Канада CBC радиосиниң мухбири уйғурлар вәтинидә (2)
2006.12.04

Уйғурларниң диний етиқатлириниң хитай һөкүмити тәрипидин чәклиниватқанлиқиға көңүл бөлгән Anthony Germain , қәшқәрдики һейтгаһ мәсчитиниң имами, 75 яшлардики сәллә йөгивалған җүмә дамолла һаҗини зиярәт қилиду.
Диний затлар хитай һөкүмитиниң контроллиқида
Һөкүмәт даирлири билән охшаш зувандики бу диний зат "мән барлиқ мухбирларниң қәшқәрдики дини паалийәтләрни тоғра хәвәр қилишини вә коммунистик партийимизниң ислам динимизни қандақ қоллаватқанлиқини хәлқараға йәткүзүшини үмит қилимән", дәп җавап бериду.
Anthony Germain Бу имамдин бәзи уйғурларниң нимә үчүн ислам дининиң чәклимигә учраватқанлиқини әскәртидиғанлиқи, нимә үчүн 18 яштин төвәнләрниң дини ибадәткә қатнишишиниң чәкләнгәнликини вә бәзи уйғурларниң қошна дөләтләрдә ислам дини мәктәплиридә оқушидики сәвәбләрни сориғанда у "ислам дининиң әрбаплири вә мусулманлар террорчиларға қарши туриду вә уни қоллимайду. Бәзи уйғурлар шәрқи түркистан ислам һәркитигә охшаш террорчи тәшкилатларға қатнишип, бу раюнни мустәқил қилиш хиялида болмақта вә уйғурларнниң бешини қаймуқтурмақта. Уйғурларниң дөлити бар, у болсиму хитай хәлқ җумһурийити", дегән җавабни алиду.
Һөкүмәт даирлири чәтәллик мухбирларға дүшмән көзи билән қарайду
Амма Anthony Germain программисида, җүмә дамолла һаҗиниң һөкүмәт тәрипидин тәйинләнгән имам икәнлики вә хитай һөкүмитиниң имамларни тәрбийиләш үчүн давамлиқ сияси курсларни уюштуридиғанлиқи һәмдә униң сөзини тәрҗимә қилған һөкүмәт тәрҗиманиниңму мейиқида күлүп, униң сөзлиригә инкас қайтурғанлиқини әскәртип өтиду.
У йәнә қәшқәрдә һөкүмәт хадимлириниң мухбирларниң арқисиға киривалидиғанлиқи вә уларниң чәтәл мухбирлирини дүшмән, дәп қарайдиғанлиқи, амма уйғурларниң чәтәллик мухбирларға достанә муамилә қилидиғанлиқи, өзиниңму бу хилдики охшимиған муамилигә учриғанлиқи қатарлиқларни баян қилиду.
Уйғурларниң пикир хияли мустәқил дөлитини қуруш

Anthony Germain Ниң урүмчидә муһәммәд исимлик инглизчә билидиған бир уйғур билән учришиш пурсити болиду. Бу уйғур 1950 - йиллири уйғур раюнида интайин аз санда хитай болған болса, һазир аз дегәндә уларниң саниниң 6 милйонға йәткәнликини, хитай һөкүмитиниң мәқсәтлик һалда бу райимға нопус йөткәватқанлиқини сөзләп бериду:
"Хитайлар интайин көпийип кәтти. Мән хитайларни яман көрмәймән амма хитайниң сияситини яман көримән. Көплигән хитайларниң уйғурларни яхши көрмәйдиғанлиқини һәм билимән".
Уйғурларниң көплириниң шинҗаңдики ихтисадий тәрәққият хитай һөкүмити үчүн пайдилиқ, уйғурларға болса пайдисиз, дәп қарайдиғанлиқини әскәрткән муһәммәд исимлик бу уйғур "бу йәрдә яхши хизмәтләрни хитайлар қилиду, еғир ишларни болса уйғурлар", дәйду.
Anthony Germain Ниң тонуштуришичә, у үн алғусини әтип қойғандин кейинла муһәммәт исимлик бу яш уйғурларниң мустәқил дөләт қурушни арзу қилидиғанлиқи, әгәр бу мәсилә һәққидә чәтәллик билән параңлашқанлиқини һөкүмәт билип қалиған болса, түрмигә ташлинидиғанлиқи, өлүмгә һөкүм қилинидиғанлиқи яки еғир күндә қалидиғанлиқини, дуняниң уйғурларни яхши тонумиғанлиқи шундақла хитай һөкүмитиниң 11-синтәбирдин кейин уйғурларни техиму қаттиқ бастуриватқанлиқи қатарлиқларни сөзләп бериду.
