Канада CBC радиосиниң мухбири уйғурлар вәтинидә (1)
2006.12.01
Йеқинқи йиллардин бәри ғәрб ахбарат вастилири уйғурларниң сияси вә ихтисадий һаятиға болупму, хитай һөкүмитиниң 11-синтәбир вәқәсидин кейин, уйғурларға қаратқан сиясәтлиригә диққәт қилмақта. Һәтта улар уйғур райониға мәхсус мухбирлирини әвәтип, у йәрдики әһвалларни бивастә игилимәктә.
Булардин канада дөләтлик CBC радиосиниң шаңхәйдә турушлуқ мухбири Anthony Germain ниң уйғурлар вәтинини зиярәт қилип ишлигән, "шинҗаңдики уйғурлар" намлиқ мәхсус программисини көрүп өтүш купайә.
Зәмин игиси болған уйғурлар бастурулмақта
Уйғурларниң бу юртта 4000 йилдин бәри изчил яшап кәлгәнлики алаһидә тәкитләнгән бу программиниң кириш қисмида уйғурлардики мустәқиллиқ тәләплириниң юқури көтирилиши вә талибанниң бу мусулман хәлққә диққитини ағдуриши билән бейҗиң даирлириниң дунядин узақлаштурулған вә тәклимакан қумлуқи әтрапиға маканлашқан бу хәлққә қаратқан сияси зулумларни күчәйткәнлики, көплигән мусулманларға охшаш уйғурларниңму нефит байлиқлири интайин мол болған райониға җайлашқанлиқи тилға елинған.
Программиниң тонуштурулишида мундақ дейилиду:
"Радиомизниң шаңхәйдә турушлуқ мухбири Anthony Germain хитай 'аптоном район' дәп алаһидә махтинидиған бу раюнни зиярәт қилди. Уйғурларниң ана тили, өз музикиси вә мәктәплири бар. Амма улар нөвәттә кәң ечиливатқан нефитликләрдин сиқип чиқирилған. Хитай һөкүмити уларни дөләтниң бихәтәрликигә тәһдит йәткүзиватиду, дәп әйиблимәктә. Шундақла радикал исламға вә терроризмға қарши туруш, дегән нам билән бу хәлқни қаттиқ бастурмақта".
"Шинҗаң уйғур аптоном раюни 22 милйонлуқ нопусқа игә. Булардин 12 милйонни өзгичә чирай, өзигә хас тил, дин, тамақ вә пүтүнләй өзгичә болған мәдәнийәткә игә болған мусулман хәлқ игиләйду. Уйғурлар бу райондики көп санлиқ хәлқ", дәп тонуштуруш билән башлиниду канада дөләтлик радио истансисиниң шаңхәйдә турушлуқ мухбири Anthony Germain ниңуйғурлар һәққидики бу программиси.
Аптобос билән уйғур районини кәсип өткән Anthony Germain йол үстидики контрол нуқтилириниң қаттиқ икәнликини, хитай даирлириниң кимни тәкшүрүшни халиса, уни халиғанчә тутуп тәкшүридиғанлиқини тонуштуруп өтиду.
Қош тиллиқ маарип уйғурларни ассимилятсийә қилиду
Хитай даирлириниң уйғурларға қарита мәҗбури йүргүзүватқан қош тиллиқ маарип сияситиниң маһийитигә көңүл бөлгән канадалиқ мухбир биринҗи болуп, хотән шәһиридики мәлум бир нохтилиқ, қош тиллиқ толуқсиз оттура мәктәпни зиярәт қилиду. У бу мәктәпни франсуз тили билән әңлиш тиллирида дәрс өтилидиған канададики мәктәпләргә селиштуриду:
"Түзүмләр канададики мәктәпләргә охшимайду. 500 Хитай оқуғучи, 300 уйғур оқуғучиси болған вә һәммә оқуғучиларға бир форма кийдүрүлгән бу йәрдә хитайларға хитай тилида дәрс өтүлсә, уйғур оқуғучилар хитайчә, ана тили болған уйғурчә һәм енглиз тили өгиниду. Хитай даирлири бу мәктәпни қош тиллиқ мәктәп, дәп алаһидә атисиму уйғурлар хитай тилида дәрс алса, уйғур тилини өгинидиған бирму хитай оқуғучисини көргили болмайду".
