Буйлуқлуқ уйғур: “ата мирас җайимни һәргиз сатмаймән...”

Буйлуқтики йәрлик уйғурлар, һөкүмәт даирилириниң йеқинқи икки йилдин буян түрлүк баһанә-сәвәбләр билән буйлуқни хитай көчмәнләрниң ечишиға асанлиқ яритип бериватқанлиқини инкас қилмақта.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.08.09
bulyuq-buyluq-turpan-305.jpg Булюқ хәритиси вә чүшәндүрүш. 2010-Йили авғуст.
RFA

“өзимизниң җайи, бәк бараңлиқ йәр, у җайни сетип қойғили болмайду”

Бу буйлуқлуқ йигит һазир бойлуқ сәйлигаһиға шәхси саяһәтчи тәшкиллигүчи саяһәт хадиминиң бири болуп, униң буйлуқта ата-бовисидин қалған өй җайи бар икән.
Буйлуқта бу йигиткә охшаш алтун макани буйлуққа йилтизи, һаяти, меһри мәнпәити бағланған 10 миңдин артуқ нопус, 2600 аһалә бар. Хитай һөкүмити 9-айдин башлап буларниң үчтин икки қисмини көчүрүшкә башлашни пилан қилған.

Хитай даирилириниң буйлуқтики уйғурларни көчүрүшкә даир елан қилған хәвәрлиридә чүшәндүрүшичә,йеқинқи йиллардин буян су мәнбәсиниң чәклик болуши билән боз йәр ечиш қийинлашқан болуп, бу йәргә туралғу өйләр селинивәргәндә, өйләр терилғу йәрләрни игиләп кетидикән. Бир уйғур момайниң билдүрүшичә, хитай даирилири нөвәттә буйлуқтики аһалиләрниң йеңидин өй селишини пүтүнләй чәклигән. Бир тәрәптин буйлуқтики аммини йеңидин қурулуватқан биналиқ өйләргә көчүшкә риғбәтләндүрсә, йәнә бир яқтин йол яқисидики өйләрни болса өзлири мәбләғ селип безимәктә икән.

Буйлуқтики шәхси саяһәт ширкитидики уйғур йигит болса, һөкүмәт йәрликләрниң өй-маканлирини кеңәйтип селиш яки җай сетивелишини чәклигән билән, икки йилдин буян хитай өлкиләрниң нишанлиқ ярдәм бериш сияситини йүргүзгәндин буян пәқәт хитай болмиған бойлуқ саяһәт районидиму мәбләғ селиш баһанисидә хитай көчмәнләрниң көпийишкә башлиғанлиқини, һөкүмәтниң уларниң йәр сетивелиш, өй-макан селишиға қулай сиясәтләрни яритип бериватқанлиқини билдүрди.

Һазирқи бойлуқ сәйлигаһ райониниң игилигән йәр мәйдани 26 квадрат километир болуп, көкәртилиш көлими 9 квадрат километир әтрапида, қалған көп қисми ялқунтағ бағриға гирәләшкән қақас тағлиқ. Бойлуқ сәйлигаһида үзүм бараңлиқ 8 миң моға йетиду. Хитай даирилири бундин кейинки бәш йил ичидә херидар чақирип мәбләғ селиш арқилиқ буйлуқтики үзүм бараңлирини кеңәйтип, саяһәт райониниң омумий көлимини кеңәйтиш арқилиқ бу җайни әслидики дөләтлик 5 а дәриҗилик саяһәт нуқтисидин 6 а дәриҗигә көтүрүш арқилиқ саяһитини техиму раваҗландурмақчи икән.

Уйғур йигитниң чүшәндүрүшигә қариғанда, йәрлик уйғурларниң көпинчиси үзүмдин башқа буйлуқниң пәсиллик саяһәтчиликидин пайдилинип анчә-мунчә тапавәт қилип җан беқиватқан болуп, бу җайдин айрилиш яки бу җайни сетиш улар үчүн иқтисади җәһәттин чоң кирим мәнбәсидин айрилиштин дерәк берипла қалмай, йәнә әнәнә җәһәттиму ата-бовилириниң мирас җайини сетиш қобул қилғили болмайдиған бир пүттүрүштур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.