Буш террорчилиққа қарши уруш тоғрисида нутуқ сөзлиди


2005.10.06
bush-ned.jpg
Америка президенти буш вашингтондики роналд реган бинасиниң йиғин залида ‎террорчилиққа қарши ‎уруш тоғрисида нутуқ сөзлиди. ‎Ақсарай рәсими

Америка президенти җорҗ в буш пәйшәнбә күни әтигән шәрқий вақит саәт 10 дин 15 минут ‎өткәндә, вашингтондики роналд реган бинасиниң йиғин залида террорчилиққа қарши ‎уруш тоғрисида нутуқ сөзлиди. ‎

Президент буш сөзиниң бешида 2001 - йили йүз бәргән 11 -сентәбир вәқәсини әсләп өтүп, ‎америка әскәрлириниң бу вәқәни садир қилғучи әркинликниң дүшмәнлиригә қарши ‎көрәшкә тәйяр икәнликини ейтип мундақ деди:‎

‎ "Биз инсанлар дуч кәлгән бу әҗәллик хәтәргә тақабил туримиз. Биз бу террорчилиққа қарши ‎урушта йеңип чиқмиғичә, һерип қалмаймиз вә тохтап қалмаймиз".‎

Ислам радикалчилири ислам дининиң шундақла инсанийәтниң дүшмини

У сөзидә йәнә, 11 - сентәбир вәқәсиниң америка хәлқи һәргизму унтулуп қалмайдиған ‎бир вәқә икәнликини, шундақла бу вәқәни садир қилған исламий радикал террорчиларниң ‎һазир ирақ қатарлиқ әрәб дөләтлиридила әмәс, бәлки явропа вә асиядики дөләтләрдиму ‎террорчилиқ паалийәтлирини елип беришқа урунуп, гунаһсиз хәлққә зиян йәткүзүшни ‎пиланлаватқанлиқини билдүрди. У сөзидә, ислам радикалчилириниң идеологийисиниң ислам ‎динидин түптин пәрқлинидиғанлиқини ейтти. У мундақ деди:‎

‎"Бу урушчилар, америкиниң яки ирақниңла дүшмини әмәс. Улар, исламниң һәмдә ‎пүтүн инсанларниң дүшмини".‎

Биз өктичиләр вә сүргүндикиләр билән биргә туруп бастурмичи һакимийәтләргә қарши ‎туримиз. Чүнки биз бүгүнки бу өктичиләрниң, әтики күндә демократик рәһбәрләргә ‎айлинидиғанлиқини билимиз.

Президент буш нутуқида, ислам радикалчилириниң идеологийиси һәққидә бир қанчә қетим ‎тохтилип, уларниң коммунизм билән бу җәһәттә нурғун ортақлиқларға игә икәнликини, һәр ‎иккилисиниңла мустәбит һөкүмранлиқ тикләшни мәқсәт қилип, өзлиридин башқа һәр қандақ ‎бириниң һоқуққа игә болушини халимайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:‎

‎"Коммунизимниң идеологийисигә охшаш, бизниң бу йеңи дүшминимиз әркин ‎кишиләрни кәмситиду һәмдә әркин яшаватқан әр вә аялларни аҗиз, чүшкүн дәп ‎қарайду".‎

Буш сөзидә, 50 милйон кишини әркинликкә ериштүрүшниң өзиниң батурлуқ ‎һесаблинидиғанлиқини һәмдә демократийиниң дүшминигә қарши һуҗумға өтүшниң ‎батурлуқ икәнликини ейтип, исламий радикал дәл коммунизимниң бир-биригә зит идийисигә ‎варислиқ қилған болғачқа, униң чоқум мәғлубийәткә дуч келидиғанлиқини әскәртти.‎

Террорчиларға ярдәмдә боливатқанлар йәнила бар

Буш нутуқида, америкиниң 11 - сентәбир вәқәсидин кейин террорчиларға қарши уруш ‎сепигә өтүп, бу төт йил җәрянида һәр қайси дөләтләрниң һәмкарлиқида нурғун нәтиҗиләрни ‎қолға кәлтүргәнликини, болупму әл қәидә тәшкилатиниң 10 ға йеқин террорлуқ сүйқәстини ‎битчит қилғанлиқини билдүрди. У йәнә, америкиниң террорчилиққа қарши урушини бир қисим ‎дөләтләр қоллап -қувәтлигән болсиму, лекин сүрийә, иранға охшаш бәзи дөләтләрниң ‎террорчиларға ярдәм қиливатқанлиқини әйиблиди. У мундақ деди:‎

‎"Америка қошма шитатлири, террорчилиқ қилғучилар билән уларға ярдәм қилғучиларни ‎вә қанат астиға алғучиларни пәрқләндүрмәйду. Чүнки улар һәр иккилисила қатилға ‎охшашла гунаһкардур".‎

Шундақла у йәнә, радикал гуруппиларниң террорчиларға ярдәм қилишиға, америкиниң ‎қәтий йол қоймайдиғанлиқини ейтти. ‎

Ирақтики демократийә чоқум ғәлибә қилиду ‎

Буш сөзидә йәнә ирақниң нөвәттики вәзийитидә тохтилип, " бәзи кишиләр ирақтики һәр қайси ‎тәрәпләр оттурисидики талаш-тартишларға қарап, ирақ демократийисини давалғушта қалди ‎дәватиду , әмма дәл бу бәс-муназирә вә һәр хил пикирләрниң өзи демократийиниң ‎әмәлийлишиши һесаблиниду" дәп билдүрди. Шундақла у ирақниң кәлгүсигә үмид билән ‎қарайдиғанлиқини ипадилиди. У мундақ деди:‎

Биз инсанлар дуч кәлгән бу әҗәллик хәтәргә тақабил туримиз. Биз бу террорчилиққа қарши ‎урушта йеңип чиқмиғичә, һерип қалмаймиз вә тохтап қалмаймиз.

‎"Бизниң ишәнчимиз камил, бизниң қошунимиз вә һәр бир ирақ хәлқи өзлириниң ‎вәзиписини ада қиливатиду. Ирақтики демократийә чоқум ғәлибә қилиду".‎

Буш сөзидә, ирақта ғәлибә болмиғичә, тинчлиқ болмайдиғанлиқини, шуңа уларниң ‎пүтүн күчи билән бу ғәлибини қолға кәлтүридиғанлиқини ейтти. У йәнә, америкиниң ‎әркинлик, демократийини қоғдайдиған бир дөләт икәнликини вә бу йолда паалийәт ‎қилидиғанлар билән адаққичә бир йолда туридиғанлиқини тәкитлиди. У мундақ деди:‎

‎"Биз өктичиләр вә сүргүндикиләр билән биргә туруп бастурмичи һакимийәтләргә қарши ‎туримиз. Чүнки биз бүгүнки бу өктичиләрниң, әтики күндә демократик рәһбәрләргә ‎айлинидиғанлиқини билимиз". ‎

‎11 -Сентәбир вәқәсиниң 4 йиллиқи мунасивити билән елип берилған бу йиғин, америкидики ‎дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити тәрипидин орунлаштурулған болуп, ‎йиғинға йәнә, америка ташқи ишлар министири кондолиза райс, дөләт мудапиә министири ‎доналд рамсфелд вә америка қораллиқ қисим баш шитаб рәиси генерал петер пейс қатарлиқ ‎әмәлдарлар қатнашти. (Пәридә)‎

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.