"Рабийә қадир сиясий зулмәт ичидә езиливатқан уйғурлар үчүн бир үмид нури"
2007.09.19

17- Сентәбир америка авам палатасида уйғурлар үчүн мақулланған қарар лайиһисини яқилаш җәрянида, қарар лайиһисини қоллап сөзгә чиққан палата әзаси киристофер симс әпәнди, хитай һөкүмитини уйғурларниң һоқуқини етирап қилишқа вә тонулған уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң балилирини қоюветишкә чақиридиған қарар лайиһисини күчлүк қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Мәзкур 497 -номурлуқ қарар лайиһисини қоллап сөзгә чиққан палата әзаси киристофер симис әпәнди, рабийә қадир ханимниң кишилик һоқуқ паалийитигә юқири баһа бәрди һәмдә езилгән милләтләр үчүн бир тарихи бурулуш нуқтисида бир сәмимий вә җәсур адәмниң пүтүн дуня җамаәтчилики алдида өз хәлқи үчүн мәйданға чиқидиғанлиқини, буларниң ичидә рабийә қадир ханимниңму барлиқини билдүрүп: " америкидин кишилик һоқуқ паалийәтчиси мартин лусир киң, бирмида ансан суши, һиндистанда болса гәнди, хитай католиклири үчүн кардинал куң, полшада лакваласе вә йоһан пол иккинчи, тибәтләр үчүн далай лама һәзритим бар болған болса, дини әркинлики тартивелинған, мәдәний вә тил һоқуқлири дәпсәндә қилинған уйғурлар үчүн: аққун хитай көчмәнлири тәрипидин тәшкилләнгән һөкүмәт тәрипидин өз ана вәтинидә чәткә қеқилған уйғурлар үчүн рабийә қадир ханим бардур" деди.
Рабийә қадир ханим уйғур арзу- үмидлириниң нәмунилик образи
Киристофер симис әпәнди сөзидә рабийә қадир ханимниң һаяти паалийити һәққидә тохтилип униң уйғурниң һәқ- һоқуқни қоғдаш йолида көрсәткән тиришчанлиқлирини тилға елип, униң йиллардин бери хитай һөкүмитини уйғурларниң һоқуқини етирап қилишқа чақирип кәлгәнликини һәмдә шу сәвәб билән 1999- йили түрмигә ташланғанлиқини вә 2005- йили хитай түрмисидин бошитилип америкиға сүргүн қилиниш алдида хитайниң рабийә қадир ханимни америкиға барғандин кийин һечқандақ кишилик һоқуқ паалийәтлиригә қатнашмаслиқ һәққидә агаһландурғанлиқини баян қилди һәмдә: " балилири техичә хитайда яшаватқанлиқиға қаримай, бу қорқумсиз аял, уйғур кишилик һоқуқ фонди җәмийитини қурди. У һазир уйғур арзу- үмидлириниң нәмунилик образиға айланди" деди.
Симс әпәнди, бейҗиңниң кишилик һоқуқни яхшилашта басидиған мусаписиниң техи узақ икәнликини, хитай һөкүмити садир қилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириниң интайин көп икәнликини , буларниң аялларни езиш, қаттиқ йүргүзүлгән пиланлиқ туғут сиясити қатарлиқларни өз ичигә алидиғанлиқини һәмдә бу хил сиясәтниң уйғурларға башқичә йосунда йүргүзүлгәнликини көрситип: "бу сиясәт уйғурларниң ирқий пәрқи сәвәблик, пүтүн бир милләтни йоқитиветиш мәқситидә ирқий қирғинчилиқ васитиси сүпитидә елип берилди" дәп оттуриға қойди.
Хитай һөкүмити рабийә қадир ханимдин өч алди
У йәнә палата кеңәш йиғини башқурғучидин, хитайниң һәрқандақ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири тизимланған доклатқа йипәк йолида яшайдиған уйғурларниң өз ана вәтинидә езиливатқанлиқиниңму чоқум киргүзүлүши керәк икәнликини көрситип өтти вә рабийә қадир ханимниң түрмидики балилири һәққидә тохтилип: "америкиға кәлгәндин буян рабийә қадир ханим уйғурларниң езиливатқанлиқини дуня җамаәтчиликигә билдүрди. Шуңа хитай һөкүмити һазир йәнә бурунқиға охшашла униң балилирини қолға елиш , түрмигә ташлаш вә таяққа бесишқа охшаш шәкилләр билән униңдин оч алди" деди.
