Америка авам палатаси уйғурлар үчүн интайин муһим әһмийәткә игә қарар мақуллиди


2007.09.18

USCONGRESS-150.jpg
Америка дөләт мәҗлисидин көрүнүш. Wikipedia Photo

17- Сентәбир дүшәнбә күни кәчқурун, америка авам палатасида йеғин ечилип, уйғурлар үчүн интайин муһим әһмийәткә игә бир қарар мақулланди.

Қарар авам палатасиниң рус ләһтинән ханим, там лантос әпәнди вә роһрабачәр қатарлиқ ғоллуқ әзалиридин тәркип тапқан шәхсләр тәрипидин тәйярлинип палата кеңишигә сунулған.

Мәзкур 497- номурлуқ қарар лайиһисиниң муһим мәзмунини авам палата мулазими тонуштуруп өтти: " қарар лайиһисидә авам палата әзалири шуни билдүридуки, хитай хәлқ җумһурийити, рабийә қадирниң балилири вә канада пуқраси һөсәйин җелилни түрмидин дәрһал қоюп бериши керәк һәмдә уйғурларға қаритилған мәдәний, тил , диний вә башқа шәкилдики бастуруш һәрикәтлирини дәрһал тохтитиши керәк."

Фаләомаваәга әпәнди":хитай һөкүмити уйғурларниң иқтисадий вә маарип әркинликини қаттиқ чәкләп кәлди"

Уйғурларға нисбәтән интайин муһим әһмийәткә игә бу қанун лайиһиси,17- чесла кәчқурун америка авам палата әзалири толуқ қатнашқан йиғинда оттуриға қоюлған болуп, қарар лайиһисини кеңәш палата әзаси, америка самоа арили вәкили, демократ фаләомаваәга баян қилип өтти.

Фаләомаваәга әпәнди қарар лайиһисини тәйярлашқа күч чиқарған палата әзалириға рәһмәт ейтидиғанлиқини, кишилик һоқуқ мәсилигә берип тақилидиған мәзкур қарар лайиһисиниң нәқәдәр муһимлиқини оттуриға қоюп: " мәзкур қарарниң елиниши билән дөләт мәҗлиси хитай һөкүмити тәрипидин вәһшиянә бастурулуватқан уйғур мусулманлар вә хитай һөкүмити уйғур кишилик һоқуқиниң йетәкчи авази рабийә қадирға қаратқан рәзил оч елиш қилмишлирини ашкарилайду" деди.

У йәнә, узундин бери хитай һөкүмитиниң ярдими билән уйғур ларниң ана вәтинигә үзлүксиз еқип келиватқан хитай көчмәнлириниң тәһдитидә өз миллий вә мәдәний мәвҗутлиқини сақлап қелиш үчүн теришип келиватқанлиқини, хитай һөкүмитиниң уйғурларға мәдәний маарип вә иқтисади тәрәққият пурсити бәрмигәнликини билдүрди вә: "хитай һөкүмити уйғурларниң иқтисадий вә маарип әркинликини қаттиқ чәкләп кәлди вә системилиқ һалда китабларни көйдүрди вә мәсчитләрни тақиди" деди.

Фаләомаваәга әпәнди: "хитай террорлуққа зәрбә бериш күришини баһанә қилип, уйғурлар устидин елип барған бастуруш һәрикәтлирини япмақчи болди"

Фаләомаваәга әпәнди сөзидә йәнә , хитай һөкүмитиниң уйғур сиясий мәһбусларни сотниң һөкүмисизла тутуп түрмигә ташлайдиғанлиқини вә яки аилә тавабиатлирини хәвәрләндүрүп қоймайла етип ташлайдиғанлиқини, сиясий җинайәтчиләрни қаттиқ қийин ‏- қистаққа алидиғанлиқиниму оттуриға қойди һәмдә хитайниң уйғурларниң азғинә қаршилиқи ‏- намайишлириниңму хитай һөкүмити тәрипидин еғир бастурушқа учрайдиғанлиқини, америкида йүз бәргән 11- сентәбир террорлуқ вәқәсидин кейин хитайниң террорлуққа зәрбә бериш күришини баһанә қилип, уйғурлар устидин елип барған кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қилидиған бастуруш һәрикәтлирини япмақчи болғанлиқи вә уйғурларға террорчилар вә бөлгүнчиләр, дәп нам қоювалғанлиқини тәкитлиди.

