Апәт қалдурған ярилар


2006.02.28
yer-tewresh.jpg
Бир киши 2003-йили 24-феврал күни маралбешиниң чоңқурчақ наһийисидә йәр тәврәп бузулған өй алдида.

2 - Айниң 24 - күни кишиләргә адәттики бир күндәк билинсиму, әмма бу күн маралбеши һәм пәйзиват наһийилиридики амма үчүн унтулғусиз бир күндур. Бу күн улар үчүн туюқсиз кәлгән йәр тәврәш апитидики аччиқ әслимилирини әсләп, өзиниң шунчә қаттиқ апәттә сақ қалғанлиқидин мөҗизә һес қилған һаләттә интайин мурәккәп һисиятларда хатириләйдиған бир күндур.

Ечинишлиқ әслимә

Буниңдин үч йил бурун, уйғур ели тарихида йүз бәргән әң еғир мәзкур йәр тәврәш апитидә, 50миңдин артуқ амма еғир апәттә қалған иди. Болупму чоңқурчақ йезидики амма йәр тәврәш апитидә шундақла апәттин кейин бир нәччә айғичә еғир күнләрни бешидин өткүзди.

Әйни чағда гәрчә хитай һөкүмити, апәтниң әмәлий әһвали һәққидә чәтәл мухбирлириниң бивастә әһвал игилишигә имканийәт бәрмигән болсиму, әмма радиомизда вақтида ечилған һәқсиз телефонимиз арқилиқ кәлгән инкаслар шундақла мухбирлиримиз апәттә қалған чоңқурчақ хәлқидин телефон арқилиқ игилигән мәлуматлардин ихласмәнлиримизни хәвәрдар қилиған идуқ. Бир нәччә секунтлуқ қаттиқ тәвриниш ичидә өйлиридин, ата- анилиридин, қовми- қериндаш, бала -чақилиридин айрилған апәттә қалған деһқанларниң қайғу зарлири, гаңгириған һалда қәйәрләрдин, кимләрдин ярдәм күтүшини билмигән кишиләрниң ечинишлиқ һалити һазирғичә қулақ түвимиздә.

Гәрчә хитай даирилири үч йил илгири йүз бәргән мәзкур йәр тәврәш апитиниң кәлтүрүп чиқарған зиянлири һәққидә, апәттә өлгән адәмләр сани 267, яриланғанлар 4000 дин ашти, җәмий 8800 өй һәм 900 дин артуқ синиплар өрүлди дәп хәвәр бәргән болсиму, әмма апәттики амма йәр тәврәш апитиниң әмәлий әһвалиниң униңдин хелила еғирлиқини билдүргән.

Йәр тәврәштин кейинки йеңи вәзипә

Үч йил авалқи туюқсиз кәлгән йәр тәврәш апити чоңқурчақ хәлқиниң қәлбигә еғир яриларни қалдуруп кәтти. Биз чоңқурчақтики хәлқиниң нөвәттики турмуш әһваллири һәққидә мәлумат елиш үчүн қайта деһқанларға телефон ачтуқ. Биз гәрчә чоңурчақта бир қанчә деһқанлар билән сөһбәтләшкән болсақму, әмма уларниң көпинчиси бизниң адәттики соаллиримизғиму зиядә еһтиятчанлиқ билән җаваб бәрди. Шундақла охшашла рәвиштә "партийә‏ - һөкүмәтниң ярдимигә рәхмәт ейтимиз, һазир турмушимиз яхши болуп кәтти, йеңи өйләргә көчүп кирдуқ" дегәндәк сөзләрни қилди.

Игилишимизчә әслидә, йезилиқ һәм наһийилик һөкүмәт орунлири апәттин кейин деһқанларға үч йилдин буян, һәр һәптидә сиясий өгинишләрни чиңитқан икән.

Деһқанларниң инкаси

Бәзи деһқанлар апәт әслимилирини йәнила шүркиниш билән тилға елип, апәттин кейинки чоңқурчақ хәлқиниң әмәлий әһваллиридин қисқичә мәлумат берип, деһқанларниң асасән бихәтәр өйләргә көчүп киргәнлики, әйни вақиттики ечинишлиқ апәттә өлгәнләрниң һөкүмәт елан қилған сандин көп икәнликини ейтти..

Чоңқурчақтики бу яш деһқан өзиниң шундақла аилисидикиләрниң сақ қелишиниң бир мөҗизә икәнликини тилға елиш билән тәң, бәзиләрниң бу йезидики хәлқниң бунчә бәхтсизликкә дуч келишидә һәр хил қиясларни қиливатқанлиқини билдүрүрди.

Бу деһқан йәнә, гәрчә мәтбуатларда чоңқурчақниң нөвәттә апәтниң тәсирлиридин пүтүнләй қутулуп, деһқанларниң һаятиниң нормаллишип, бейип кәткәнлики тилға елиниватқан болсиму бәзи тәрәпләрниң һәддидин зиядә ашуруп тәшвиқ қилиниватқанлиқи оттуриға қойди.

Йәр тәврәш вә милләтләр иттипақлиқи

Чоңқурчақниң нөвәттики әһвали һәққидә қәшқәр һөкүмәт тор бетидә берилгән хәвәрләрдин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити бу җайдики уйғур хәлқигә партийә‏ - һөкүмәтниң ғәмхорлиқини, апәттин қутқузғанлиқини әслитип туруш үчүн мәхсус бир милйон йүән аҗритип йәр тәврәш апити хатирә сарийи салған. Шундақла бу хатирә сарай яш ‏- өсмүрләрни вәтәнпәрвәрлик, милләтләр иттипақлиқи идийиси билән тәрбийиләш ноқтисиниң бири қилип бәлгиләнгән.

Гәрчә хитай һөкүмити барлиқ тәшвиқат хәвәрлиридә һөкүмәтниң йәр тәврәш апитидә хәлққә дәрһал ярдәм йәткүзүп апәттин тез қутқузғанлиқини көрситип келиватқан болсиму, әмма йәрлик хәлқтин игилигән мәлуматлиримиздин әйни чағда апәттики хәлқиниң үч ‏- төт күнгичә ярдәмгә еришәлмәй, соғақта өйсиз, ач‏ - ялиңач қалғачқа апәт тәсириниң техиму еғир болғанлиқи мәлум болған иди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.