нутқи сайламға тәсир йәткүзүши мумкин'
Шинхуа ториниң америка президенти җорҗ бушниң дөләт нутқи һәққидә елан қилған хәвиридин мәлум болушичә, хитай коммунист һөкүмити җорҗ бушниң дөләт нутқида оттуриға қоюлған сиясәтләргә қарита 'ирақта оңушсизлиққа учриди', 'ички сияситиниң үнүми яхши болуши натайин', 'сайламға тәсир йәткүзүши мумкин' дәп қариған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадирниң мураҗити қазақистандики уйғурларда зор тәсир қозғимақта
- Җорҗ буш 9 - ноябир дуня әркинлик күнини хатирилиди
- Буш билән ху җинтав сәзгүр мәсилиләрдә пикир алмаштурди
- Америка-афғанистан рәһбәрлири талибанларни йоқитишқа бәл бағлиғанлиқини ашкарилиди
- Буш -путин сөһбәтлири
- Буш- путин учришиши вә америка-русийә мунасивәтлири
- Җумһурийәтчи партийә президент намзатлириниң хитай һәққидики қарашлири
- Албанийидики уйғурлардин абабәкри қасим америка- албанийә мунасивити вә косова мәсилиси үстидә тохталди
- Бушниң рабийә ханим билән көрүшкәнлик тәнтәниси бишкәктә
- Президенти җорҗ буш прага шәһиридә дуня демократийиси һәққидә муһим нутуқ сөзлиди
- Президент буш америкиниң дөләт әһвали һәққидә нутуқ сөзлиди
- Демократлар дөләт мәҗлиси авам палатасида көп санлиқни игилиди
- Америкида дөләт мәҗлиси сайлими
- Буш террор гумандарлириға мунасивәтлик қанун лайиһисигә қол қойди