Далай лама вашингтонда йәр шари тинчлиқи вә меһри - шәпқәт һәққидә нутуқ сөзлиди
2005.11.14

Тибәт роһани даһийси далай лама 13 - ноябир күни америка пайтәхти вашингтон шәһиридики MCI мәркизидә 16 миң кишигә "йәр шари тинчлиқи вә меһри - шәпқәт" дегән темида нутуқ сөзләп, меһри - муһәббәт вә нәпрәт, дин - етиқад вә милләтләр, йәр шари тинчлиқи вә қирғинчилиқ характерлик қораллар мәсилиси қатарлиқ темилар һәққидә тохталди.
Йиғинға уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим алаһидә меһман сүпитидә чақирилған. Йиғинда рабийә қадир ханим вә шәрқий түркистан мәсилиси алаһидә тонуштурулуп, "уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадирни аримизда көргәнликимиздин шәрәп һес қиливатимиз" дәп тәкитләнди.
Далай лама: тибәт, моңғул вә уйғурлар давамлиқ қийинчилиққа дуч кәлмәктә
Йиғин җәрянида рабийә қадир ханим америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәл билән биргә меһманлар қатарида сәһнигә тәклип қилинди һәм тибәт роһани даһисиға уйғур допписи вә шарпа тәқдим қилди. Далай лама тиңшиғучилириға сөзлигән нутуқида, тибәтләр, моңғуллар вә уйғурларни қийин вәзийәткә дуч кәлмәктә, дәп көрсәтти.
Далай лама "тибәтләрни өз ичигә алған моңғул вә уйғурлар өткән әсирдә зор қийинчилиқларни бешидин кәчүрди шундақла тибәт, ички моңғул вә уйғурлар давамлиқ қийин вәзийәткә дуч кәлмәктә" дәйду.
Нәнсий пелуси: у бир адди раһиб

Буниң алдида демократлар партийисиниң америка авам палатасидики аз санлиқлар рәһбири, калифорнийилик авам палата әзаси нәнси пелуси ханим далай ламани тонуштурүш мунасивити билән тәбрик сөзи қилип, далай лама динлар оттурисида көврүк селиш үчүн издиниватқан раһиб, дәп көрсәтти.
Нәнсий пелуси "далай лама дуняни саяһәт қилип, динлар оттурисида көврүк селишқа тиришиватиду. У, һәр бир динниң өзигә хас идеологийиси вә қаидә йосуни болидиғанлиқини чүшәндүрмәктә. Униң чүшәндүрүшичә, һәр бир киши буни һес қилғандила динларниң чоңқурлиқиға йетиду" деди. Нәнсий пелуси "далай лама өзини артуқму әмәс, азму әмәс адди бир раһиб, дәп тәриплимәктә" дәйду.
Далай лама : уйғурлар билән тәбиий көңүл йеқинлиқимиз бар
Далай ламаниң америкидики зиярити өткән һәптә башланди. У, бу җәрянда президент буш вә ханими лавра бушлар билән ақ сарайда көрүшкән.
Далай лама нутуқида уйғур, моңғул вә тибәтләрни өз- ара бир- бирини чүшүнидиған қериндашлар, дәп көрсәтти. Далай лама у мундақ дәйду: "шуңа бу райондики хәлқләр билән асасий җәһәттин тәбий қериндашлиқимиз бар шундақла биз охшаш тәқдиргә игә. Әлвәттә һималаяниң җәнубидики һиндистан қатарлиқ районлар әркинликтин бәһриман боливатиду. Шуңа биз бәзидә улардин қизғинипму қоюмиз... Чүнки биз әркинликимизни йүттүрүп қойдуқ".
Тибәтләрни өз ичигә алған моңғул вә уйғурлар өткән әсирдә зор қийинчилиқларни бешидин кәчүрди шундақла тибәт, ички моңғул вә уйғурлар давамлиқ қийин вәзийәткә дуч кәлмәктә.
Далай лама шәрқий түркистан вә уйғурлар һәққидә тохтилип, тибәтләрниң бу райондики хәлқләр билән тарихий мунасивити барлиқини билдүрди. Далай лама, "шәрқий түркистанда аз санда болсиму буддист пуқралар бар. Әлвәттә бу йәрдики пуқраларниң көпчилики уйғур мусулманлар. Шундақла бир қисим қазақларму яшайду. Уларниң һәммиси мусулманлар. Тарихтики мунасивитимиз шундақла бу район далай лама туғулидиған җайларниң бири болғанлиқи үчүн, мәлум җәһәттин улар билән көңлимиз наһайити йеқин. Шуңа мән уларниң көңлини наһайити яхши чүшинимән " деди.
Уйғур - тибәт иттипақиниң әһмийити
Америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәлниң әскәртишичә, бу қетимқи йиғилиш уйғурлар мәсилисини техиму кәң тонуштуруш җәһәттә иҗабий рол ойниған.
Далай ламаниң өткән һәптә президент буш билән учрашқанда өткүзгән сөһбити мәтбуат саһәсигә елан қилинмиди. Көзәткүчиләр, президент бушниң хитайни зиярәт қилиш алдида далай ламани ақ сарайда күтүвелиши буш һөкүмитиниң хитай кишилик һоқуқи хатириси вә диний әркинлик мәсилисигә җиддий қарайдиғанлиқини көрситиду, дәп қаралмақта. Әмма "вашингтон почтиси гезити" ниң дүшәнбә күни тәкитлишичә, гәрчә буш һөкүмитиниң сиясий чәмбирики ичидики йеңи консерватиплар вә диний гуруһлар кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилисидә хитайға қаттиқ қол болушни тәләп қилсиму, әмма буш һөкүмити бихәтәрлик вә иқтисадий мәсилиләргә техиму көп әһмийәт беридикән. (Әркин)