Исламниң көрүнмигән фронти- хитайниң ишғалидики шәрқий түркистан(1)
2006.11.22
Мақалисиниң баш қисимида шәрқий түркистан вә уйғурларниң исламийәттин бурунқи тарихи һәққидә әтраплиқ тохталған һарун моңғул, манҗурийә вә хитайдин башлинип вингирийигичә созулған бипаян явру - асия далсида рим импирийисини титрәткән түрки хәлқләрниң атилири болған һунлар, кафказийидә һөкүмранлиқ қилған иранлиқлар вә ислам дунясини гумран қилғили аз қалған муңғуллар қатарлиқ дуня тарихиниң әң күчлүк җәңчилириниң қәд күтәргәнликини билдүрүп, лекин, кейинки миң бәш йүз йил ичидә түрки хәлқләрниң бу бипаян далида һөкүмранлиқ қилип киливатқанлиқини тәкитлигән.
Мақалида уйғур тарихи
Мақалисидә, хитайлар билән мусулманларниң тунҗи қетим 751- йилида талас дәряси буйидики урушта учрашқанлиқини вә бу урушта уйғур қәбилилириниң мусулман армийисиниң сипигә өтүши билән хитайларниң қаттиқ бир мәғлубийәткә учриғанлиқини билдүргән һарун моңғул, 934- йили уйғурлар хақани сатуқ буғраханниң ислам динини қобул қилиши билән бирликтә уйғулар өз ихтияри билән ислам динини қобул қилип ислам дунясиниң айрилмас бир қсмиға айланғаниди дәп көрсәткән.
Мақалисидә, шәрқий түркистан вә уйғурларниң исламийәттин кейинки тарихи үстидиму тохталған һарун моңғул мундақ дәйду": мустәқил уйғур дөлити тунҗи қетим1759- йили манҗу-хитай һакимийитиниң ишғалиға учриди. Лекин хитай һакимийитини қобул қилмиған уйғурлар хитай һакимийитигә қарши давамлиқ исян көтүрүп, 1864- йили осман оғуллири импирийисиниң ярдими билән мустәқил дөләтини қайтидин қурди. Әмма узун өтмәй хитай шәрқий түркистанни қайтидин ишғал қилип 1884- йили бу земининиң исимни шинҗаң дәп өзгәртип уни хитайниң бир қисими дәп елан қилиди. Уйғурлар хитай һакимийитигә йәнила боюн әгмиди, улар бир нәччә қетимлиқ қозғилаңлардин кейин 1945- йили йәнә мустәқиил шәрқий түркистан җумһурийитини қуруп чиқти.
Уйғурлар қурған бу мустәқил дөләт әйни вақитда түркийә вә афғанистандин кейин дуняда мәвҗут болуп туруватқан үчинчи мустәқил мусулман дөлити иди. Әмма бу җумһурийәтму узун өмүрлүк болалмиди. 1949- Йили шәрқий түркистан коммонист хитайларниң ишғалиға учриди. Коммонист хитайларниң ишғали билән уйғурларниң тарихидики әң қараңғу бир дәвир башлиди.
Хитай һөкүмити немә үчүн уйғурларға қарши қаттиқ қоллуқ сиясәт елип бериватиду?
Мақалисдә хитай һөкүмитиниң немә үчүн уйғурларға қарши қаттиқ қоллуқ сиясәт елип бериватқанлиқи үстидә тохталған һарун моңғул мундақ дәйду:
Хитайларниң шәрқий түркистанда бундақ бир қаттиқ қол сиясәт елип беривтқанлиқиниң бир нәччә сәвәби бар. Биринчидин, шәрқий түркистан толиму кәң бир земин болуп пүтүн хитай территорийисиниң 6 дин бир қисимиға тәң. Буни аз дәп йеңи мустәқиллиққа еришкән оттура асия җумһурийәтлири билән чегридаш болған шәрқий түркистанниң истратегийилик орниму наһайити муһим. Әгәр шәрқий түркистан мустәқиллиқини қолға кәлтүрүп, мустәқил бир дөләт болуп оттуриға чиқса, оттура асиядики қериндаш җумһурийәтлири билән бирлишиши яки бир иқтисадий һәмкарлиқ иттипақи қуруши мумкин. Әгәр бундақ бир иттипақ қурулса, униң көлими хитайниң көлимигә йеқинлишип қалиду. Ортақ дин вә мәдәнийәткә вә мол йәр асти вә йәр үсти байлиқлириға игә бундақ бир иттипақниң қурулуши пәқәт хитайниңла әмәс, русийиниңму миллий мәнпәти үчүн толиму хәтәрлик.
Мушу сәвәбләр түпәйли, хитай мустәқил бир шәрқий түркистан дөлитиниң қурулушини қобул қилалмайду. Шәрқий түркистанниң хитайдин айрилиши билән, хитай енергийидә өзини қамдаш мустәқиллиқини йоқитиду һәмдә хитайниң , ғәрб дөләтлири оттура шәрқтә, русийә оттура асияда ишләткән парчилап идарә қилиш тактикисини ишлитип асияда кеңйишиниң алди тосилиду. Буниңдин башқа йәнә , әгәр шәрқий түркистан мустәқиллиққа еришсә, күнсери көпийиватқан нопусини орунлаштурушта қейинчилиққа дуч келиватқан хитай, ешиватқан нопусини орунлаштуридиған әң муһим җайдин мәһрум қалиду. Шуниң үчүн хитай һөкүмити бир тәрәптин уйғурларға қаратқан қаттиқ қол сиясти билән уйғурларниң миллийй кимликини, мәдәнийитини вә динини аҗизлитип уларниң күрәш роһини йоқитишқа тиришиватқан болса, йәнә бир тәрәптин хитай өлкилиридин һәр йили йүзмиңлиған хитайни шәрқий түркистанға орунлаштуруп, шәрқий түркистанниң нопус қурулмисини өзгәртип, уни бир хитай земиниға айландурушқа тиришиватиду" .
Мақалисидә, хитай һөкүмитиниң 11-синтәбир вәқсидин кейин, хәлқара террорчилиққа қарши уруштин пайдилинип, уйғур мустәқиллиқ һәрикитини қаттиқ бастурғанлиқини тәкитлигән һарун моңғул, дуня җамаәтчиликиниң диққитиниң ирақ вә афғанистанға бурулуши билән хитайниң уйғурларға қаратқан бесимини техиму әркин елип бериш пурситигә еришкәнликини билдүрмәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики мусулманлар авазини көтәрмәктә
- Уйғур елидә сиясий бесим барғансери күчәймәктә
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (2)
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (1)
- "Бирлик" гезитидә "шәрқий түркистан"
- Хитайдики уйғур мусулманлар
- Хитайлар германийә долқунлири радиосиниң уйғурлар һәққидики мақалисидин нарази болди
- Хитай террорчилиққа қарши уруши башланған һаман уйғурларни бастурушқа киришкән
- "Германийә авази" да: "уйғурлар террорист әмәс!"
- Хитайниң қурбанлиқи
- Түркийидики әң чоң гезитләрдин "сабаһ" гезитидә 3 күндин буян уйғур дияри
- Германийидә уйғурлар һәққидә йезилған "дозахқа қечиш" намлиқ әсәр елан қилинди
- Рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши рус тилидики мәтбуатларда
- Албанийидики уйғурлар шветсийә мәтбуатида