Симис әпәнди сөзидә барлиқ палата әзалириниң бирликтә, хитай һөкүмитини рабийә қадир ханимниң аилисидин өч елиш һәрикитини дәрһал тохтитишқа чақиридиғанлиқини ипадилиди вә өзлириниң ханимниң балилириниң әһвалиға йеқиндин көңүл болидиғанлиқини билдүрүп: " биз ашу балиларниң әһвалиға көңүл бөлидиғанларниң авазиға аваз қошимиз һәмдә, балилиримни қоювәт дәп, нида қиливатқан, қәлби азабқа толған аниниң авазиға җөр болимиз" деди.
Киристофер симис әпәнди сөзидә йәнә хитай һөкүмитидин канада пуқраси һөсәйин җелилни қоюп беришкә чақиридиғанлиқини билдүрүп: "биз хитай һөкүмитидин канада пуқраси һөсәйин җелилни дәрһал қоюп берип уни аилиси билән җәм қилиши тәләп қилимиз" дәп мураҗиәт қилди.
497- Номурлуқ қарар юқири аваз билән мақулланди
Симс әпәнди сөз ахирида, мәзкур 497- номурлуқ қарарниң бекитилиши һәққидә тохтилип: " сиясий зулмәт ичидә езиливатқан уйғурлар үчүн рабийә қадир бир үмид нури сүпитидә мәвҗуд болуп туриду. Шуңа биз бу қарарниң мақуллинишини бар күчимиз билән қоллап униңға, униң аилисигә вә у қилған әмгәкләргә алий еһтирам билдүрәйли " дәп хитаб қилди.
Нәтиҗидә, уйғурлар үчүн атайин муһим әһмийәткә игә болған 497- номурлуқ бу қарар юқири аваз билән мақуллинип бекитилди.
Қарарда уйғурларға аит төвәндики уч түр бекитилди.
Хитай хәлқ җумһурийити:
1 - Шинҗяң уйғур аптоном районида яшайдиған уйғурларниң тили, мәдәний вә диний һоқуқлирини тонуши вә уларға капаләтлик қилиши шәрт.
2 - Рабийә қадир ханимниң балилирини түрмидин вә нәзәрбәнд астидин дәрһал қоюп бериши шәрт.
3 - Канада пуқраси һөсәйин җелилни дәрһал қоюп берип канададики аилиси билән җәм қилиши шәрт. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Коммунист хитай һөкүмити уйғур аптоном районида 'үч хил күчләргә зәрбә бериш' ниң даирисини кеңәйтти
- "Дуняниң қәһриманлири" арисида рабийә қадир ханим
- Һүсәйин җелил 18 айдин кейин тунҗи қетим аниси билән көрүшти
- Ирақтики түркмән гезити рабийә қадир ханим һәққидә мақалә елан қилди
- Канада - хитай арисидики дипломатик сүркилиш сода мунасивәтләргичә кеңәймәктә
- Далай лама вә рабийә қадир һамбургда
- Рабийә қадир ханимниң германийә сәпири вә далай лама билән учришиши
- Һүсәйин җелил мәсилиси түпәйли хитай - канада консул ишлар келишимигә дәз кәтти
- Хитай соти һүсәйин җеилилниң әрзини рәт қилди
- Хитай демократлириниң нәзиридики һүсәйин җелил мәсилиси (2)
- Рабийә қадир ханим вә уйғур миллий һәрикити һәққидики қарашлар
- Хитай демократлириниң нәзиридики һүсәйин җелил мәсилиси (1)
- Рабийә қадир һәққидики учурлар германийә мәтбуатлирида давамлиқ елан қилинмақта
- Германийә аммиви ахбарат вастилирида рабийә қадир ханим