Уйғур йеза, кәнт кадирлири муқимлиқни сақлашқа чениқтурулмақта


2005.04.04

Йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмити уйғур елидики йеза, кәнт кадирлирини өз җайидин башқа юртларға йөткәш вә йәнә хитай өлкилиригә апирип бир- икки йил чениқтуруш арқилиқ, уларни уйғур елиниң муқимлиқини ишқа ашурушта, техиму актип хизмәт қилдурушқа тәйярлимақта.

Уйғур елиниң хәвәр тор бәтлиридин игә болушимизчә, қәшқәр вилайәтлик партком һәм һөкүмәт даирилири, қәшқәрниң иқтисадий тәрәққияти һәмдә муқимлиқини ишқа ашуруштики муһим тәдбир сүпитидә, 1999 - йилдин буян җәмий 3300дин көпрәк йеза, кәнт кадирлирини башқа өлкә һәм шәһәрләргә чениқишқа әвәткән болуп, йеқинда йәнә қәшқәрниң һәр қайси наһийә йезилиридин талланған йүз нәпәр миллий йеза, кәнт кадири уйғур елиниң шималидики җайларға икки йиллиқ чениқишқа әвәтилгән.

Бу һәқтики мәлуматларни мухбиримиз гүлчеһрәниң бу һәқтики программисидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.