Исламниң көрүнмигән фронти- хитайниң ишғалидики шәрқий түркистан(2)
2006.11.23
Мақалисдә, уйғурларни дунядики мусулман хәлқләр ичидә әң дәһшәтлик бесимға учраватқан бир мусулман хәлқ дәп көрсәткән һарун моңғул, мақалисини давамлаштуруп мундақ дәйду:
"Хитай һөкүмити уйғурларни өз миллий кимлики, мәдәнийити, дини вә қиммәт қарашлиридин узақлаштуруш вә мәһрум қалдуруш үчүн җиддий паалийәт елип бериватиду. Бу сиясәт түпәйли, рамизан ийида күндүзи бир немә йейишни рәт қилған һәрқандақ уйғурниң түрмигә ташлиниши мумкин. Хитай һөкүмити һәтта коммонист бир ислам яритиш үчүн җиддий тиришчанлиқ көрсәтти. Имамлар мәсчитләрдә асасән коммонизм вә хитай һөкүмитиниң тәшвиқатини елип бармақта. Һөкүмәтниң буйруқлириға бой сунмиған имамлар қаттиқ җазаға учримақта. Өз дини вә мәдәнийитигә қизиққан уйғур яшлири из-дирәксиз йоқ болуп кетиватиду. Хитай һөкүмити болса өз диниға қизиққанларни террорчилар дәп әйиблимәктә".
Коммонист хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда елип барған қаттиқ қуллуқ сиясити нәтиҗисдә һазирғичә, аздегәндә 300 миң уйғурниң өлгәнликини билдүргән һарун моңғул мақалисиниң ахирида, мусулманларни уйғурлар вә уйғур мәсилисини тонуш вә тонуштурушқа, бу мәсилисиниң қануний асаста бир тәрәп қилинишиға һәссә қошушқа чақирған һәмдә бу мәқсәткә еришиш үчүн үч хил тәклипини оттуриға қойған. Һарун моңғул мақалисиниң бу бөлүмидә мундақ дәйду:
" Биринчидин, келәчәк нәсилиримизниң һәрқайси мусулман хәлқләрни тонуши уларниң әһвалидин хәвәрдар болуши һәмдә улар дуч келиватқан адаләтсизликләрни билиши үчүн, бизниң мусулман болуш сүпитимиз билән тәлим тәрбийигә еһтяҗимиз бар. Шуниң үчүн исламий мәктәпләрдә мәсчитләрдә уйғурларни вә уйғур мәсилисини тонутуш үчүн алаһидә тәлим -тәрбийә программилири йолға қоюши керәк".
"Иккинчидин, алдимиздики йилларда шәрқий түркистан вә оттура асияниң йәр асти вә йәр үсти байлиқлири вә районниң күнсери көпийиватқан истратегийилик әһмийити мутәхәсисисләр, зиялийлар вә язғучилар арисида районниң вәзийитини вә бу райондики хәлқләрниң тилини өгиниш тәлипини көпәйтидиғанлиқи ениқ. Шуңа мусулман зиялийлар вә мутәхәссисләр уйғур тили вә башқа оттура асия тилини өгинишни җиддий ойлишиши керәк".
Өзи америкида яшаватқан мақалиниң аптори, америкидики оттура асия мәсилисигә қизиқидиған мусулман зиялийларни уйғурчә өгинишкә чақирип, индияна универиситетида башланған уйғур тил-әдәбиятини өгиниш программисини уйғур тилини өгиниш үчүн наһайити мувапиқ бир программа дәп көрсәткән.
Аптур , мақалисини давамлаштуруп мундақ дәйду:
"Бир нәччә паалийәтчан мусулманниң уйғур тилини яхши өгинишиниң уйғур мәсилисини тонутушта қанчилик тәсири болидиғанлиқини ойлап көрүң . Хитай һөкүмити уйғурларниң әрәбчә өгинишигә йол қоймайду. Уйғур тилини яхши билгән мутәхәссисләр мусулман дунясида нәшр қилинған китабларни, материялларни уйғурчиға тәрҗимә қилип нәшр қилалайду һәмдә уйғурчә тор бәтләр ичип, уйғурларни вәзийәттин вә йүз бериватқан вәқәләрдин хәвәрдар қилалайду".
"Үчинчи, - дәйду һарун моңғул исламни өгиниш то рбетидә елан қилған мақалисиниң давамида, биз уйғур мәсилисидә сиясий җәһәттинму муһим рол ойниялаймиз. Сиясий бесимниң қудрәт вә тәсиригә сәл қаримаслиқимиз керәк. Биз тибәт давасини қоллаватқан һәрикәтләргә охшаш уйғур мәсилисини қоллайдиған кәң көләмлик бир һәрикәт тәшкилләп чиқишимиз керәк. Чүнки зулум астида яшаватқанлар вәзийәтни өзгәртиш үчүн елип бириватқан күришидә даим өзиниң һәрикитини қоллайдиған иттипақдашларға муһтаҗ".
- Һазирчә дәйду һарун моңғул мақалисниң ахирида, шәрқий түркистан хәлқи пәқәт өзиниң күчигила тайинип күрәш қиливатиду. Уларни бу күришидә қоллаш бизниң вәзипимиз. Биз уйғурларни қоллап-қувәтләш, уларға маддий вә мәнивий җәһәттин ярдәм қилиш вә ибадәтлиримиздә уларниң ғәлибиси үчүн дуа қилиш арқилиқ,авази аңланмайватқан бир хәлқни қайтидин авази аңлинидиған бир хәлққә айландуришимиз керәк. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исламниң көрүнмигән фронти- хитайниң ишғалидики шәрқий түркистан(1)
- Хитайдики мусулманлар авазини көтәрмәктә
- Уйғур елидә сиясий бесим барғансери күчәймәктә
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (2)
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (1)
- "Бирлик" гезитидә "шәрқий түркистан"
- Хитайдики уйғур мусулманлар
- Хитайлар германийә долқунлири радиосиниң уйғурлар һәққидики мақалисидин нарази болди
- Хитай террорчилиққа қарши уруши башланған һаман уйғурларни бастурушқа киришкән
- "Германийә авази" да: "уйғурлар террорист әмәс!"
- Хитайниң қурбанлиқи
- Түркийидики әң чоң гезитләрдин "сабаһ" гезитидә 3 күндин буян уйғур дияри
- Германийидә уйғурлар һәққидә йезилған "дозахқа қечиш" намлиқ әсәр елан қилинди
- Рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши рус тилидики мәтбуатларда