Хитай һөкүмити чәтәл мухбирлириниң уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқ әһвалини тәтқиқ қилишини қанунсиз өлчәш-хәритигә елиш дегән бәднам билән чәклимәкчи
2007.01.26
Франсийә агентлиқиниң 25 - январ күни бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити йеқинда өлчәш вә хәритигә елиш паалийитини билән шуғуллинидиған чәтәлликләрниң паалийитини қаттиқ чәкләш һәққидә йеңи бәлгилимә чиқарған. Буни 'шинхуа агентлиқи' дөләтниң бихәтәрликини қоғдаш тәдбири, дәп чүшәндүргән вә буниңдин бурун чәтәлликләр хитай даирисидә қанунсиз өлчәш, хәритигә елиш вәқәлири көп көрүлди, бу дөләтниң бихәтәрликигә зор тәһдит кәлтүрмәктә, дәп баян қилған. Униңда баян қилинишичә, хитай һөкүмити йеңидин елан қилған чәтәлликләрниң өлчәш вә хәритигә елиш паалийитини чәкләш тоғрисидики бу бәлгилимиси 3 - айдин башлап иҗра қилинидикән.
Хитай һөкүмитиниң чәтәлликләрниң өлчәш -хәритигә елишни чәкләш тоғрисидики йеңи бәлгилимиси буниңдин сәл бурун җакарлиған чәтәл мухбирлириниң зиярәт паалийитини чәклимәйдиғанлиқи һәққидики бәлгилимиси билән қариму -қарши.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиниң баян қилишичә, хитай һөкүмити буниңдин сәл бурун бир бәлгилимә чиқирип, чәтәл мухбирлириниң хитайда елип баридиған зиярәт паалийитигә һечқандақ чәклимигә қоюлмайду, дәп җакарлиған иди. Әмди йеқинда йәнә чәтәлликләрниң хитайда даирисидә елип баридиған паалийити җәрянида өлчәш -хәритигә елишни вә бу мәзмундики материялларниң чәтәлгә елип чиқип кетилишини чәкләш керәк, дәп бәлгилимә чиқарди. Бу икки бәлгилимә пүтүнләй бир-биригә қариму қарши.
Хитай һөкүмитиниң йеңи бәлгилимиси уйғур юртлирини зиярәт қилғили кәлгән чәтәлликләргә 'қанунсиз өлчәш-хәритигә елиш' дегән нам билән чәклимә қоюп, уларни хәлқниң кишилик һоқуқ әһвалини тәтқиқ қилғузмаслиқни мәқсәт қилиду.
Дилшат ришит әпәндиниң тәһлил қилишичә, хитай һөкүмитиниң йеңи бәлгилимиси чәтәлликләрниң хитайда хәлқниң кишилик һоқуқ әһвалини тәтқиқ қилиши вә уни дәлиллик материяллар билән испатлап паш қилишидин әндишә қилип, хитайни зиярәт қилиш үчүн кәлгән, болупму уйғур юртлирини зиярәт қилғили кәлгән чәтәлликләргә 'қанунсиз өлчәш-хәритигә елиш' дегән бәднам билән чәклимә қоюп, уларни қаттиқ назарәт астиға елип, хәлқниң кишилик һоқуқ әһвалини, риял сиясий вә иқтисадий турмуш әһвалини тәтқиқ қилғузмаслиқни мәқсәт қилиду.