Зәһәрлик чекимликни ташлаш мумкинму?
2006.02.23
Уйғур ели зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң сани җәһәттә хитай бойичә алдинқи қатарда саниливатқан җайларниң бири. Уйғур елидики зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң мутләқ көп сандикиси уйғурлар болуп, улар асасән хероинни чекиду яки окул қилип уриду. Зәһәрлик чекимликкә хумар болғучилар, өзиниң яшлиқи, һаяти, истиқбали, иқтисади һәтта барлиқини ис- түтәккә айландурғандин башқа, аилисиниму пүтмәс- түгимәс қайғу һәм азабларға дучар қилмақта. Зәһәрлик чекимликтин ибарәт ақ алвастиниң зиянкәшликидин вәйран болған аилиләр, көзи очуқ кәткән ата анилар, йитим болған балиларму аз әмәс. Болупму хероинни охшаш йиңнә арқилиқ томуриға уруш нөвәттә уйғур елидә әйдизниң ямришидики әң асаслиқ амил болуп қалди.
Зәһәрлик чекимлик сәвәбидин келип чиқиватқан бир қатар мәсилиләр уйғурларни әндишигә салмақта. Мәйли зәһәрлик чекимликкә хумар болғандин кейин пушайман қилип, ташлап йәнә чекип, йәнә ташлап йәнә чекип, зәһәрлик чекимликтин қол үзәлмәй азаблиниватқанлар болсун, вә яки зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң аилә-тавабиатлири болсун улар охшашла "зәһәрлик чекимлик ташлашниң үнүмлүк дориси бармиду ? зади зәһәрлик чекимликни ташлаш мумкинмиду?" дегән соалларға җаваб издәйду. "Бәлким чәтәлләрдә буниң амали болса керәк "дәп қарайдиғанларму бар.
Баб җордан әпәнди билән сөһбәт
Биз бу мәсилиләргә җаваб елиш үчүн, зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрни давалашта бир нәччә он йиллиқ тәҗирибиләргә игә болған америкидики флорида ватершет хумар қилғучи боюмларни ишләткүчиләрни давалаш орниниң мутәхәссиси баб җордан әпәнди билән сөһбәтләштуқ.
- Баб җордан әпәнди, бизниң"хероин қандақ характердики зәһәрлик чекимлик, адәттә қанчә қетим ишләткәндә хумар қилиду?"
- Хероин зәһәрлик чекимликләр ичидә әң күчлүк хумар қилиш һәмдә бәдәнгә зәхмә йәткүзүш күчигә игә болған, әпйүндин пишшиқлап ишләнгән морфинни асасий тәркип қилған бир хил зәһәр. Адәттә хероинни 0. 1 Грамдин икки үч қетим чәккәндә яки суюқлуққа айландуруп окул қилип урғанда хумар қилиду. Дәсләп аз миқдарда ишләткән болса, бара- бара униң хумари күчәйгәнсери уни ишлитиш миқдариму ешип бариду. Хероин қан арқилиқ инсанниң сөңәк тоқулмилириғичә тәсир көрситиду. Шуңа униң хумариму интайин азаблиқ, хумари тутқанда, әснәш, иштийи тутулуш, бурни еқиш, қосиқи муҗуп ағриш, көңли елишиш, еғир болғанда тартишип қелиш, пүтүн бәдәнниң сөңәк һәм мускуллири ағришқа охшаш еғир кесәлликтәк аламәтләр болиду.
- Хероин ташлаш мумкинму ? униң үнүмлүк бир дориси барму?
- Хероинға хумар болғучиларниң бу хил зәһәрдин қол үзүши мумкин әмма бир хил дорини ичипла, бу хил зәһәрлик чекимликтин қутулуши мумкин әмәс. Хероинни үзүш узун муддәтлик контрол қилиш һәмдә давалашқа бағлиқ. Шуңа биз хероинға хумар болғучиларни давалашта "мутләқ" дегән сөзни ишләтмәймиз. Хероинни ташлаш бир тәрәптин давалашниң ярдими билән болса, йәнә бир тәрәптин хероинға өгинип қалғучиниң өзини йеңишкә қәтий ишәнчиси һәмдә күчлүк ирадисини тәләп қилиду. Икки тәрәптин тәң маслашқандила уни йәңгили болиду.
- Америкида хероин чәккүчиләрни қандақ усуллар билән давалайсиләр?