Ваң лечуәнниң мәқсити дуняға уйғурларни террорчи қилип көрситиш
Канада CBC дөләтлик радиосиниң мухбири Anthony Germain , уйғур райониға қилған сәпириниң ахирқи күнидә, компартийиниң секретари вә бу районниң әмәлийәттики биринҗи қол рәһбири болған ваң лечуән биләнму көрүшүш пурситигә еришиду. Бир һөкүмәт хадими униң ваң лечуән билән көрүшкәндә адәттики кейим билән әмәс бәлки рәсмий кастум- бурулка кийишини тәләп қилиду. У, бу йолсиз тәләп болсиму нәчә миң километирлиқ йолни бесип кәлгән бир мухбир үчүн йәнила бу бир хош хәвәр иди, дәйду.
Ваң лечуән у вә униң кәсипдашлирини қобул қилғанда, уйғурлар билән хитайларниң мунасивитиниң интайин яхшилиқини, уларниң ака- ука, ача-сиңиллардәк яхши өтүватқанлиқини көп тәкрарлайду. Амма ваң америкиниң гуантаномо турмисида тутуп туруливатқан уйғурлар һәққидә сөз ечишни һәргизму унтуп қалмайду.
Ваң бәзи уйғурларниң гуантонамо түрмисидә нимә үчүн тутуп туриливатқанлиқини чүшәндүрүп "бизниң игилишимизчә, 1000 әтрапида уйғур талибанларниң қорали вә пули билән афғанистанда америкиға қарши уруш қилди. Шәрқи түркистан ислам һәркити тәшкилати уйғурларни, хитай сақчилирини өлтүрди һәмдә улар қазақистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдә террорчилиқ вә бөлгүнчилик һәрикәтлири билән шуғулланди", дәйду.
Амма ваң уйғур раюнида қанчә қетим террорлуқ вәқәси йүз бәргәнликини вә қанчилик уйғурниң бу вәқәләргә қатнишип түрмигә ташланғанлиқи вә йәнә қанчилик уйғурға өлум җазаси берилгәнлики һәққидики суалларни җавабсиз қалдуриду. Шундақла террорчилар интайин аз санда дейиш билән болди қилиду.
Уйғур балилиридики бу өзгириш кишини ойландуриду
Қәшқәрниң қәдими көчилирида ойнап йүргән 4 яшлардики икки балиниң тулуқ хитай тәләппузидики салими Anthony Germain ниң диққитини қозғайду. У "хитай даирлири һазирқи сияситиниң бу балиларниң асаслиқ милләт хитайлар билән бир гәвдә болишиға ярдәм беридиғанлиқини тәкитлимәктә. Уйғурлар болса хитай һөкүмитиниң уйғурларға инсаний муамилә қилмиғанлиқини вә нефит вә тәбиий газға охшаш санаәт орунлиридин уйғурларниң сиқип чиқирилғанлиқини илгири сүрүп, хитай һөкүмитиниң бу һәрикәтлиридин нарази болмақта. Бейҗиң даирлири уйғур раюнида хитайларниң саниниң көпийип, уйғурлар саниниң тиз сүрәттә азийиватқанлиқини рәт қилмақта. Чәтәлдики уйғурлар хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита мәдәнийәт җәһәттә йоқитиш сиясити йүгүрүватқанлиқини оттуриға қоймақта", дәп тонуштуриду.
Anthony Germain Ниң әскәртишичә, хитай һөкүмитиниң уйғур раюнида қәдәмдә бир ечиливатқан нефит вә тәбии газ санаитидин уйғурларни йәклиши бейҗиңниң образини техиму хунүкләштүрүш ролини ойнайдикән. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада CBC радиосиниң мухбири уйғурлар вәтинидә (1)
- Исламниң көрүнмигән фронти- хитайниң ишғалидики шәрқий түркистан(2)
- Исламниң көрүнмигән фронти- хитайниң ишғалидики шәрқий түркистан(1)
- Хитайдики мусулманлар авазини көтәрмәктә
- Уйғур елидә сиясий бесим барғансери күчәймәктә
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (2)
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (1)
- "Бирлик" гезитидә "шәрқий түркистан"
- Хитайдики уйғур мусулманлар
- Хитайлар германийә долқунлири радиосиниң уйғурлар һәққидики мақалисидин нарази болди