Буш билән ху җинтав сәзгүр мәсилиләрдә пикир алмаштурди


2007.09.06

Xu-Bush-200.jpg
Прәзидент буш вә ху җинтав сөһбәттә кәйпиятлири яхши көрунмәйду. 6 - Сентәбир, сидней. AFP PHOTO

Америка президенти җорҗ буш, пәйшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән, австралийиниң седний шәһиридики асия - тинч окян райони дөләт башлиқлири йиғининиң дәм елиш арисида айрим көрүшүп, хитай - америка мунасивәтлиридә пикир бирликигә келиш тәс болған сәзгүр мәсилиләрдә сөһбәт елип барди. Бу сәзгүр мәсилиләрдә президент буш немиләрни диди ? ху җинтавниң инкаси қандақ болди?

Ху җинтав бушни олимпик йиғиниға тәклип қилди

Дуня мәтбуатлириниң диққитини қозғиған хитай вә америка рәһбәрлириниң седнийдики көрушушидә президент буш, ху җинтавниң келәр йили өткүзүлидиған бейҗиң олимпик йиғиниға қатнишиш тәклипини қобул қилип, америка - хитай арисида һәрбий иссиқ линийә телефони тәсис қилишни қарарлаштурди вә ху җинтав, хитайниң бихәтәр болмиған експорт таварлирини шаллаш мәсилисигә җиддий қарайдиғанлиқиға вәдә бәрди.

90 Минут давамлашқан седний меһманханисидики көрушушидә президент буш, наһайити "мурәккәп"мунасивәт, дәп тәриплигән хитай - америка мунасивәтлиридики сәзгүр темилар, йәни сода, шималий корийә ядро қораллар мәсилиси, тәйвән, иран, судан вә диний әркинлик қатарлиқлар музакирә қилинди.

Һәр икки дөләт рәһбири сөһбәтниң кишини "илһамландуридиған" кәйпиятта өткәнликини илгири сүрмәктә. Буш, ху җинтавни " у сәмими сөзләшкили болидиған адәм " дәп тәриплиди вә "мән униң билән өткүзгән сөһбитимдә наһайити азадилик һис қилдим" дәп көрсәтти. Буш, ху җинтавниң өзини аилиси билән бейҗиң олимпик йиғиниға тәклип қилғанлиқини мәмнунийәт билән қобул қилидиғанлиқини билдүрди.

Рабийә қадир: олимпик йиғини кишилик һоқуқни тәкитләштики пурсәт болуши мүмкин

Дуня уйғур қурултийи уйғур илида сиясий мәһбусларға өлүм җазаси бериш, уйғурларниң кишилик һоқуқини үзлүксиз дәпсәндә қилиш сәвәблик, бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилиш һәрикити елип бериватқан тәшкилатларниң биридур. Радиомизға "олимпик йиғиниға қатнишиш президент бушниң һоқуқи " дәп тәкитлигән дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, буш олимпик йиғиниға қатнашса , бу униң кишилик һоқуқни оттуриға қоюшидики яхши пурсәт болуп қелишини үмид қилди.

Лекин"бүгүнки америка" гезитиниң пәйшәнбә күнки хәвиридә әскәртишичә, америка дөләт хәвпсизлик комитетиниң муавин мәслиһәтчиси җим җефрий президент бушниң"олимпик йиғиниға барса сиясий баянат бериш үчүн бармайдиғанлиқини, бәлки тәнтәрбийә үчүн баридиғанлиқини" билдүргән.

Буш, диний әркинлик мәсилисини оттуриға қойди

Буш билән ху җинтав йәнә, америка -хитай һәрбий даирилириниң иссиқ линийә телефон алақиси орнитиш мәсилисини музакирә қилип, аридики хитай һәрбий тәрәққиятиниң тезлики сәвәбчи болуватқан җиддийликни юмшатмақчи болди.

