Бейҗиң: тәйвәнниң хитайни бирликкә кәлтүрүш пиланидин ваз кәчкәнлики "еғир еғвагәрчилик"


2006.02.28
chenshuibian.jpg

Сәйшәнбә күни бейҗиң даирилири президент чен шүйбйәнниң қарариға әң юқири дәриҗидә инкас қайтуруп, тәйвән президентиниң һәрикитини "мустәқиллиқ йолидики хәтәрлик қәдәм" вә " еғир дәриҗидики иғвагәрчилик " дәп атиди. Әмма президент чен шүйбйән сәйшәнбә күни - 28 феврал вәқәсиниң 59 - йиллиқини хатириләш мурасимида тәйвән һөкүмитиниң қарарини ақлап, "дөләтни бирликкә кәлтүрүш комитети вә бирликкә кәлтүрүш программиси хәлқниң қоллишидин айрилип қалди. Чүнки бу тәйвән хәлқиниң өз келәчикигә қарар бериш һоқуқини чәкләп қойған" деди.

Хитай: еғир иғвагәрчилик

Хитай дөләт рәиси ху җинтав сәйшәнбә күни чен шүйбйәнниң һәрикитини "еғир дәриҗидики иғвагәрчилик " дәп әйиблигән. Ху җинтав бейҗиңни зиярәт қиливатқан шветсарийә дөләт мудапиә министири билән учрашқанда, бейҗиңниң тәйвән мәсилидики тәһдит арилашқан классик услубини тәкрарлап, тәйвән даирилириниң қарари бир җуңго принсипи вә тәйвән боғизиниң муқимлиқиға қаритилған "еғир дәриҗидики иғвагәрчилик" дәйду.

Шинхуа ахбарат агентлиқи ху җинтавниң җуңго "тинчлиқ билән бирликкә кәлтүрүшни давамлиқ илгири сүрүш билән биргә, тәйвәнниң вәтәндин айрип чиқип кетишигә қәти йол қоймайду " дегәнликини хәвәр қилди. У, чен шүйбйәнни тарихниң еқимини кәйнигә буримақчи болған адәм, дәп атиған. Ху җинтав, "тарихниң еқимини кәйнигә бурашқа урунған һәр қандақ киши мәғлубийәт тәқдиридин қечип қутулалмайду" дәйду.

Тәйвәнниң ирадиси

Тәйвәнниң келәчикини йеқинқи 60 йилдин бери тәйвәнгә қәдәм бесип бақмиған бейҗиң даирилири әмәс, 23 милйон тәйвән хәлқи бәлгиләш керәк.

Әмма чен шүйбйән, шу күни йәрлик тәйвәнликләр 1947 - йили җаң кәйши вә униң гоминдаң һөкүмити тәрипидин бастурулған 28 - феврал вәқәсиниң 59 йиллиқини хатириләш мурасимида, дөләтни бирликкә кәлтүрүш комитети вә программисиниң мәшғулатини тохтитишни тәйвән хәлқиниң игилик һоқуқи тоғрисидики "ахирқи қарари" деди. Чен шүйбйән программида "бирликкә келишни бирдин ‏- бир таллаш йоли, дәп бекитиш хәлқниң таллаш әркинликини тартивалғанлиқтур" дәйду.

28 - Феврал вәқәси японийә 1945 - йили тәслим болғандин кейин гоминдаң һөкүмити тәйвәнни өткүзүвелип 2 йилдин кейин йүз бәргән. Әйни чағда 28 миң тәйвәнлик гоминдаң қисимлири тәрипидин қәтли қилинған иди.

Мурасимда бәзи кишиләрни 28 - феврал вәқәсиниң тарихий пакитлирини өзгәртишкә урунуш билән әйиблигән чен шүйбйән, " вәқәдә варварлар һакимийити тәрипидин йәрликләргә қарита системилиқ қирғинчилиқ елип берилди" дәп көрсәтти. У, өткән һәптә җаң кәйшини "вәқәниң баш җавабкари вә әң чоң мәсулийәтни үстигә елиши керәк" дәп әйиблигән.

