Бирликчиләр чен шуйбиәнни йиқитиш һәрикити қозғаватқанда, мустәқилчиләр тәйвән дөлитиниң байриқини чиқириш мурасимини наһайити дағдуғилиқ өткүзгән


2006.09.08

"Мәркизи агентлиқи"ниң 8 ‏- сентәбир күни тәйбейдин хәвәр қилишичә, тәйвәндә һазир президент чен шуйбиәнни йиқитиш һәрикити давамлишиватиду. Бу һәрикәтни оюштурғучиларниң баян қилишичә, тәйвән президенти чен шуйбиәнни йиқитиш үчүн елип баридиған җим олтуруш намайиши 9 ‏- айниң 9 ‏- күни башлиниду. Тәхминлинишичә, бу җим олтуруш намайишиға қатнишидиған адәм сани 30 миңға йетидикән. Бу һазир тәйвәндә "бир пәвқуладдә вәқә" болуп қелиши мумкин дәп қариливатқанда, буниңдин бир күн бурун, тәйвәнниң йәрлик хәлқи, йәни мустәқилчиләрниң тәйвән дөлитиниң байриқини чиқириш мурасимини наһайити дағдуғилиқ өткүзгәнлики кишиләрдә техиму чуңқур тәсир қалдурған.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, тәйвәндә президент чен шуйбиәнни йиқитиш үчүн елип баридиған җим олтуруш намайиши башлиништин бир күн бурун, йәни 9 ‏- айниң 8 ‏- күни чүштин кейин саәт 2 дин 28 минут өткәндә, тәйвәнниң йәрлик хәлқи, йәни мустәқилчиләр президент мәһкимиси алдида тәйвән дөлитиниң байриқини чиқириш мурасимини наһайити дағдуғилиқ өткүзгән. Мурасимға 10 миң киши қатнашқан. Тәйвәнниң җәнубидики районлардинму 100 дин артуқ аптомобил йәрлик тәйвәнлик хәлқ келип қатнашқан. Тәйвән дөлитиниң байриқини чиқириш мурасимида, тәйвән минҗиндаң партийисиниң рәиси ю шикен әпәнди нутуқ сөзләп, у тәйвән хәлқини өз земинини, өз һакимийитини қоғдаш үчүн мустәқиллиққа чақирған. Әмма бүгүн чен шуйбиәнни қоллиғучилар билән чен шуйбиәнни йиқитқучилар оттурисида тоқунуш йүз бәрмигән. Хәвәрдә баян қилинишичә, японийә 1951 ‏- йили 9 ‏- айниң 8 ‏- күни "санфрансеско әһдинамиси"ға имза қоюп, тәйвәнгә болған игидарчилиқ һоқуқидин ваз кәчкәндин кейин башланған "сәккизинчи сентәбир тәйвән дөлити һәрикити" баштин ахир тәйвәнни йәрлик хәлқниң өзиниң дөлити дәп қарап кәлмәктә. Бу тәшкилат йәнә 2008 ‏- йили пүтүн тәйвән арилида 3 милйон адәм қолни -қолға тутушуп асаси қанун түзүш, тәйвәнниң намини әслигә кәлтүрүш һәрикити елип беришни бәлгилигән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң тәйбейдин хәвәр қилишичә, тәйвән даирилири өктичиләр президент чен шуйбиәнни хиянәтчилик билән әйибләп, уни йиқитидиған һәрикәт қозғаватқанда тәртип сақлаш үчүн 2000 сақчи орунлаштурған. 600 Орунни сим тосақ ичигә елип қоғдашни бәлгиләнгән. Шундақла йәнә, тәйвән даирилири 9 ‏- айниң 8 ‏- күни, коммунист хитай һөкүмитиниң тәйвән ишлири ишханисиниң башлиқи чен юнлинниң тәйвәнни зиярәт қилиш тәлипини рәт қилған. Хитай һөкүмитиниң бундақ али дәриҗилик әмәлдариниң бу қетим тәйвәнни зиярәт қилиши хитай һөкүмити билән тәйвәндики гоминдаң партийиси оттурисида бултур 10 ‏- айда өткүзүлгән сөһбәттә бекитилгән икән.

