Франкфорттики уйғурлар дала сәйлиси өткүзди
2007.08.13
Баш шитаби германийиниң мюнхен шәһиридики яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң франкфурт шөбиси 8 - айниң 11 - күни франкфурт шәһридә дала сәйлиси уюштуруп, көп мәзмунлуқ паалийәт елип барған болуп, бу паалийәткә д у қ рәһбәрлири вә әзалиридин башқа, көплигән уйғурлар қатнашқан.
Бу қетимқи паалийәттә уйғур өсмүрлири һәр хил мәдәнийәт - сәнәт номурлирини орунлап, паалийәт иштиракчилирини тәсирләндүргән.
Чәт әлләрдики уйғурларға нисбәтән миллий кимликини сақлап қелишниң муһимлиқини тәкитлигән яврупа шәрқий түркистан бирлики франкфурт шөбисиниң рәиси күрәш атахан әпәнди, уйғур өсмүрлиригә қарита қоюқ миллий тәрбийә елип бериватқанлиқини һәмдә бу паалийәт җәрянида миллий мәсилиләр бойичә зеһин синаш мусабиқиси өткүзгәнликини сәмимизгә салди.
Бу қетимқи дала сәйлисидин уйғур җамаити көп хурсән болған болуп, бу хилдики сиясий, мәдәний, иҗтимаий мәзмунлар өзара бир гәвдигә айланған паалийәтләрниң техиму көпләп елип берилишини тәләп қилған. Уйғурларниң паалийәтлиридин зоқ алған вә һәвәс қилған чәт әлликләргә қарита, тәшкилат хадимлири тәшвиқат паалийәтлири елип берип, уйғур мәсилисиниң йәниму илгирлигән һалда тонулушиға алаһидә күч қошқан.
Бу қетимқи паалийәткә тәклип билән қатнашқан түрк тәшкилатлириниң рәһбәрлири вә һәр саһә мухбирлар, уйғурларниң бундин кейинки түрлүк һәрикәтлирини маддий һәм мәнивий тәрәпләрдин қоллайдиғанлиқини билдүрүшкән.(Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Лондондики уйғур хәлқ нахша - музика әтрити
- Алим сабит дамолламниң "әқаид җәвһәри"намлиқ әсири һәққидә
- Дуня өсмүрлири учришиш күнигә уйғур балилар қатнашти
- Қазақистан язғучилириниң 13 - қурултийи дағдуғулуқ ечилди
- Өзбекистанда тонулған уйғур сәнәткар султан мәмәт әпәнди радиомизда
- Түркийидә 5-нөвәтлик хәлқаралиқ түркчә олимпик мусабиқиси өткүзүлди
- Шаир, алимә патигүл сабитованиң 70 яшлиқи қутланди
- Балилар үчүн әң хошаллиқ бир күн
- Түркийидә яйлақ фестивали өткүзүлди
- Шивитсийидә, үмид юлтузи намлиқ мәдәнийәт кечилики өткүзүлди
- "Шинҗаң нахшилири" зоқ әмәс "оқ" пәйда қилди (2)
- " Шинҗаң нахшилири" уйғурларда зоқ әмәс "оқ" пәйда қилди (1)