Буш хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишидин әндишә қилидиғанлиқини билдүрди


2005.02.22
BELGIUM-NATO-SUMMIT-200.jpg
2005-Йили 22-фебрал күни, америка президенти буш нато йиғинидин кейинки мухбирларни күтүвелиш йиғинида.AFP

Америка президенти җорҗ буш брюсселда шималий атлантик әһдә тәшкилатиға әза 26 дөләт рәһбәрлири билән көрүшкәндә, явропа бирликиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиқини қайта тәкитләп, әгәр явропа бирлики буниңға қаримастин хитай билән болған сода мунасивитини әслигә кәлтүрсә, америка дөләт мәҗлисиниң буниңға қарши һәрикәт қоллинидиғанлиқини агаһландурди.

Йиғиндин кейинки мухбирларни күтүвәлиш йиғинида сөз қилған президент буш бу һәқтә йәнә тохтилип, хитайға қаритилған қорал чәклимисиниң бикар қилиниши асия районидики тәңпуңлуққа тәсир көрстидиғанлиқини билдүрди.

Хитайға қорал сетип бериш, икки қирғақ мунасивитини җиддийләштүриду

"Бизниң дөлитимиздә мундақ бир чоң әндишә бар. У болсиму, қорал сетиш дегәнликниң өзи қорал техникиси сетип бериш дегәнлик. Бу әлвәттә хитай билән тәйвән оттурисидики мунасивәт тәңпуңлуқини өзгәртиветиду".

явропа бирлики дөләтлири техи һазирғичә 1989 - йилидики тйәнәнмен вәқәси сәвәбидин хитайға берилгән 15 йиллиқ қорал чәклимисини бикар қилишқа келишмигән болсиму, әмма франсийә вә италийә қатарлиқ дөләтләр бу чәклиминиң бикар қилиниши керәкликини тәкитләп кәлди. Мәзкур дөләтләр бу чәклимини бикар қилишта, америкиниң әндишисигә алаһидә етибар беридиғанлиқини һәмдә америка һәрбий техникилириниң хитайға сетилип кәтмәсликкә капаләтлик қилидиғанлиқини әскәртти.

Бирақ, америка һөкүмити арқа-арқидин явропа бирликиниң бу җазани бикар қилишта чоқум әстайидил ойлишишини әскәртип, әгәр явропа бирлики өз алдиға хитайға йеңи һәрбий екиспортини башлиса, у һалда америка дөләт мәҗлисиниң қарар мақуллап, америкиниң явропа бирликидики 25 дөләткә қаритилған һәрбий техника екиспортиға чәклимә қойидиғанлиқини агаһландурди.

явропа бирлики америкиниң әндишисини пәсәйтидиған йеңи пилан түзмәкчи

Бу һәқтә тохталған президент буш йәнә, явропа бирликиниң америкиниң әндишисини пәсәйтидиған бир йеңи пилан түзүп чиқишқа тиришиватқанлиқини әскәртти. У мундақ деди:

Қорал сетиш дегәнликниң өзи, қорал техникиси сетип бериш дегәнлик. Бу әлвәттә хитай билән тәйвән оттурисидики мунасивәт тәңпуңлуқини өзгәртиветиду.

"Улар маңа өзлириниң америкиниң әндишисигә қулақ салғанлиқини ейтти һәмдә америка ташқи ишлар министири кондолиза райсниң йәткүзгән учурлиридинму очуқ хәвәрдар икәнликини билдүрди. Улар йәнә, америка дөләт мәҗлисиниң мәйданиниму обдан билидиғанлиқини шуңа бу мәсилини бир тәрәп қилишта америкиниң әндишисини пәсәйтидиған бир йеңи пилан түзүп чиқишқа тиришидиғанлиқини ейтти. Мушундақ боламду-йоқ. Буни йәнә көрәрмиз".

Хитайға қаритилған қорал чәклимисини бикар қилишта чиң туруп кәлгән франсийә президенти җәк ширак сәйшәнбә күни бушқа, явропа бирликиниң бу җазани бикар қилиши мумкинликини вә буниңда явропа бирлики билән америкиниң ортақлиққа келиши керәкликини әскәртти. Әмма у йәнә, икки дөләт оттурисидики достлуқ мунасивәтниму алаһидә әскәртип, "бизниң аримиздики достлуқ икки әсирдин буян давамлишиватиду. Бу мунасивәт ортақ қиммәт қариши үстигә қурулған. Шуңа бу ундақ асан өзгәрмәйду" деди.

Буш: нато, дуня тарихидики әң ғәлибилик иттипақдашлар

Буш нато рәһбәрлири билән өткүзгән сөһбитидә йәнә, һәр қайси дөләт рәһбәрлири билән бирликтә ирақ армийисини чениқтурушқа ярдәм қилидиғанға келишти. Сиясий анализчилар буниң, ирақ уруши сәвәбидин бу дөләтләр арисида шәкилләнгән бир қисим ихтилапларниң һәл болғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Америкиниң ирақ урушини йеқиндин қоллап кәлгән әнглийә баш министири тони блерниң бир нәпәр баянатчиси бу һәқтә, нато дөләтлириниң һазир ираққа ярдәм қилиш мәйли барлиқини, шундақла уларниң дәсләпки қәдәмдә ирақ армийисини чениқтурушқа мәлум дәриҗидә хираҗәт аҗритишқа вәдә қилғанлиқини билдүрди. Натониң баш шитабида сөз қилған президент буш йәнә, нато йәни шималий атлантик әһди тәшкилатиниң әһмийити вә зөрүрийитини тәкитлиди. У натониң һазирғичә нурғун һәққаний һәрикәтләрни елип берип, дуняниң тинчлиқини илгири сүрүштә зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини билдүрди. Шундақла натони " дуня тарихидики әң ғәлибилик иттипақдашлар" дәп тәсвирлиди.

Америка президенти җорҗ в буш сәйшәнбә күни кәчтә явропа комитети вә явропа парламентини зиярәт қилди. Бу, буш һөкүмити үчүн бир чоң нәтиҗә болуп, анализчилар ақ сарайниң бушниң явропа зияритидин интайин мәмнун болидиғанлиқини оттуриға қоймақта. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.