Германийә мәтбуатида хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити: маймун оюни
2005.12.22
2005 – Йили 7 – декабир күни, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң баш катипи барбара ханимниң берлинда чақирилған бир йиғинда, германийә һөкүмитини чечәнистан вә хитайдики инсан һәқлири мәсилисигә көңүл бөлүшкә агаһландурғанлиқи "җәнубий германийә гезити" дә елан қилинған иди һәмдә 2005 – йили 13 – декабир "милләтләр өйи" намлиқ тәшкилат ландшут районида илмий муһакимә йиғини өткүзүп, хитайдики инсан һәқлириниң дәпсәндә қилиниш һадисилирини қаттиқ әйиблигән иди.
2005 – Йили 19 – декабир күни "ландшут күндилик гезити" хитайға қарши бир мақалә елан қилди. Бу мақалиға "маймун оюни" дегән намни баш тема қилип қойған болуп, униң астиға " хитай - инсан һәқлиридин хали дәриҗидин ташқири күч!" дегән қошумчә мавзуни сәрләвһә қилған. Бу мақалә, һазирға қәдәр германийә мәтбуатида хитайға қарши әң кәскин вә ашкарә пикир баян қилған мақалә болуп һесаблинидикән.
"Тохуни боғузлап, маймунни қорқутуш"
Мақалидә, хәлқара инсан һәқлири тәшкилатидин петир мүлләр әпәнди, дуня уйғур қурултийи рәһбәрлиридин абликим идрис әпәнди вә хитай демократлиридин хәйри ву әпәнди қатарлиқларниң доклатлириға асасида, хитайдики инсан һәқлириниң дәпсәндә қилиниш һадисилирини мундақ тәсвирлигән:
Хитайда һәр йили 10 миңдин артуқ адәм өлүмгә һөкүм қилиниватиду. Хитайлар шәрқий түркистанда һөкүм елан қилиш йиғинини чоң аммиви мәйдан яки тәнтәрбийә мәйданлирида нәччә он миңлиған пуқраларни мәҗбури йиғип өткүзиватиду. Һөкүм елан қилип болғандин кейин, мәһбусларни пүтүн шәһәрни айландуруп сазайи қилиду. Андин уларни шәһәр сиртидики чөллүкләргә апирип, милтиқ билән етип өлтүриду. Бу хитайларниң ата сөзигә бинаән "тохуни боғузлап, маймунни қорқутуш" дәп атилиду.
Мақалидә йәнә мундақ дегән: атидиған чағда, икки нәпәр сақчи икки тәрипидин тутуп туриду. Бирси бир қәдәм йирақлиқтин атиду. Мәһбус өлгәндин кейин, уни һайванни тәпкәндәк тепиду. Андин әтрапта сақлап турған дохтур машиниси келип, алдин бәргән закасқа бинаән, өлгүчиниң ич әзайини суғуривалиду.
Өлтүрүлгәнләрниң әзалири еливелиниду
Мақалидә бу һәқтә йәнә мундақ дегән: "шәрқий түркистандики уйғурлар арисида уруқ – туққанлар вә достлар һәр күни бир бири билән хошлишип туриду. Чүнки, улар әтигини өйдин чиқип кәтсә, кәчлири қайтип келиш – келәлмәсликини билмәйду. Уйғурлар арисидики наһайити аз сандики тәләйлик мәһбусларниң җәситила аилисигә қайтуруп берилиду. Адәттә, нурғун җәсәтләр из – дерәксиз ғайип болуп кетиду. Аилисигә қайтуруп берилгән җәсәтләрниңму бәзисиниг йүрики, бәзисиниң бөрики, йәнә бәзисиниң башқа назук ич әзалири алдин суғуривелинған болиду. Әҗәплинәрлики, бу өлүкләрниң көп қисмиға мәқсәтлик һалда зәһәрлик чекимлик урулған болиду. Һөкүмәт даирилири уларни зәһәрлик чекимлик түпәйлидин өлгән, қилип көрситиду.
Мәзкур мақалидә, шәрқий түркистанниң тибәткә охшашла 1949 – йили хитайлар тәрипидин ишғал қиливелинған район икәнликини әскәрткән.
Мақалида йәнә, хитай коммунистик партийисиниң пухралар үчүн наһайити қорқунучлуқ бир мәхлуқ икәнликини дәлиллигән. Коммунистик партийигә қарши пикир қилишниң мумкин әмәслики оттуриға қоюлған. Һәрқандақ бир наһәқчилиққа қарши туруш, хитай коммунистик партийисигә қарши туруш болуп һесаблинип, еғир җазаға тартилидиғанлиқи сеһирләнгән. Хитайларниң ялғуз шәрқий түркистандики уйғурларнила әмәс, бәлки ғәрб әллиридә яшаватқан уйғурларниму түрлүк тәһдитләрни селип қорқутиватқанлиқини, уларниң аилә – тавабиатлириға қаттиқ бесим қиливатқанлиқини баян қилған.
Қийнаш мәһбусларни өлүвелишқа мәҗбур қилмақта
Мәзкур мақалида алаһидә диққәтни чәкидиған бир нуқта, хитай вә шәрқий түркистан түрмилиридики җинайәтчиләрниң ечинишлиқ һалидур.
Мақалида әйнән һалда мундақ дейилгән: ғәрб әллиригә әкилип сетиливатқан малларниң көп қисми хитай түрмилирида вә иш йешиға тошмиған өсмүр балилар тәрипидин ишлиниватиду. Ғәрбликләр бу малларни чәклиши керәк. Хитай вә шәрқий түркистандики җинайәтчиләр узун муддәт ялғуз солап қоюлиду. Күнигә 16 саәттин ишлитилиду вә халиғанчә урулиду. Һәтта турмида өлтүрүлиду. Уларниң миңисини ююш, ғурурини йоқитиш үчүн қолланған чарилириниң вәһшилики, нурғун мәһбусларни өзини өлтүривелишқа мәҗбур қилмақта.
Мақалида йәнә, шәрқий түркистанниң йеза – қишлақлириға қәдәр дохтур машинисиниң чарлап йүридиғанлиқи, пиланлиқ туғут сияситини иҗра қилидиған бу машиниларниң һәтта 9 айлиқ болған бовақларниму дезинфексийәсиз сайманлар билән елип ташлайдиғанлиқи вә һамилидар аялларни бир өмүр туғалмас қиливетидиғанлиқи чүшәндүрүлгән.
Мақалиниң ахирида мундақ дейилгән: бу хил наһәқчилиқларни хитайға барған ғәрбликләр байқиялмайду. Чүнки уларниң әтрапи хитай даирилири тәрипидин қоршивелинған болиду. Улар ишниң һәқиқитини әйнән билиш имканиға еришәлмәйду. Улар пәқәт җәмийәтниң сиртқи ясалма қияпитинила көрүп қайтип келиду. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Хитайниң қамал астидики ғәрби райони"
- Уйғур елини зиярәт қилған б б с мухбириниң һес қилғанлири
- "Үрүмчи, қәшқәр вә тәклимакан чолидә 4 күн "
- Германийидики әйнәк жорнили рабийә қадир һәққидә мақалә елан қилди
- "Хитайниң ғәрбий чегрисиниң қоғдиғучилири"
- японийилик мутәхәссисниң уйғур елидин алған тәсиратлири(4)