Америка-афғанистан рәһбәрлири талибанларни йоқитишқа бәл бағлиғанлиқини ашкарилиди


2007.08.07

Bush-Karzay-150.jpg
Америка президенти буш вә афғанистан президенти хамид карзай сөзлиридин кейин қол елишмақта. Afghan President Hamid Karzai (R) and US President George W. Bush shake hands following a joint press conference 06 August 2007 at Camp David in Maryland. AFP PHOTO/Mandel NGAN

Америка президенти җорҗ буш билән афғанистан президенти хәмит карзай 8 ‏- айниң 6 ‏- күни баянат елан қилип, талибанларни йоқитишқа бәл бағлиғанлиқини ашкарилиди. Бу вашингтон сәһрасидики кәмпдәвит президент арамгаһида өткүзүлгән икки күнлүк сөһбәтниң нәтиҗиси болса керәк. Бу сөһбәттин кейин, америка президенти җорҗ буш баянатида 'тарих бизни әсәбийләргә зәрбә берип хәлқниң арзу-истәклирини әмәлгә ашурушқа чақирмақта', деди. Шундақла террорчилар вә талибан қалдуқлири билән болған күрәшни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди. Афғанистан президенти хәмит карзай баянатида болса, талибанлар һазир афғанистан һөкүмитигә тәһдит болалмайду, әмма пәқәт һалак болуш алдида җан талишиватқан бир қисим күч болуп қалди, бу күч һазир бигуна хәлқни азабқа селиватиду, деди.

Карзай: талибанлар һазир пәқәт бигуна хәлққә, мәктәптә оқуйдиған балиларға, диний затларға, хәлқарадин ярдәм бәргили кәлгән хизмәтчиләргила тәһдит селиватиду

Б б с ниң хәвәр қилишичә, афғанистан президенти хәмит карзай баянатида, 2001 ‏- йилидин кейин, америка башчилиқидики бирләшмә қошун талибан һакимийитини ағдуруп ташлашта нәтиҗә һасил қилған иди. Әмма талибан қалдуқлири һазир қайтидин қораллинип һакимийитини әслигә кәлтүрүш үчүн аварә болуватиду. Бу җәрянда афғанистан хәлқи азап чекиватиду, дегән. Униң қаришичә,‏ талибанларниң һазир афғанистан һөкүмитигә тәһдит селишқа қурби йәтмәйду. Әмма улар пәқәт бигуна хәлққә, мәктәптә оқуйдиған балиларға, диний затларға, енҗинерларға, хәлқарадин ярдәм бәргили кәлгән хизмәтчиләргила тәһдит селиватиду.

Буш: бу қетим қоллинилидиған һәрикәттә әлқаидичиләрниң рәһбәрлири тутулуп сотқа тартилидиғанлиқиға ишинимән

Rice-Gates-200.jpg
Америка баш министири райис ханим вә дөләт мудапийә министири роберт гейтис, прәзиденти буш вә афғанистан прәзиденти хамид карзайларниң келишини күтмәктә. US Secretary of State Condoleezza Rice, Defense Secretary Robert Gates and National Security Advisory Steve Hadley wait for the arrival of Afghan President Hamid Karzai and US President George W. Bush for their joint press conference 06 August 2007 at Camp David. AFP PHOTO/Mandel NGAN

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, мухбирлар җорҗ буштин, әгәр осама бин ладинниң пакистанда икәнлики һәққидики учурлар ишәнчилик болса, пәрвиз мушәррәпни хәвәрләндүрмәй турупла пакистанға һуҗум қилинамду, дәп суал сориғанда, президент буш бу суалға қарита "2001 ‏- йили 11 ‏- сентәбир вәқәсидин кейин, америка қошунлири әлқаидичиләргә, талибанларға зәрбә бериш үчүн афғанистанға киргән иди. Лекин һазирға қәдәр әлқаидичиләрниң рәһбири осама бин ладин техичә тутулмиди, у йәнила пакистанниң афғанистан билән чегрилинидиған җайлардики қәбилиләр районида юшурунуп туруватса керәк. Бизниң пакистан билән болған мунасивитимиз яхши, биз һазир тутуп сотқа тапшуримиз дәватқан террорчилар йәнила узундин буян пакистан президенти пәрвиз мушәрәпни өлтүрүш үчүн сүйиқәст пиланлап келиватқан кишиләр. Америка билән пакистан әнсирәватқан мәсилә охшаш. Әмма бу қетим қоллинилидиған һәрикәттә әлқаидичиләрниң рәһбәрлири тутулуп сотқа тартилидиғанлиқиға ишинимән," дегән.

Америка президенти җорҗ буш бу мәсилидә йәнә, афғанистан билән пакистанниң һәмкарлиқини тәшәббус қилмақта.

Карзай баянатида америка вә нато қисимлириниң һәрбий һәрикәтлиридә бигуна хәлқниң зәхмилинишидин сақлиниши лазимлиқини тәкитлигән

Америка дөләт хәвәрлири радиосиниң баян қилишичә, афғанистан президенти хәмит карзай гәрчә америка президенти җорҗ бушниң пикрини қизғин қарши алған болсиму, әмма америка вә нато қисимлириниң һәрбий һәрикәтлиридә бигуна хәлқниң зәхмилинишидин сақлиниши лазимлиқини тәкитлигән.

Җорҗ буш америка вә нато қушунлири һәрбий һәрикәт қолланғанда, чуқум афғанистан һөкүмитиниң тәлипигә бинаән иш көриду, дәп вәдә бәргән.

Хәвәрдә ейтилишичә, афғанистанниң америкида турушлуқ баш әлчиси заһир танинму америка ташқи ишлар министирлиқиға қойған тәлипидә, америка вә нато қушунлириниң һәрбий һәрикәт тоғрисида йәрлик хәлқни хәвәрдар қилиши лазимлиқини тәкитлигән.

‏-‏- Әгәр мән президент болсам, пакистан һөкүмитиниң мақуллуқини алмиған әһвал аситида, әлқаидичиләргә һәрбий һәрикәт қоллинишқа буйруқ чүшүримән, ‏-‏- дәйду америкиниң 2008 ‏- йиллиқ президент намзати барак обама

Америкидики демократик партийә тәрипидин көрситилгән 2008 ‏- йиллиқ президент намзатлириниң бири болған барак обама әпәнди йеқинда сайлам әһлигә бәргән вәдисидә "гәрчә 2005 ‏- йили әл қаидичиләрни пүтүнләй тазилашқа пурсәт чиққан болсиму, әмма һәрикәт қоллинилмиғанлиқи бир чоң хаталиқ болған иди. Әмди мән президент болсам, пакистанға юшурунған әлқаидичиләргә һәрбий һәрикәт қоллиниш һәққидә бивастә буйруқ чүшүримән, пакистан һөкүмитиниң мақуллуқини елиш һаҗәт әмәс," дегән иди.

Бу көз қараш һазирқи пәйттә, америка билән пакистан вә афғанистан мунасивәтлиридики әл қаидичиләр мәсилисини һәл қилиш җәһәттә президент буш үчүн бир бесим шәкилләндүргән иди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.