Америка дөләт хәвпсизлик комитетиниң йәнә бир муавин мәслиһәтчиси дән прайес, "иссиқ линийә алақисиниң өз ‏- ара ишәнч турғузуш хизмитидә тарихий узун "дәп көрсәтти. Дән прайес бу йәрдә америка билән совет иттипақи арисида қурулған әйни чағдики иссиқ линийә алақисини көздә тутқан болуши мумкин. Асия - тинч окян райони дөләт башлиқлири йиғининиң дәм елиш арисида өткүзүлгән пәйшәнбә күнки сөһбәттә, президент буш диний әркинлик мәсилисини оттуриға қойди. Буш, "сөһбәттә мән, диний әркинлик тоғрисидики чүшәнчәмни ху җинтав билән йәнә бир қетим сөзлишиш пурситигә ериштим " дәйду.

Диний әркинлик мәсилиси буш һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивәтләрдә даим тәкитләйдиған темилириниң биридур. Америка ташқий ишлар министирлиқи 2006 -йили елан қилған диний әркинлик һәққидики доклатида "хитайниң диний әркинлик вә виҗдан әркинликигә һөрмәт қилиш әһвали наһайити начар " дәп тәкитлигән иди.

Ху җинтав мәһсулат сүпитини яхшиламду ?

Сөһбәт арисида ху җинтав, бушниң оттуриға қоюшини күтмәйла хитай - америка мунасивәтлиридә әң талаш тартиштики ихтилапларниң бири, хитай експорт маллириниң сүпәт мәсилисини тилға алди. Америка дөләт хәвпсизлик комитетидики дән прайес, " бүгүнки америка" гезитигә бәргән баянатида "ху җинтав, мәһсулатларниң сүпәт мәсилисини оттуриға қоюп, хитай һөкүмитиниң бу мәсилигә наһайити җиддий қараватқанлиқини, бу мәсилә хитай истималчилириниңла әмәс, експорт базарлириниң сағламлиқи вә бихәтәрлики билән мунасивәтлик, дәп чүшәндүрди " дәйду. Буш, бу мәсилә үстидә тохталғанда "мән президент хуниң мәһсулатларниң бихәтәрлик мәсилисидики позитсийисидин наһайити мәмнун болдум " дәп әскәртти.

Буш билән ху җинтав сөһбәт арисида йәнә, шималий корийә ядро қораллар мәсилисиниң тәрәққият әһвалидин мәмнун икәнликини тәкитлигән. Шималий корийә 7- айда өзиниң бир ядро реактор қазинини тақап, хәлқара атом енергийә идарисиниң мәзкур ядро әслиһәсини тәкшүрүшигә рухсәт қилди. Хитай болса шималий корийиниң әң йеқин иттипақдиши болуп, америка хитайни ядро мәсилисидә шималий корийигә тәсирини өткүзүшкә үндимәктә иди.

Ху җинтав 'хәлқ пули қиммитини базар бәлгиләш' кә көниватамду ?

Хитай пулиниң қиммити, икки дөләт рәһбириниң музакирә темисидики америка әң көңүл бөлидиған вә хитайни пулниң қиммитини тәңшәшкә қиставатқан мәсилиләрниң биридур. Бу мәсилә америка үчүн пәвқуладдә муһим әһмийәткә игә болуп, бу америкиниң хитай билән болған содидики 233 милярд долларлиқ қизил рәқими билән мунасивәтлик мәсилә.

Дән прайесниң әскәртишичә, ху җинтав, хитай пулиниң қиммитини тәңшәшкә базар амиллирини сәпәрвәр қилишни тәкитлигән вә тәрәпләр йәнә, " иқтисади мәсилиләрни бир тәрәп қилиш муһим, дәп қарайдиғанлиқини, лекин бу мәсилини иҗабий йоллар билән һәл қилиш, сода бекинмичиликигә қарши турушни" илгири сүргән. Лекин бу қетимқи учришишниң тәйвәнликләрни әң үмидсизләндүргән тәрипи, бушниң тәйвән боғузидики мәвҗүт һаләтни өзгәртишкә қарши туридиғанлиқини тәкитлигәнликидур.

Америка дөләт хәвпсизлик комитетидики җефрий прайесниң әскәртишичә, президент буш ху җинтавға америка тәйвәнниң 3 - айда б д т ға әза болуш мәсилисини омумий хәлқ авазиға қоймақчи болуватқанлиқидин наһайити биарам болуватқанлиқини билдүргән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.