16 ‏- Қетимлиқ чегрисиз мухбирлар мукапати парижда тарқитилди


2007.12.06

16 ‏- Қетимлиқ чегрисиз мухбирлар мукапати, бу йил 5 ‏- декабир күни парижда тарқитилди. Мукапат, 2007 ‏- йил ичидә, ахбарат әркинлики саһәсидә зор тәсир пәйда қилған шәхс вә орунларға берилди. Мукапатқа еришкәнләр ичидә, нөвәттә бейҗиңда назарәт астида яшаватқан хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин ху җия вә униң аяли зең җиңйәнму бар.

Чегрисиз мухбирлар мукапати 1992 ‏- йили тәсис қилинған болуп, чегрисиз мухбирлар тәшкилати билән франсийә вәхпи тәрипидин йилда бир нөвәт тарқитилиду, мәзкур мукапат, ахбарат әркинликини қоғдаш йолида шу йил ичидә зор тәсир пәйда қилған шәхс вә колликтипларға берилиду. Бу йиллиқ йәни 16 ‏- нөвәтлик мукапат колликтиплар түри буйичә, норвигийидики демократик берма авази телевизийә истансиси билән ирқтики ахбарат әркинликини көзитиш тәшкилатиға берилди. Шәхсләр түри буйичә, мисирлиқ сиясий өктичи кәрим амир билән хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин ху җиа вә униң аяли зең җиңйәнгә берилди.

Хуҗяниң қоруси назарәт астида

Ху җия көп йиллардин бери деһқанлар һәқ-һоқуқини қоғдаш җәһәттә актип паалийәттә болған. Болупму йезиларда тарқалған әйдиз кеисли һәққидә көп қетим тәкшүрүш елип берип, хитай ичи-сиртидики алақидар орунларни хитайдики әйдизниң тарқилиш әһвали һәққидики муһим учурлар билән тәминлигән вә уларни әйдизниң хәвп - хәтирини тосушқа чақирған.

Ху җияниң бу саһәдики изчил вә актип паалийити хитай һөкүмитиниң наразилиқини қозғиған; бу сәвәбтин хитай һөкүмити уни 2002 ‏- йилдин башлап көп қетим қолға елип сораққа тартқан бу йил 5 ‏-айниң 18 ‏-күнидин башлап өз қоруси ичидә назарәт астиға алған, униң достлири вә чәт әлликләр билән көрүшишини чәклигән. Ху җиа назарәт астида туруқлуқ, олимпик һарписида, хитайда ахбарат әркинликиниң чәклимигә учратқанлиқи һәққидә хәлқара тәшкилатларға давамлиқ учур йоллиған. Ху җиа һәр қетим қолға елинғанда, униң аяли зең җиңйән, чәт әл ахбарат вә хәлқара кишилик тәшкилатлириға йолдишиниң әһвали һәққидә изчил түрдә ашкара мәлумат бәргән. Бу сәвәбтин, зең йәнҗиң, америкидики " вақит " журнилиниң бу йил 5 ‏- айлиқ санида елан қилинған "2007 ‏- йилқи 100 тәсирлик шәхс" тизимликигә киргүзүлгән.

Хуҗя: " мукапатланғинимдин һәм хошалмән һәм хиҗилмән"

Ху җяниң улуғ ера гезитигә билдүрүшичә, 16 ‏-қетимлиқ чегрисиз мухбирлар мукапати тарқитилиштин бир күн бурун, чегрисиз мухбирлар тәшкилати ху җияға телефон қилип өз әһвали вә хитайниң йеқинқи айлардики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә мәлумат сориған, арқидин бир қанчә минут өткәндин кейин қайта телефон қилип, мукапатқа еришкәнлик хәвирини бәргән. Ху җиа өзиниң бу мукапатқа еришкинидин һәм хошал болғанлиқини, һәм хиҗил болғанлиқини билдүрүп мундақ дегән: " бу дуняниң хитай хәлқиниң инсаний һоқуқлириға диққитини мәркәзләштүрүватқанлиқиниң ипадиси, шуңа хошалмән ; әмма, хитайда мәндинму еғир вәзийәттә туруватқанлар, мәндинму еғир бәдәлләр төләватқанлар наһайити көп. Улар һазир түрмиләрдә йетиватиду, бу сәвәбтин һәм хиҗилмән. Ахирида, дуняда бүгүн, инсан һәқлири әң еғир дәпсәндә болуватқан җайниң җуңго икәнликини йәнә бир рәт билдүрүп өтимән."

Чегрисиз мухбирлар мукапати шәхсләр түри буйичә, һазирға қәдәр ху җия аилисидин башқа 15 кишигә берилгән, буларниң көпинчиси мукапатланған чеғида түрмә һаяти кәчүрүватқан болуп, булардин үчи мукапатқа еришкәндин кейин қоюп берилгән. Болар мәракәшлик мухбир али лирабәт, русийилик мухбир грегори паско вә сүрийилик сиясий өктичи мәсудә һамидтур.

Абдуҗелил қарақаш: " бу, ички тоқунуш билән миллий тоқунуш арисидики пәрқтур"

Хуҗя аилисиниң назарәт астида турупму чәт 'әлликләр билән алақә қилалиши болупму, мукапат вә зиярәтни қобул қилалиши чәт' әлдики уйғур паалийәтчилириниң диққитини тартмақта. Чүнки уйғур елидә, чәт'әлгә 17 парчә гезит йоллап бәргини үчүн 9 йил кесилгән абдуғени мәмтимин һазир түрмидә. У чәтәл тәшкилатлири билән көрүшүш әмәс, уруқ-туғқанлири биләнму көрүшүш имканидин мәһрум.

юқирида силәр авазини аңлиған киши, германийидә қанунлуқ тизимлитилған, шәрқи түркистан учур мәркизиниң башлиғи абдуҗелил қарақаш әпәндидур. У шәрқи түркистан һәққидә учур тарқатқанлиқи үчүн, у һазир хитайниң террорист тизимликидә. Абдуҗелил қариқаш әпәнди, абдуғени мәмтиминниң тәқдири билән хуҗиа аилисиниң тәқдири арисидики пәрқни бейҗиң билән шәрқи түркистан оттурисидики сиясий һава пәрқи дәп көрсәтти һәм бу пәрқни бир милләтниң ички тоқунуши билән миллй тоқунушниң характери арисики пәрқниң рошән ипадиси дәп әскәртти. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.