Президент буш америкиниң дөләт әһвали һәққидә нутуқ сөзлиди
2007.01.24

Америка президенти җорҗи буш сәйшәнбә күни кәчтә дөләт мәҗлисидә америкиниң дөләт әһвали һәққидә доклат берип, америкилиқларни ички вә ташқий мәсилиләрдә сияси иттипақлиққа чақирди. Бу җорҗи бушниң америка президенти болуп вәзипә өтәватқандин бери 7 - қетим дөләт мәҗлисидә америкиниң дөләт әһвалидин доклат беришидур. Лекин бу қетимқи доклат демократлар партийиси америка дөләт мәҗлисиниң авам вә кеңәш палаталирида үстүнлүкни игилигән шундақла ирақтики көңүлсиз вәзийәт түпәйли хәлқ райини синаш нәтиҗилиридә америка хәлқиниң президент бушни қоллаш нисбити тарихтики әң төвән сәвийигә чүшүп қалған әһвал астида елан қилинди.
Буш: бизниң мәсулийитимиздә өзгириш болмиди
Президент буш нутуқида америка пуқралирини америкиниң ички вә ташқи ғайисини иҗра қилишта иттипақлишишқа чақирди. Буш, демократлар партийиси көп санлиқни игиләйдиған дөләт мәҗлисидә сияси күчләрниң тәңпуңлуқидики өзгириш һәққидә тохтилип, гәрчә дөләт мәҗлисидә җумһурийәтчиләр партийиси көп санлиқни игилимәйдиған болсиму, лекин америкиниң үстигә алған мәҗбурийитидә өзгириш болмиди, дәп көрсәтти. У, "дөләт мәҗлисидә өзгириш болған болсиму, лекин бизниң мәсулийитимиздә өзгириш болмиди. Бизниң һәр биримизниң өз алдиға тутқан йолимиз бар шундақла биз бу йолимизда чиң турушимиз керәк. Лекин бизниң бу яхши нийәтлик пиланимизға хизмәт қилидиған ортақ өлчимимиз бар. Бу болсиму дөләтни техиму баяшатлиққа ериштүрүш, хәлқниң пулини ақиланә йолларға ишлитиш, мәсилиләрни һәл қилиш вә мәсилини кейинки әвлатларға қоюп қоймаслиқтур. Рәзил күчләргә қарши америкини қоғдап, бизни қоғдаш үчүн әвәтилгән кишиләргә ишинишимиз керәкликидур " дәйду.
Шималий корийә вә кишилик һоқуқ мәсилиси
Буш америка дөләт мәҗлисидики нутуқида йәнә шималий корийә мәсилиси вә кишилик һоқуқни тилға алди. У, шималий корийә ядро мәсилиси болупму шималий корийини ядро қораллардин хали қилишта дипломатик тиришчанлиқини давамлаштуридиғанлиқини билдүрди. Кишилик һоқуқни қоғдаш мәсилисидә болса берма вә судан шундақла кишилик һоқуқи хатириси кишиләрни әндишигә селиватқан дуняниң һәр қайси җайлиридики мәсилиләр һәққидә тохталди. Буш, "биз хитай, японийә, русийә вә җәнубий корийә қатарлиқ шериклиримиз билән биргә корийә йерим арилини ядро қораллардин хали районға айландуруш йолидики дипломатик тиришчанлиқимизни давамлаштуримиз шундақла биз куба, белурусийә, бермиға охшаш дөләтләрни әркинликкә һәйдәкчилик қилиш билән биргә, дуняни дарфур хәлқини қоғдашқа ойғитишни давамлаштуримиз," дәп көрсәтти.
Президент буш бу йилқи америкиниң дөләт әһвали һәққидики нутуқида хитай кишилик һоқуқи хатирисини бивастә тилға алмиди. Анализчиларниң әскәртишичә, америка шималий корийә ядро қораллар сөһбитидә шундақла иран вә суданниң дарфур райони мәсилисидә хитайниң қоллишиға еһтияҗ болуватқан бир чағда, бейҗиң һөкүмитиниң ачиғини кәлтүридиған сөзләрни қилиштин өзини қачурған болуши мумкин.
