Буш террор гумандарлириға мунасивәтлик қанун лайиһисигә қол қойди
2006.10.18
Америка һөкүмәт хадимлириниң билдүрүшичә, сәйшәнбә күни америка президенти җурҗ буш тәрипидин имзалинип йолға қоюлған қанун лайиһиси, америка һөкүмитиниң террор гумандарлирини муддәтсиз тутуп турушиға рухсәт қилидикән.
Президент буш, ақсарайда мәзкур қанун лайиһисини имзалаш мурасимида бәргән баянатида, бу қанун америкиға қарши террорлуқ һуҗумлири елип берилишиниң алдини алған истратегийсини тәстиқлап, халд шәйх муһәммәт қатарлиқ 11- сентәбир террорлуқ һуҗумлириниң баш пиланлиғучилирини һәрбий сотта сотлаш йолини ачиду, деди. Бу қанунниң америка пуқралириниң һаятини қоғдайдиғанлиқини тәкитлигән президент буш, бундақ бир қанунға қол қойғанлиқи үчүн өзини бәхтияр һес қилидиғанлиқини билдүрди.
Лекин америка дөләт мәҗлисидики демократ партийисиниң вәкиллири һәмдә кишилик һоқуқ тәшкилатлири президент буш тәрипидин имзаланған қанун лайиһисини қаттиқ тәнқид қилмақта.
Америка дөләт мәҗлисидики демократ партийә вәкиллиридин ид мурфи, президент буш тәрипидин имзаланған қанунниң америка хәлқини бихәтәр қилалмайдиғанлиқини тәкитләп, бу қанун җәнвә келишимигә хилап һәмдә америка һәрбий хадимлириниң чәтәлләрдә сотқа тартилиш хәтирини көпәйтип, уруш җинайити ишлигән америка әмәлдарлириға өзлирини қоғдаш үчүн шараит яритип бериши мумкин, деди.
Америка пуқралар һөрлүк вә әркинлик иттипақиниң мудири, антони ромиро, мәзкур қанунни қаттиқ тәнқид қилип, әмди президент, дөләт мәҗлисиниң тәстиқи билән, кишиләрни сотлимай мудәдтсиз тутуп туралайду. Уларни пакитсиз дәлилләр билән сотқа тарталайду һәмдә бу сотларда уруп иқрар қилдурулған шаһитлар бәргән мәлуматларға асасән кишиләрниң өлүм җазасиға һөкүм қилиниши мумкин, деди.
Америкидики уйғур қануншунас нури түркәл, президент буш тәрипидин сәйшәнбә күни имзаланған қанунниң әң начар тәрипи гүәнтанамода тутуп турулуватқан халд шәйх муһәммәт қатарлиқ 11- сентәбир террорлуқ һуҗумлирини пиланлиғанларға қанун алдида өзини ақлаш пурсити яритип, уйғурларға охшаш гунаһсиз тутуп турулуватқанларниң, өзлириниң немә үчүн тутуп турулуватқанлиқиниң сәвәблирини билиш үчүн сотқа әрз сунуш һоқуқиниң қоллиридин елинғанлиқи, дәйду.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз қанатниң мәхсус программисидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкида 11 - сентәбир вәқәсиниң 5 йиллиқини уйғурларму хатирилиди
- Германийә мусулманлири - терроризмға қарши күрәштә сәпдаш
- Президент буш шәрқий асия зияритини ахирлаштурди
- Америка президентиниң асия зияритидики муһим мәсилиләр
- Уйғур вә тибәтләр президент бушни хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Буш террорчилиққа қарши уруш тоғрисида нутуқ сөзлиди
- Хитай һөкүмити террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишиватамду?
- Америкидики ислам дини өлималири террорчилиққа қарши пәтива чиқарди