- Хероиндин ибарәт бу хил зәһәр инсанниң пүтүн бәдининиң системисида химийилик өзгириш ясайду. Хероинниң тәркибидики зәһәрлик маддилар сөкәңләргә сиңип тәсир көрситиду. Нөвәттә америкида хероиндин ибарәт зәһәрлик чекимликни чәккүчиләрни давалашта асасән метадон исимлик бир хил дора асаслиқ ишлитилиду. Бу дора хероинға охшаш мәстхуш қилмайду йәни кәйпи болмайду, әмма хероинниң орнини елип ағриқ азаблирини пәсәйтиш ролини ойнайду. Хероин чәккүчиләр бу хил дорини ичиш арқилиқ нормал кишиләргә охшаш хизмәт қилип яшап йүрәләйду баһасиму анчә қиммәт әмәс. Бу дорини дохтурниң көрсәтмиси бойичә күндилик ичишкә болиду. Америкида хероин чәккүчиләрни давалашта пәқәт дора берипла әмәс бәлки уларни 12 хил басқуч билән давалаймиз. Йәни хироинниң орнини басидиған дора арқилиқ ағриқ азаблирини йениклитиш, чәккүчиниң немә үчүн хероинни чәккәнлик сәвәбини ениқлаш, униң билән сөһбәтлишиш, роһи җәһәттин илһам бериш, нормал кишиләргә охшаш көңүл бөлүш, хероиндин башқа йәнә, башқа мәст қилғучи, хумар қилғучи зәһәр һәтта һарақларғичә пәрз тутуш, чениқиш қатарлиқ басқучлар арқилиқ узун муддәт из қоғлап көзитип давалаймиз.
- Хероинға хумар болғучилар гәрчә бир нәччә қетим ташлашқа ирадә бағлисиму, ағриқ азабиға чидимай йәнә қайта чекивалидиған әһвал наһайити омумйүзлүк икән, хероин чәккүчиләр хумари тутқанда ағриқлардин өлүпму кетәмду?
- Хероин чәккүчиләрниң хумари тутқанда һәқиқәтән еғир ағриқ азаблирини тартиду әмма униң билән өлүп қелиши мумкин әмәс. Пәқәт ағриққа чидимай өзини өлтүрүвалидиғанлар болуши мумкин. Әмма хероинни һәддидин зиядә ишләткәндә адәмниң һаятиға тәһдит елип келиш еһтималлиқи интайин юқири. Хероинға хумар болғучилар хероинни ташлаш җәрянида бәдәндә көрүлидиған ағриқлардин интайин азаблиниду, ташлаш җәрянида һәтта хероинни ташлап бир нәччә айғичиму пүтүн бәдәнниң сөңәк һәм мускуллири қаттиқ ағрийду, бу өткәлдин өтүш үчүн хумар болғучи өзиниң ирадисидин башқа башқиларниң көңүл бөлүши һәмдә илһам беришигиму муһтаҗ әлвәттә. Америкида юқирида дәп өткән көп басқучлуқ давалаштин башқа йәнә, хероин чәккүчиләргә әркин пикирлишиш шараитини һазирланған. Бу хил очуқ пикир алмаштуруш уларниң өз - ара бир - бири билән тәҗрибә алмаштуруш һәмдә бир - биригә илһам бериши үчүн пайдилиқ.
Билишимчә, нөвәттә хитайдиму америкиниң көп басқучлуқ давалаш усуллирини қоллинишқа башлиған. Чүнки улар, зәһәрлик чекимлик чәкклүчиләрни солап, контрол қилған биләнла нәтиҗә һасил болмайдиғанлиқини һес қилған.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидики зәһәрлик чекимликни ташлаш орунлиридики мәвҗут мәсилиләр
- Уйғур елидә зәһәрлик чекимлик ташлатқузуш орунлириниң давалаш һәққи зиядә юқири болмақта
- Чәтәлләрдики уйғур зиялийлири зәһәрлик чекимлик мәсилилири тоғрисидики қарашлирини оттуриға қойди
- Уйғурлар немә сәвәбтин зәһәрлик чекимлик әткәсчиликигә киришип қалди?
- Йүннәндики хероин әткәсчилики билән шуғуллиниватқан уйғурларниң тәқдир-қисмәтлири
- Зәһәрлик чекимликләр уйғур йезилириғичә ямримақта
- Хитай вә уйғур елидики зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр сани барғансери көпәймәктә
- Хитай вә уйғур елидики әйдиз йетимлириниң сани һәссиләп көпәймәктә