1949 - Йили гоминдаң һөкүмитидин һакимийәтни тартивалған компартийә даирилири һазирғичә тәйвәнни идарә қилип бақмиған болсиму, әмма тәйвәнгә қарита игилик һоқуқ йүргүзидиғанлиқини җакарлап, тәйвән мустәқиллиқ җакалиса һәрбий һуҗум қозғайдиғанлиқини агаһландуруп кәлмәктә.

Президент чен шүйбйән вә униң демократийә тәрәққият партийисиниң қаришичә, тәйвәнниң келәчикини йеқинқи 60 йилдин бери тәйвәнгә қәдәм бесип бақмиған бейҗиң даирилири әмәс, 23 милйон тәйвән хәлқи бәлгиләш керәк.

Ху җинтав сәйшәнбә күни тәйвән даирилирини әйибләшниң сәл алдида, хитай дөләт кабинтиниң тәйвән ишлар ишханиси баянат елан қилип, "чен шүйбйәнниң асасий қанунни өзгәртиш арқилиқ тәйвәнни қануний җәһәттин мустәқил қилиш һәрикитигә қәтий қарши туруш вә уни тосаш, нөвәттики әң муһим вә җиддий вәзипимиз" дәп җакарлиди.

Америкиниң мәйдани

Хитай ташқи ишлар министирлиқи америкиниң тәйвәндики "бөлгүнчи күчләр" гә хата сигнал бәрмәсликини тәләп қилған. Әмма америка даирилириниң әскәртишичә, чен шүйбйән дөләтни бирликкә кәлтүрүш комитетини бикар қилмиған, бәлки униң хизмәт мәшғулатини тоңлатқан.

Ақ сарайниң баянатчиси миклилан, чен шүйбйән 2000 - вә 2004 - йиллири вәзипә тапшурувелиш нутуқида тәйвән боғизиниң һазирқи һалитини өзгәртмәсликкә вәдә қилған сөзлирини тәкитлиди, деди. Миклилан америкиниң бу вәдигә әһмийәт беридиғанлиқини әскәртип, "бизниңчә һәр қандақ бир тәрәп һазирқи һаләтни өзгәртишкә урунмаслиқи керәк. Чен шүйбйән икки қирғақ арисидики тинчлиқ вәмуқимлиққа әһмийәт беридиғанлиқини билдүрди вә тәйвән боғизиниң һазирқи һалитини бир тәрәплимилик билән өзгәртмәслик тоғрисидики вәдисини тәкитлиди. Биз буни қарши алимиз. Шуниң билән биргә бейҗиңниң сайлам арқилиқ вуҗутқа кәлгән тәйвән рәһбәрлири билән әһмийәтлик сөһбәт елип беришини, оттуридики ихтилапларни тинч йол билән һәл қилишини тәкитләймиз," дәйду.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси адам әрәлий шу күни елан қилған баянатида," бизниң билишимизчә, чен шүйбйән дүләтни бирликкә кәлтүрүш комитетини әмәлдин қалдурмиған. Шуниң билән биргә у тәйвән боғизиниң һазирқи һалитини өзгәртмәслик һәққидики вәдисини тәкрарлиди. Биз униң бу вәдисигә әһмийәт беримиз вә буниңдин кейинки һәрикитигә диққәт қилимиз " дәп көрсәтти. Адам әрәлий бир мухбирниң тәйвән тәрәп хитайчә " тохтитилди " дегән сөз қолланған. Мән " тохтитилиш" билән " әмәлдин қалдурулуш" дегән сөзләр арисида қандақ пәрқ барлиқини көрүп йитәлмидим, дегән суалиға өзиниң хитайчә билмәйдиғанлиқини әскәртип," бизниң билишимизчә дөләтни бирликкә кәлтүрүш комитети әмәлдин қалдурулмиған, бәлки тоңлитилған " дәп җаваб бәрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.