Германийә мәтбуатлирида "сериқ җасус" ғәвғаси
2007.09.06
Германийә федерал җумһурийити асаси қанунни қоғдаш идариси билән федератсийә ахбарат бихәтәрлик идариси германийә баш министири ангела меркел ханим бейҗиңдики үч күнлүк зияритини башлаштин илгири, германийә баш министирлик бинасидики компиютерларниң хитай һәрбий ахбарат органлириниң һуҗумиға учриғанлиқи һәққидики хәвәрни елан қилған иди. Ангела меркел ханим 8- айниң ахири хитай баш министири вен җябав билән көрүшкәндә мәзкур мәсилини тилға елип, хитайни әқлий мүлүк һоқуқиға һөрмәт қилишни тәкитләп өткән. Шундақ болсиму, германийә мәтбуатлирида йәнила " сериқ җасус "ғәвғаси күчәймәктә.
Хитай җасуслири қуйруқини йошуралмиди
" Әйнәк " һәптилик җурнилиниң 8 - айниң ахирқи санида, "сериқ җасус" мавзусида бир парчә әсәр елан қилинди. Әсәрдә, хитай һәрбий ахбарат органлириниң германийә баш министирлик бинасиға, ташқи ишлар министирлики бинасиға вә малийә министирлики бинасиға қарита ахбарат елиш һәрикити қозғап , ахбарат оғрилашқа урунғанлиқи тәпсили шәрһиләнди.
Хәвәрдә германийә федерал җумһурийити асаси қанунни қоғдаш идарисиниң изаһатини нәқил елип, хитай һәрбий җасуслуқ органлириниң германийә министирлик бинасиға һуҗум қилалиғудәк сәвийигә йәткән болсиму, йәнила қуйруқини йошуралмиғанлиқини вә из қалдуруп қойғанлиқини әскәрткән. Хитай һәрбий ахбарат органлириниң мутәхәссислири һәр хил компиютерларда, охшаш болмиған җайлардин һуҗум қилған болсиму, германийә мутәхәссислири бу " троя яғач ети "ниң хитай ахбарат органлири тәрипидин әвәтилгәнликини биливалған.
Германийә долқунлири радиоси 9 - айниң 4 - күнидики хәвиридә, " әйнәк " җурнили вә " җәнубий германийә гезити "дә елан қилинған әсәрләрни нәқил кәлтүрүп, хитайниң германийә иқтисадий орган торбәтлиригә һуҗум қилиштин, министирлик биналириға қәдәр һуҗум қилиш дәриҗисигә йәткәнликини, хитайниң җасуслуқ қилмишлириниң сабиқ совит иттипақиниң җасуслуқ қилмишлиридинму һалқип кәткәнликини тилға алған.
Бәш бурҗәклик бинаниң компиютерлири хитай азадлиқ армийисиниң һуҗумиға учриди
Германийә долқунлири радиосиниң 9 - айниң 3 - күнидики " хитай рәһбәрлири әйнәк җурнилиниң мақалисиға диққитини бәрмәктә " намлиқ хәвиригә асасланғанда, хитай президенти хуҗинтав әйнәк җурнилида бесилған " сериқ җасус " намлиқ әсәрни оқуп чиққан болуп, у ангела меркел хитайни зиярәт қиливатқан мәзгилдә, мухбирларниң зиярити қобул қилип, бу мәсилигә җиддий көңүл бөлүватқанлиқини, башқиларниң компиютерлириға һуҗум қилиш һадисисиниң хәлқаралиқ омумий бир мәсилә икәнликини тәкитләп өткән болсиму, хитай һәрбий тәрәпниң қилмишини тилға алмиған.