Anthony Germain, икки йил илгири қурулған бу заманиви мәктәпниң мәктәп мудири болған ваңниң уйғур маарипиға ярдәм бериш намида, юқури мааш билән бейҗиңдин тәклип қилинғанлиқиға алаһидә диққәт қилиду. Бу аял мәктәп мудири өзиниң хитай вә уйғур оқуғучиларға ярдәм бериватқанлиқини әскәртиду.
Йеқинқи йиллардин бәри хитай даирлири уйғурларниң маарип сапасини өстүрүш дегән нам билән ичкири өлкиләрдин хитай оқутқучиларни йөткәп чиқип, йәрлик уйғур оқутқучилар иштин бошатмақта вә уйғур оқутқучилар қошунини тазилимақта.
Мухбир бу мәктәптә енглиз тилида дәрс беридиған үрүмчидин тәклип қилинған ваң исимлик йәнә бир хитай оқутқучиниму зиярәт қилиду. Бу хитай оқутқучи "уйғурларниң хитай тилини өгиниши яхши иш. Уйғурлар хитай тилини чоқум яхши өгиниши керәк. Чүнки хитай тили һөкүмран тил", дәйду.
Уйғур балилириниң диний тәрбийә елиши чәкләнгән
Anthony Germain Бу программисида хитай һөкүмити уйғур оқуғучиларниң уйғурчә һәм хитайчә өгинишигә йол қойған болсиму, амма уларниң диний тәлим елиши вә диний ибадәтләргә қатнишишини чәкләйдиғанлиқи һәмдә хитай даирлириниң 18 яштин төвәнләрниң динға ибадәт қилишини қанун арқилиқ чәклигәнликини әскәртиду.
Канада CBC радиосиниң мухбири Anthony Germain хитай даирлириниң уйғур балилириға хитай тилида тәрбийә беришниң уларниң кәлгүсидә яхши хизмәтләрни тепишиға ярдими болиду, дәп чүшәндүргән болсиму, амма уларниң әсли мәқситиниң уйғур балилирини ассимилятсийә қилип өзлириниң сепигә қошуш, дәп баһа бериду.
Уйғурлар тәбиий байлиқлиридин мәнпәәтләнгини йоқ
У нефит вә тәбии газ байлиқлири мол болған вә бу мәнбәләр кәң ечиливатқан уйғур раюнида әң яхши хизмәтниң нефит санаитидә ишләш икәнлики вә кәлгүсидә уйғур балилириниң бу йәрдин хизмәт тепип қилиши һәққидики хияллири билән бир күни әтигини, у хитай нефит ширкитиниң баш оргинини зиярәт қилиду. Бу йәрдә нефитликниң һәрқайси һалқилирида хитай нефит ширкити дегән форма кийгән 300 әтрапида хитай ишчиси ишләватқан болсиму, бирәр уйғурни көрмәйду вә нәтиҗидә ярдәмчисидин бу йәрдә уйғурларниң бар- йоқлиқини соритиду. Шундақла, нефитликтә ишләватқан бир хитайдин һечқандақ уйғур йоқ дегән җавабни алиду.
Anthony Germain Бу һәқтә тохтилип "22 милйонлуқ омуми нопусниң 9 милйонини уйғурлар игилигән уйғур аптоном раюнида хитайлар көп санлиқ әмәс. Лекин хитайлар ичкири өлкиләрдила әмәс, уйғур аптоном раюнидиму нефит вә тәбии газ саһәлиригә охшаш юқури маашлиқ хизмәтләрни йәнила өзлири қилиду. Уйғурлани бундақ хизмәтләргә йеқин йолатмайду. Биз хитай даирлири нимә үчүн уйғурларниң бу йәрдә ишлимәйдиғанлиқини сориғимизда улар уйғурларниң йетәрлик маарип тәрбийисигә игә әмәсликини әскәртти", дәйду. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада CBC радиосиниң мухбири уйғурлар вәтинидә (2)
- Исламниң көрүнмигән фронти- хитайниң ишғалидики шәрқий түркистан(2)
- Исламниң көрүнмигән фронти- хитайниң ишғалидики шәрқий түркистан(1)
- Хитайдики мусулманлар авазини көтәрмәктә
- Уйғур елидә сиясий бесим барғансери күчәймәктә
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (2)
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (1)
- "Бирлик" гезитидә "шәрқий түркистан"
- Хитайдики уйғур мусулманлар
- Хитайлар германийә долқунлири радиосиниң уйғурлар һәққидики мақалисидин нарази болди