Ирақ сиясити
Президент буш нутуқида йәнә дөләт мәҗлисидин буш һөкүмитиниң йеңи ирақ истратегийсини қоллашни вә ирақ мәсилисдә һөкүмәткә пурсәт беришни тәләп қилди. Президент буш йеқинда ираққа 21 миң кишилик ярдәмчи қошун әвәтидиғанлиқини җакарлиғандин кейин, дөләт мәҗлисидики демократларниң шундақла бир қисим җумһурийәтчиләрниң қарши турушиға учриған. Буш сәйшәнбә күнки нутуқида һөкүмәтниң ираққа ярдәмчи қошун әвәтиш пиланини қоллашни тәләп қилди. У, "биз ирақта йеңи истратегийә йолға қоюватимиз. Бу пиланда ирақ һөкүмитиниң техиму көп тиришчанлиқ көрситиши тәләп қилинған шундақла улар бу пиланни иҗра қилишта бизниң қисимлиримизға еһтияҗ туймақта. Бизниң нишанимиз қанун билән идарә қилинидиған, өз хәлқиниң һоқуқиға һөрмәт қилидиған, уларни қоғдайдиған, террорчилиққа қарши күрәштики иттипақчи вә демократик ирақтур " дәйду. Буш, әгәр америка қисимлири өз вәзиписини тамамлаштин бурун бағдаттин чекинсә, ирақ һөкүмитини чекидин ашқан әсәбий күчләр тизгинливалидиғанлиқини шундақла зораванлиқниң ирақ вә оттура шәрқтә техиму кеңийидиғанлиқини вә буниң америкиға тәһдит елип келидиғанлиқини агаһландурди. Ирақ мәсилиси америка дөләт мәҗлисидики демократлар билән буш һөкүмити арисида мәвҗүт нигизлик ихтилапларниң бири болуп һесаблиниду.
Бушниң нутиқиға инкаслар
Президент бушниң дөләт әһвали һәққидики доклатиға америка дөләт мәҗлисидики демократлар билән җумһурийәтчиләр охшимиған инкас қайтурди. Демократлар партийисиниң вирҗинийә кеңәш палата әзаси җем вәб, бушниң ирақ сияситини тәнқид қилғучи сиясәтчиләрниң биридур. У, "бизниң йеңи йөлинишкә еһтияҗимиз бар. Бу хәлқара террорчилиққа қарши күрәштә арқиға чекингәнлик әмәс шундақла бу алман - талман қошун чекиндүрүш вә ирақта топилаңниң кеңийиш еһтималиға көз юмғанлиқму әмәс. Бу дегәнлик җиддий бурулуш ясаш, район характерлик дипломатийигә йүзлиниш, әскәрлиримизни чекиндүрүш, дегәнликтур " дәйду. Лекин җумһурийәтчи авам палата әзаси рой блунт, бушниң дөләт әһвали һәққидики доклатидин кейин баянат елан қилип, кишииләрни президент буш вә америка армийисиниң ирақтики ғәлибисини қоллашқа чақирди. Лекин шундақтиму ирақ мәсилисидә җумһурийәтчиләр партийисиниң ички қисимида пикир ихтилапи мәвҗүт болуп, кеңәш палатаси һәрбий ишлар комитетиниң рәиси җон варнер, ирақта қошун көпәйтишкә қарши туруватқан җумһурийәтчи кеңәш палата әзалириниң биридур. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Демократлар дөләт мәҗлиси авам палатасида көп санлиқни игилиди
- Америкида дөләт мәҗлиси сайлими
- Буш террор гумандарлириға мунасивәтлик қанун лайиһисигә қол қойди
- Буш: әркинлик йолида илгириләш " дәвримиздики улуғ дастан"
- Президент буш шәрқий асия зияритини ахирлаштурди
- Америка президентиниң асия зияритидики муһим мәсилиләр
- Уйғур вә тибәтләр президент бушни хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Буш террорчилиққа қарши уруш тоғрисида нутуқ сөзлиди
- Президент буш, грузийиниң демократик қәдимигә юқири баһа бәрди