Хитай вә уйғур елиниң илим - пән саһәсидики чириклик мәсилиси
2006.03.23
Йеқинда хитайда 109 нәпәр профессор бирлишип хитай дөләт кабинети илим -пән комитетиға очуқ хәт йезип, хитай һөкүмитидин мәмликәт ичидики илим- пән саһәсидә күнсери еғирлишиватқан парихорлуқ, чириклик вә хошамәтчилик қатарлиқ болмиғур қилмишларни қаттиқ тосушни тәләп қилған.
Бу 109 нәпәр профессор мәзкур хәтни йәнә хитай маарип министирлиқи, хитай иҗдимаий пәнләр академийиси вә хитайниң һәрқайси өлкилиридики университетларға әвәткән болуп, мәзкур хәттә йәнә, хитай һөкүмитиниң илим - пән саһәсидә тездин бир йүрүш қанун - түзүмләрни бекитип, түрлүк чарә - тәдбирләрни қоллиниш арқилиқ күнсери әвҗ еливатқан бу хил болмиғур һаләтниң алдини елиш керәклики алаһидә оттуриға қоюлған.
Бу һәқтә, бейҗиң тәбиий пәнләр санаити университетиниң профессори ху шиндув әпәнди вә уйғур зиялийси сидиқ һаҗи рози әпәндиләрниң қариши қандақ?
Мунасивәтлик мақалилар
- Йәршари характерлик доклатта хитайниң давалаш саһәсидики чириклик мәсилиси оттуриға қоюлди
- Хитайда әхлақ өлчиминиң әң төвән чәклимисиму бузуп ташланған
- Хитай 4 нәпәр хәлқ қурултийи вәкилиниң вәзиписини елип ташлиди
- Хитайдики "һөкүмәт ичидики һадисиләр" һәққидә мулаһизиләр
- Хитай тәптиш мәһкимиси һесабат мәсилисидә йәнә бир қетим тәкшүрүш елип барди