Буш -путин сөһбәтлири


2007.07.03

Русийә президенти владимир путин билән америка президенти җорҗ буш дүшәнбә күни кеннебункпорттики сабиқ президент чоң бушниң туралғу җайида сөһбәтләшкәндин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. Улар башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси мәсилисидә ениқ пикир бирликини ипадә қилмиған болсиму, лекин путин йеңи тәклипләрни оттуриға қойған шуниңдәк америка-русийә мунасивәтлириниң истратегийилик һәмкарлиқтин ибарәт пүтүнләй йеңичә болушини халайдиғанлиқини билдүргән.

Мудапиә пиланида ениқ пикир бирлики ипадә қилинмиди

Русийә президенти владимир путин америкиниң атлантик окян бойиға җайлашқан мәйин штатидики сабиқ президент , чоң бушниң туралғусиға йетип кәлгән күнниң әтиси йәни дүшәнбә күни президент буш билән сөһбәтлишип, туралғу җайниң сиртидики деңиз бойида мухбирларға пикир баян қилди.

Хәлқара җәмийәтниң диққитини җәлп қилған мәзкур учришишниң нәтиҗилири ахири мәтбуатларға ашкара болди.

Узундин буян икки дөләт арисида ихтилап пәйда қилип келиватқан америкиниң чехийә вә полшада башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси орнитиш пилани мәсилиси президент путин билән президент бушниң ашкара сөһбитидики асаслиқ тема болди. Владимир путин йеңи тәшәббус оттуриға қоюп, москвада мудапиә системисиға мунасивәтлик учур алмаштуруш мәркизи қуруш һәмдә русийиниң җәнубий қисмида башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш бойичә ортақ система қуруш пикрини илгири сүрди.

Путин чех билән полшада мәзкур системини орнитишниң зөрүрийити йоқлуқини, русийиниң пиланиниң шималий атлантик окян әһди тәшкилати вә явропа дөләтлириниму буниңға қатнаштуруш икәнликини әскәртти. Әмма, президент буш бу мәсилигә җавабән, полша вә чехийиниңму америкиниң башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси пиланиниң кәм болса болмайдиған тәркиби қисими икәнликини тәкитләш билән биргә путинниң сөзлирини пүтүнләй инкар қиливәтмәй, бу мәсилидә яришиш мумкинликини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди һәмдә путинниң қарашлириниң сәмимий вә йеңилиқ характериға игә икәнликини муәййәнләштүрди.

Иранниң ядро пилани мәсилисидә ортақлиқ шәкилләнгән

Бирақ, мулаһизичиләр талаш-тартиш характерлиқ мәсилиләр үстидә тез арида келишим һасил қилғили болмайдиғанлиқини пәрәз қилишқан болуп, чүнки, сөһбәт җәрянида президент бушниң русийигә йол қоюши вә яки йеңи тәклиплири ипадә қилмиған. Путинниңму америка үчүн пайдилиқ болған мәнтиқиләргә йол қоймайдиғанлиқи билингән.

Әмма, мудапиә системиси мәсилисидә булар арисида бирақла ортақлиқ көрүлмигән болсиму, лекин иранниң ядро пилани мәсилисидики позитсийилиридә бирдәклик тәрәпләр ипадә қилинған. Улар бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңиши билән һәмкарлишип, иранниң уран тавлаш һәрикәтлирини тохтитишни илгирилитидиғанлиқини билдүрүшкән.

Путин русийә билән америкиниң йеңи басқучқа киришини халайду

Владимир путин русийә-америка мунасивәтлириниң һазирқи һалити вә истиқбали һәққидә тохтилип, икки дөләтниң бурунқи сабиқ совет иттипақи дәвридикигә охшаш рәқиб әмәс бәлки, дост икәнлики, русийә -америка мунасивәтлирини истратегийилик һәмкарлиқтин ибарәт болған "пүтүнләй йеңи басқучқа" көтүрүш мумкинликини билдүргән.

Хәвәрләрдин қариғанда, америкидики һоқуқ қоғдаш орунлири президент буштин владимир путин билән болған учришишта русийиниң демократийидин чекинип кетиватқанлиқини оттуриға қоюшни тәләп қилған. Владимир путин русийиниң демократийә мәсилиси һәққидә тохтилип," биз өзара бир-биримизни аңлашқа тәйярмиз, бирдин бир нуқта шуки, әгәр бу , бир дөләтниң ички ишлириға арилишиш васитисиға айландурулса, уни қобул қилғили болмайду" дегән.

Русийә-америка мунасивәтлири

Русийә-америка мунасивәтлири көзәткүчилириниң қаришичә, мәзкур икки дөләтниң мунасивәтлири йеқинқи бир йил ичидә наһайити соғуқ бир һаләткә келип қалған болуп, һәтта президент путин америкиниң сияситини қаттиқ әйиблигән.

Бундақ әйибләшләрдики асасий сәвәб америкиниң сабиқ совет иттипақи дәвридә униң тәсир даирисидә болған шәрқий явропада башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси пилани болуп, русийә буни өзи үчүн тәһтид дәп қариған, униңдин башқа йәнә натониң шәрққә кеңийип, бир қисим шәрқий явропа дөләтлирини өзигә қошуши һәмдә америкиниң оттура асия вә кавказийидә тәсир күчини пәйда қилиши, грузийә, украинийидики демократик өзгиришләрни қоллаш билән русийини демократик чекиниш билән әйиблиши русийә рәһбәрлириниң америкидин нарази болуш хаһишини күчәйтивәткән иди.

Президент путинниң бу қетим чоң бушниң өйидә меһман болуп, ғәйри рәсми рәвиштә сөһбәтлишиши икки дөләт мунасивәтлириниң әнә шундақ соғуқлашқан пәйтигә тоғра кәлгән болуп, көпинчә көзәткүчиләр бу учришишниң москва-вашингтон мунасивәтлиригә иллиқ кәйпият беғишлишиға ишәнч билән қаримақта.

Буш билән путин бу қетим кәң кушадә сөзләшкән болуп, мухбирларниң соаллириға наһайити әркин , өзара һөрмәт қилишқан вә яхши кәйпиятта җаваб бәргән. Улар көңләклик болуп, кастийом -бурулка киймигән, галистук тақимиған. Бу, уларниң учришишниң ғәйри рәсми икәнликини көрситидиған аламәтләр болуп һесаблинидикән. Сөһбәттин кейин икки президент белиқ тутқили кәткән.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.