Әркинлик, демократийә болса мустәқил болғили болиду

Һазир тәйвәндә туриватқан мустәқил тәтқиқатчи, хитай коммунист партийисиниң тарихини узун йиллардин буян тәтқиқ қилип келиватқан лин бавхуа әпәнди чен шуйбиәнни йиқитиш һәрикити давамлишиватқан бир пәйттә, тәйвәндики йәрлик хәлқниң, йәни мустәқилчиләрниң тәйвән дөлитиниң байриқини чиқириш мурасимини наһайити дағдуғилиқ өткүзгәнлики кишиләрдә наһайити чуңқур тәсир қалдурғанлиқини баян қилғандин кейин, һазир тәйвәндә йүз бериватқан вәқәләр һәққидики мулаһизә қилишичә, )аваз( һазир тәйвәндә чен шуйбиәнни йиқитқучилар хиянәтчиликкә қарши туримиз дәйду. Гоминдаң минҗиндаңни хиянәтчи дәйду, әмәлийәттә гоминдаң хиянәтчилик қиливатқили наһайити узун йиллар болуп қалғанлиқи бир сир әмәс. Минҗиндаң хиянәт қилса гоминдаңниң мүлкини қилиду. У мүлүкни гоминдаң, худди чоң қуруқлуқтики коммунист партийә "омум хәлқ мүлүкчилики" дегән нам билән хәлқни болап тапқандәк тапқан. Чен шуйбиәнни қоллайдиғанлар болса тәйвәнниң йәрлик хәлқи, йәни мустәқилчиләр, уларниң көзлигини әркинлик демократийә. Чүнки әркинлик, демократийә болса мустәқил болғили болиду . Шуңлашқа улар хиянәтчиликкә қарши турғучиларниң тәйвәндики әркинлик вә демократийини йоқ қилишиға, коммунист партийә билән бирлишишигә йол қоймайду.

Худди хитай америкидики демократийидин пайдилинип америкиға қарши турғандәк, гоминдаңму тәйвәндики демократийидин пайдиланмақчи боливатиду

Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, тәйвән тутуш буйруқи чүшүрүлгән қара гуруһлар, мәсилән "җоңхуани бирликкә кәлтүрүшни илгири сүрүш партийиси" дегән тәшкилатниң башлиқлири тәйвәндин чоң қуруқлуққа қечип берип тиҗарәт қиливатқили узун йиллар болди. Коммунист партийә билән қара гуруһлар әслидә бир җәмәт. Һазир шу кишиләр тәйвәндә чен шуйбиәнни йиқитиш җим олтуруш намайишиға қол селиватиду. Уларниң "хәлқниң һаятини қоғдаймиз" дәйдиған шуари бар техи! әмәлийәттә улар тәйвәндә зораванлиқ һәрикәт қозғимақчи. Тәйвәндә қәрзини төлимәй чоң қуруқлуққа қечип кәткән қара гуруһлар һазир чоң қуруқлуқта яки башқа җайларда туруп бу ишқа қол селиватиду. Чен шуйбйәндә дөләтни башқурушта қабилийәтсизлик болуши мумкин. Униң хутун -балилири садир қилған хаталиқларму бар . У бәзидә мәхпи дипломатийә үчүн пул ишләткән әһвал бар. Әмма униң өзиниң шәхси хиянити йоқ. Йиғип ейтқанда, бу ишниң кәйнидә коммунист хитай һөкүмити бар. Худди хитай америкидики демократийидин пайдилинип америкиға қарши туруватқандәк, тәйвәндики гоминдаңму тәйвәндики һазир қи демократийидин пайдилинип тәйвәнниң һоқуқини қолға киргүзүвалмақчи боливатиду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.