Фаләомаваәга әпәнди рабийә қадир ханимниң һаяти паалийити баян қилди вә униң уйғурларниң дәрт әһвалини сөзлигәнлики үчүнла хитай түрмисигә ташланғанлиқини, әмма хәлқара җәмийәтниң бесими астида хитайниң рабийә қадир ханимға шәрт қоюп америкиға сүргүн қилғанлиқини вә рабийә қадир ханим америкиға келип җим турмиғанлиқи үчүн хитайниң рабийә қадир ханимдин өч елиш мәқситидә "баҗ тәкшүрүш "ни козир қилип униң оғуллириға "баҗ оғрилаш" җинайәтлирини артип айрим- айрим һалда 7 вә 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини көрсәтти.

Кирстофер симис әпәнди :" биз бүгүн ғәйрәтлик әмма қәлби чоңқур азабқа толған бир аниниң 'балилиримни қоювәт' дегән нидасиға җөр болимиз"

Мәзкур 497- номурлуқ қарар лайиһисини яқилап сөзгә чиққан нев җерсий вәкили кирстофер симис әпәнди рабийә қадир ханиниң кишилик һоқуқ паалийәтлиригә интайин юқири баһа бәрди вә уни дунядики әң даңлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин болған һиндистанлиқ махатма гәнди, тибәтлик далай лама қатарлиқлар билән бир қатарда саниди вә"тибәтләр үчүн далай лама болғинидәк уйғурлар үчүнму рабийә қадир ханим бардур" деди вә сөз ахирида у йәнә: " биз бүгүн ғәйрәтлик әмма қәлби чоңқур азабқа толған бир аниниң 'балилиримни қоювәт' дегән нидасиға җөр болимиз" деди.

Симис әпәнди рабийә қадир ханимниң утуқлири һәққидә тохтилип, униң һазир уйғурларниң бирдәк етирап қелинған йол башлиғучисиға айланғанлиқини, униң нобел тинчлиқ мукапати намзати икәнликини вә америка президенти бушниң йеңи дости икәнликиниму қошумчә қилди.

Қарар лайиһисидә һөсәйин җелил мәсилиси оттуриға қоюлди

Фаләомаваәга әпәнди йәнә 497- номурлуқ қара лайиһисиниң сахта җинайи қилмишлар билән әйиблинип хитай түрмисигә ташланған һөсәйин җелил мәсилисиму оттуриға қоюлидиғанлиқини баян қилип, " у йеқиндила хитай соти тәрипидин сахта җинайи қилмишлар билән әйиблинип өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинди" деди һәмдә униң устидин ечилған сотқа канада һөкүмити вәкиллириниң қатнаштурулмиғанлиқини вә канада әлчихана хадимлириниң һөсәйин җелил билән көрүшүшигә йол қоюлмиғанлиқини әйибләп: " бу узундин буян йетилдүрүлгән дипломатийә өлчәмлиригә зит мәсилә болупла қалмастин, бәлки һөсәйин җелилниң хәлқарада ортақ етирап қелинған әқәллий кишилик һоқуқиға қилинған еғир дәпсәндичилик" деди.

Қарар лайиһисиниң йәнә бир яқилиғучи палата әзаси кирстофер симис хитай һөкүмитиниң канада пуқраси һөсәйин җелилни дәрһал қоюп берип өз аилиси билән җәм қилиши керәкликини күчлүк рәвиштә оттуриға қойди.

Уйғурлар үчүн интайин муһим әһмийәткә игә болған бу қанун лайиһиси америка кеңәш палатасида юқири аваз билән тәстиқлинип бекитилди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.