Германийә долқунлири радиосиниң 9 - айниң 4 - күнидики йәнә бир хәвиригә асасланғанда, әнгилийиниң " пул муамилә вақти гезити "дә, 4 - сентәбир күни " бәш бурҗәклик бинаниң компиютерлири хитай азадлиқ армийисиниң һуҗумиға учриди " намлиқ хәвәр елан қилинған. Хәвәрдә бәш бурҗәклик бинаниң муһим әрбаблириниң сөзи нәқил елинип, хитай һәрбий ахбарат органлириниң америка дөләт мудапиә министирликиниң компиютерлириға һуҗум қилинғанлиқи, әмма хитай ташқи ишлар министирликиниң бу хәвәрни дәрһал инкар қилғанлиқини оттуриға қойған.
Германийидики радио вә гезит - җурналлардики мәзкур темиға аит бәс - муназириләргә асасланғанда, бу йәрдә оттуриға қоюливатқан мәсилә, ялғуз хитайниң тәрәққий қилған дөләтләрниң министирлик биналириниң компиютерлириға чеқилғанлиқида әмәс, бәлки мәхпийәтлик дәриҗиси юқири вә мудапиәси күчлүк болған америка, германийигә охшаш дөләтләрниң муһим органлириға чеқилалиғудәк дәриҗигә йәткәнликидә икән. Ғәрб әллири һәрбий җәһәттә өзлиридин көп қалақ һәм аҗиз һес қилип кәлгән, болупму компютер билимлиридә риқабәтчиси саналмайдиған хитай армийиси ахбарат органлириниң бу қетимқи қилмишидин хелила чөчүгән. Әмәлийәттә, америкиниң мәркизий ахбарат идариси вә германийиниң федератсийә ахбарат идарилири үчүн башқа бир дөләтниң министирлик органлириниң компиютерлириға чеқилиш адәттики мәсилә һесаблинидикән.
Хәлқра җәмийәт қанун турғузуп чиқиши керәк
Германийә сода - санаәт саһәсидики бир қисим әрбаблар болса, һәр қайси дөләтләрниң ахбарат органлириниң, сиясий ғәрәзләр билән башқа дөләтләрниң министирликлириниң учурлирини оғурлаш ишлириға анчә қизиқмайдиғанлиқини, әмма иқтисадий җәһәттә риқабәтчи болған дөләтләрниң, башқа дөләтниң сада - санаәт саһәсиниң компиютерлириға һуҗум қилип, муһим техника вә иқтисадий учурларни оғурлап кетишигә йол қоймаслиқ керәкликини, хәлқара җәмийәтниң бу җәһәттә қанун турғузуп чиқишини оттуриға қойған. Хитай тәрәпниң һазирға қәдәр германийә сода - санаәт органлириниң муһим ахбаратлирини һәмдә техникилирини оғрилашқа урунуп кәлгәнликини әйиблигән.
Бу җәһәттики муназириләрниң даириси наһайити кәң болуп, хитайниң " сериқ җасус" лири ялғуз германийидила әмәс, пүтүн яврупа вә америка қитәлиридә түрлүк ғулғулиларниң қозғилишиға сәвәбчи болди. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкида йәнә 'коммунист хитай җасуслири' дегән темидики хәвәр , тәһлилләр көпийип қалди
- Хитай һөкүмити қирғизистандики җасуслуқ һәрикитигә қатнашқанлиқини инкар қилди
- Сабиқ хитай дипломати чен йоңлин канадани зиярәт қилди
- Хитайниң содидики сақтилиқи 8 дөләт йиғининиң муһим тәнқид темиси
- Канада тәвәликидики бир нәпәр хитай инженер америкида сотқа тартилди
- Канада даирилириниң бихәтәрлик доклатида хитайниң җасуслуқ қилмишлири һәққидә бишарәт берилди
- Хитай даирилири икки японийиликни уйғур елидә җасуслуқ қилиш җинайити билән чегридин қоғлап чиқарған
- Канада, америкиларда хитай җасуслири әйибләнмәктә
- Канада һөкүмити канададики хитай җасуслириға қарита тәдбир елип бармақчи
- Канада даирилири хән гуаңшиң сиясий панаһлиқ тәлипини рәт қилди
- Хитай бихәтәрлик тармақлири уйғурларни җасуслуқ һәрикәтлиригә мәҗбурлимақта
- Америкида қанчилик хитай җасуси бар?